• Иҗтимаий мәсилә
  • 20 Ақпан, 2019

Хаталиқлардин савақ елишимиз керәк

Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази” Февраль ейиниң бешида Астанада йүз бәргән паҗиә қазақстанлиқларни бепәрва қалдурмиди. Кейин мәлум болғинидәк, 4-февральдин 5-февраль күнигә қариған кечиси Астананиң әтрапидики “Көктал” микрорайониниң Шыңғыстав кочисидики бир вақитлиқ бенаға от кетиду. Шуниң ақивитидин өйдә ялғуз қалған бәш бала қаза болиду. Уларниң чоңи он үч яшта, кичиги үч айлиқ екән. Кейин мәлум болушичә, балиларниң атисини рәһбәрлик ишиға чақиртивалған. Аниси болса, түндики смениға кәткән. Келип чүшкән әхбаратларға асаслансақ, бу аилә һечқачан дөләт органлириға ярдәм сорап мураҗиәт қилмиған екән. Өзлириниң маңлай тәри билән тапқан тапавити билән балилирини өстүрүп кәлгән. Хошнилириниң ейтишичә, балиларниң қосиғи тоқ, кийими пүтүн болған. Өйи йоқ болғачқа, әйнә шу кичиккинә вақитлиқ бенани иҗаригә елип турушқа мәҗбур болған. Шу күни Астана шәһириниң һакими Бахыт Султанов паҗиә йүз бәргән җайға келип, әһвал билән тонушуп, Астана вә шәһәр әтрапидики шәхсий өйләрдә өрт бехәтәрлигини тәминләшкә алаһидә көңүл бөлүшни тапшурди. Президент Н.Назарбаев паҗиә йүз бәргән аилигә тәзийә билдүрүп, һөкүмәткә, регионлар һакимлириға мошундақ паҗиәләрниң алдини елиш вәзиписини, мошу мәсилә бойичә мәхсус комиссия қурушни жүклиди. Шундақла мусибәт егилиригә һәртәрәплимә ярдәм беришни тапшурди. Паҗиәгә бепәрва болмиған қазақстанлиқлар бу аилигә ярдәм беришни қолға алди. Астанадики «Хазрет Султан» мечитиниң имами Наурызбай Өтпенов жиғилған мәбләққә зәрдап чәккүчиләргә өй елип беридиғанлиғини мәлум қилди. Тәкитләш лазимки, бу паҗиә җәмийитимиздә техи һәл қилинмайватқан мәсилиләрниң нурғун екәнлигини ениқ көрситип бәрди. Болупму көпбалилиқ аилиләр мәсилисиниң наһайити җиддий туруватқанлиғини ашкарә қилди. Җәмийәттә «Немишкә бәш балиси бар аял түндики сменида ишләшкә мәҗбур болуватиду?», «Һөкүмәт нәгә қараватиду?», «Кечә-күндүз ишләватқан ата-анилар балилар тәрбийисигә қачан көңүл бөлиду?», «Нефтьқа бай дөләттә кичиккинә наресидиси бар ана немишкә түндә ишләйду?» дегәнгә охшаш соаллар пәйда болушқа башлиди. Астанада бир топ көпбалилиқ анилар наразилиқ акциясини өткүзди. Анилар һөкүмәт алдиға көпбалилиқ аилиләрни турушлуқ өй билән имтиязлиқ рәвиштә тәминләшни, дөләт тәрипидин бериливатқан ярдәм пулниң миқдарини өстүрүшни, Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри Мадина Абылқасимованиң истипаға кетишини тәләп қилди. Ядиңларда болса, мошуниңдин бир ай илгири министр Қазақстанда көпбалилиқ аниларға берилидиған ярдәм пулни «Наһайити көп, дунияниң башқа һечбир дөлитидә мундақ иҗтимаий ярдәм йоқ» дегән еди. Мадина Абилқасымованиң бу пикриму җәмийәттә наразилиқларни туғдурди. Һәқиқәтәнму бу күнлири иҗтимаий торлар, аммивий әхбарат васитилиридә аһалиниң иҗтимаий әһвалиға мунасивәтлик нурғун пикирләр ейтилди. Шуңлашқа дөлитимиздә бала туғулғанда берилидиған ярдәм пулниң мөлчәри һәққидә тәпсилий тохтилип өтәйли. Мәлумки, қанун бойичә төрт вә униңдин нурғун, камаләт йешиға йәтмигән балилири бар, һәммиси биллә туруватқан аилиләр көпбалилиқ аилә һесаплиниду. Йәни, мошу категориягә киридиған аилиләр дөләттин ярдәм пул елишқа һоқуқи бар. Қанунға мувапиқ, бала туғулғанда дөләт тәрипидин бирқетимлиқ ярдәм пули берилиду. Униң көләми аилидики бала саниға бағлиқ болиду. 2019-жилдин башлап биринчи, иккинчи вә үчинчи балиға берилидған бирқетимлиқ ярдәм пул көләми 95 950 тәңгини, төртинчи вә униңдин көп балиға 159 075 тәңгини тәшкил қилиду. Униңдин ташқири, бала бир яшқа толғичә һәр айда ярдәм пули төлиниду. Ишлимәйдиған аяллар үчүн ярдәм пулниң көләми биринчи балиға — 14 544 тәңгә, иккинчи балиға — 17 196 тәңгә, үчинчи балиға — 19 823 тәңгә, төрт вә униңдин көп бала үчүн 22 473 тәңгини тәшкил қилиду. Әгәр аял бошанғичә ишлигән һәм иҗтимаий төләмләрни төләп турған болса, дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фонди тәрипидин һамилдарлиқ вә бала туғулуши үчүн бирқетимлиқ ярдәм пули төлиниду. Униң көләми бала саниға әмәс, бәлки, айлиқ маашиниң көләмигә бағлиқ болиду. Алаһидә тәкитләш лазимки, қанунға мувапиқ бәш вә униңдин көп бала тапқан һәм уларни сәккиз яшқичә өстүргән аниларниң 53 йешида пенсиягә чиқишқа һоқуқи бар. Әнди алтә бала тапқан, әң кичиги бир яшқа толған аниларға «Күміс алқа» бәлгүси тапшурулиду. Йәттә вә униңдин көп бала тапқан ана «Алтын алқа» бәлгүсини алиду. Мошу бәлгүләргә егә болған анилар, илгири «Қәһриман ана» атиғини алған анилар, І, ІІ дәриҗилик «Ана шөһрити» орденлириниң саһиби болғанлар дөләт тәрипидин төлинидиған һәрайлиқ ярдәм пулини елиш һоқуқиға егә. Бу ярдәм пули аниниң киримигә бағлиқ әмәс, давамлиқ төлиниду. 2019-жили униң көләми 16 160 тәңгини тәшкил қилиду. Мәлумки, илгири барлиқ көпбалилиқ аилиләр дөләт ярдәм пулини елишқа һоқуқи бар еди. Әнди 2018-жили 1-январьдин башлап қанунға өзгиришләр, толуқтурушлар киргүзүлди. Шу өзгиришләргә мувапиқ адреслиқ иҗтимаий ярдәм төлиниду. Йәни, төрт-бәш балиси бар аилә әйнә шундақ ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини дәлиллиши лазим. Йәни, аилә кирими кәмбәғәлчилик гирвигидин төвән, йәни һаят кәчүрүш минимумидин 50 пайиз төвән болуши керәк. Һазир биздә һаят кәчүрүш минимуми 29 698 тәңгини тәшкил қилиду. Мәсилән, йәттә адәмдин тәркип тапқан аилиниң айлиқ тапавити 103 943 тәңгидин ашмаслиғи керәк. Аилә тапавити мошуниңдин төвән болғандила адреслиқ иҗтимаий ярдәм елиш һоқуқиға егә болиду. Бийил бу ярдәмниң көләми – 10 504 тәңгә. Алаһидә тәкитләш лазимки, бу һәрбир балиға әмәс, бәлки барлиқ балилар үчүн берилиду. Аилиниң чоң балиси камаләт йешиға йәткәндә бу ярдәм тохтилиду. Униңдин ташқири, көпбалилиқ аилиләргә транспорт васитиси вә мүлүк селиқлирини төлигәндә, өй елишта һәм башқиму әһвалларда айрим имтиязлар бар. Әпсус, нурғунлиған көпбалилиқ аилиләр қанунға мувапиқ берилидиған имтиязларни яхши билмәйду һәм у мәсилиләрни чүшәндүрүп беридиған салаһийәтлик мутәхәссисләрму аз. Қошумчә қилсақ, ярдәм пулини елиш үчүн аниларға һәр түрлүк ениқлимиларни жиғиши лазим. Астанада йүз бәргән паҗиә елимиздә бу саһада дәрһал һәл қилишни тәләп қилидиған нурғун мәсилиләрни ечип бәрди. Рәсмий статистика мәлуматлири бойичә, елимиздә 230 миң көпбалилиқ аилә бар екән. Жуқурида ейтқинимиздәк, паҗиә йүз бәргәндин кейин өткүзүлгән һөкүмәт мәҗлисидә Ички ишлар вице-министри Ю.Ильинға сөкүш елан қилинди. Айрим лавазимлиқ рәһбәрләр иштин бошитилди. Президентниң тапшурмиси билән һөкүмәт йенида нәқ мошу мәсилә бойичә ишчи топи қурулди. Премьер-министрниң орунбасари Е.Досаевниң рәһбәрлигидики мәзкүр топ икки ай ичидә көпбалилиқ аилиләрни қоллап-қувәтләш бойичә чарә-тәдбирләрни қобул қилиши лазим. Бу мәсилигә мунасивәтлик Малийә министри Алихан Смаилов өз пикрини изһар қилди. Көпбалилиқ аилиләргә берилидиған ярдәм пул көләмини көпәйтиш үчүн бюджеттин қошумчә мәбләғ бөлүш мәсилиси муһакимә қилиниватқанлиғини ейтти. Демәк, келәчәктә бу мәсилиниң иҗабий һәл қилинидиғанлиғиға дегән үмүт бар.

236 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы