• Мәрипәт беғиниң бағвәнлири
  • 20 Ақпан, 2019

Устаз еқидиси унтулмайду

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Яркәнт шәһиридики Хелил Һәмраев намидики мәктәп – Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлигиниң буйруғиға бенаән Алмута вилайити бойичә, билим мәзмунини апробацияләш йөнилишидә оттуз пилотлуқ мәктәпләр тәркивигә киргүзүлгән билим дәргаһлириниң бири. Мәктәп муәллимлири Астанада «Назарбаев әқлий мәктәплири» мустәқил билим бериш тәшкилатиниң педагогикилиқ маһарәт мәркизидә оқуп, билимини мукәммәлләштүрүп, топлиған тәҗрибисини әмәлиятта җарий қилип кәлмәктә. Йеқинда мәзкүр мәктәптики уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллимлири уюштурған “дүгләк үстәлгә” қатнишип, зор тәсиратлар илкидә қайттим. Униңда дәсләпкиләрдин болуп сөз алған мәктәп мудириниң оқуш ишлири бойичә орунбасари Бәхитҗан Разиев узун жиллар мәзкүр мәктәптә уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин дәрис бәргән, «Қазақстан маарип әлачиси», «Методист – муәллим», 10-синиплар үчүн «Уйғур әдәбияти» хрестоматиясиниң муәллипи Рушидин Халиқовниң хатирисигә беғишланған «Яш қәләм» өмиги әзалириниң байқиши һәққидә тәпсилий тохталди. Рушидин Һосманоғли Халиқов 1934-жили 13-мартта Яркәнт шәһиридә туғулди. 1948-жили Яркәнттики педагогика училищесини үлгилик оқуп, қолиға диплом алған у әнди алий билим елиш мәхситидә Ташкәнт шәһиригә атлиниду. У йәрдә САГУниң Шәриқ факультетиға оқушқа чүшүп, уни 1957-жили муваппәқийәтлик тамамлап, жутиға қайтиду. Қош дипломлуқ мутәхәссис әмгәк паалийитини Киров (һазирқи Хелил Һәмраев) намидики мәктәптин башлайду. Униң әмгәк китапчисида «мәзкүр мәктәпкә ишқа орунлашти» вә «һөрмәтлик дәм елишқа чиқти» дегән йезиқларнила учритишқа болатти. Қириқ жил давамида у уйғур тили вә әдәбиятини өзи қанчилик иштияқ билән оқуған болса, оқуғучиларниму қизиқтуруп, бу пәнләрни сөйүшкә дәвәт қилди. У дәрис бериш билән биз жуқурида тәкитлигән «Яш қәләм» өмигини тәшкил қилди. Рушидин Халиқов он жилдин ошуқ вақит мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари болди. Мана бу жилларда мәктәпләрдә аммибап «Тимур вә униң достлири» кинофильмидики қәһриманларға охшаш болушқа интилған оқуғучилардин тәркип тапқан вә шу нам билән аталған клублар тәшкил қилинди. Мәзкүр мәктәптә қурулған клуб әзалири Улуқ Вәтән уруши ветеранлириниң, бовай-момайларниң һалидин хәвәр елип, сүйини тошуп, отунини йерип ярдәм бәргәнлигини һазирқи 50 яштин алқиғанлар яхши билиду. Мана мошундақ ишларда тәшәббускар устаз нурғунлиған йеңилиқларни, әнъәниләрни шәкилләндүрди. Өз кәспини чин дилидин сөйгән устаз мәрипәт йолида чоң муваппәқийәт қазанди. Уйғур тили вә әдәбияти пәнлири бойичә йетүк мутәхәссис дәриҗисигичә көтирилди. Панфилов наһийәлик уйғур тили вә әдәбияти пәнлири секциясигә йетәкчилик қилди. Устазниң иш-тәҗрибиси наһийәдила әмәс, бәлки башқа наһийәләрдиму тәрғип қилинди. Бу күни “дүгләк үстәлгә” иштрак қиливатқан, узақ жиллар мәктәп мудири болған Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән муәллими Асийәм Өмәрбақиеваму устазини әсләп өтти. – Мән Рушидин Һосманоғлиниң шагирти. Мәрһумлар Рушидин Халиқов уйғур тилидин, рәпиқиси Алийәм Тайирова рус тили вә әдәбияти пәнлиридин дәрис бәрди. Әр-аял устазлардин тәлим алған һәрбир шагирт улардин бәк миннәтдар. Һәқиқәтәнму улар тәвәдики әң мәдәнийәтлик, билимлик, һәммә җәһәттин үлгилик инсанлардин еди. Мән шундақ устазлиримдин тәлим елип, улар билән он жилдин ошуқ бир сәптә ишлигәнлигим билән пәхирлинимән. Рушидин акиниң педагогикилиқ паалийити өз алдиға бир мавзу. У новатор устаз еди. Һәр күни, һәрбир дәриси йеңилиққа толуп-ташатти. Дәрис өтүш маһарити интайин жуқури еди. Дәрисләр хушяқмай, қечип кетидиған оғул балиларму савақтин қалмас болди. Чүнки устазлиримиз һәр мавзуни бизниң қәлбимизгә йәткүзүп чүшәндүрәтти. Биз ихтиярсиз әшу әсәрләрдики қәһриманларға охшиғумиз келәтти. Рушидин ака уйғурниң дутарини бабиға йәткүзүп чалатти. Әнди “Зоһраҗанимни”, худди кәспий артистлардәк, бар ишқи билән иҗра қилатти. Уйғур миллий уссули билән заманивий вальс ойниса, пәқәт зоқлинип қалаттуқ. Мана шундақ һәртәрәплимә билимлик, тәҗрибилик устазлар – Алийәм Тайирова билән Рушидин Халиқовлар һаяттин бәкму әтигән кәтти. Алийәм һәдәм бари-йоқи 56 йешида, Рушидин ака 65 йешида туюқсиз вапат болди. Бу жили Рушидин акиниң вапат болғиниға 20 жил болди. Лекин уни «өлди» дейишкә тилимиз бармайду. Рушидин ака тәрбийиләп қатарға қошқан шагиртлири униң исмини дайим яд етиду. Демәк, устаз еқидиси унтулмайду. Панфилов наһийәси.

322 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы