• Спорт
  • 20 Ақпан, 2019

Чоңларниң мусабиқиси

Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази” Инсанниң ойлаш қабилийитини яхшилайдиған, аләмгә тонулған оюн түриниң бири – шахмат. Оюн бир қаримаққа асандәк көрүниду, амма сәкрәп-жүгрәшни һаҗәт қилмисиму, шахмат – әң мәрәккәп һәм қийин оюнлардин һесаплиниду. Йеқинда Чонҗа йеза округи аппаратиниң уюштуруши билән наһийәлик Балилар вә өсмүрләр спорт мәктивидә шахмат вә шашка оюнлиридин мусабиқә уюштурулди. Ушбу мусабиқиниң алаһидилиги шуки, униңға йезиниң пәқәт йеши әлликтин ашқан турғунлирила қатнашти. Оюнчиларға 40 жил мәктәптә тәнтәрбийә муәллими болуп хизмәт қилған пешқәдәм устаз Садир Тохтибақиев қазилиқ қилди. Мусабиқигә жигирмә оюнчи қатнашти. Кәскин күрәш роһида өткән оюнларниң нәтиҗиси бойичә ғалиплар ениқланди. Атап ейтсақ, шахмат бойичә 1-орунға Осман Ғаппаров, 2-орунға Дилшат Гайитов, 3-орунға Мусаҗан Мәмиров еришсә, шашкидин 1-орунға Бексултан Узбеков, 2-орунға Олалим Тохтахунов, 3-орунға Әркин Ташмәтов муйәссәр болди. Мукапатлиқ орунларға еришкәнләрни тәғдирлигән Чонҗа йеза округиниң һакими Адилҗан Қурбанниязов йеқин арида шахматтин наһийәлик турнир өткүзүшниму нийәт қиливатқанлиғини ейтти. Униң тәкитлишигә қариғанда, Чонҗа йезисиниң турғунлири йеңидин қолға елинған бу башланмини зор қизиқиш билән қоллап-қувәтләветипту.

195 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы