• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 20 Ақпан, 2019

Этномәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири билән учрашти

Өткән һәптидә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари – Президент Мәмурийити ҚХА Кативатиниң мудири Леонид Прокопенко Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» бирқатар этномәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири билән учрашти. Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Учришишта асасән җумһурийитимиздә милләтләрара разимәнликни техиму тәрәққий әткүзүш мәсилиси тоғрилиқ сөз болуп, бу йөнилиштә асасий жүк йәнила этномәдәнийәт мәркәзлириниң зиммисидә екәнлиги қәйт қилинди. Шундақла учришишниң күн тәртивидики муһим мәсилиләрниң бири – этномәдәнийәт мәркәзлирини 2019-жилниң иккинчи йеримиға бәлгүләнгән аккредитациядин өткүзүш һәққидиму әтраплиқ пикирләр ейтилди. Бу тоғрилиқ Леонид Прокопенко мундақ деди: – Аккредитациядин ташқири, биз ҚХАниң Интернет ресурслирини (assembly.kz) җанландурушимиз һаҗәт. Сайтни һәрбир этномәдәнийәт мәркизи өзлири тоғрилиқ әхбаратлар билән бейитип, уни дайим йеңилап турушуңларни илтимас қилимән. Өткүзүлүватқан һәрқандақ чарә-тәдбирни шу йәргә селип турушни тохтатмаслиқ керәк. Өзәңларға мәлум болғинидәк, бийил – Яшлар жили». Шуңлашқа биз «Йол хәритиси» программиси даирисидә «Жаңғыру жолы» җумһурийәтлик яшлар һәрикити билән һәмкарлиқта иш елип беришимиз керәк. Буниңдин ташқири, этномәдәнийәт мәркәзлири Қазақстан Президенти Архивиниң ишлириғиму паал арилишиши лазим. Һәрбир милләткә өзәңларниң тарихи, миллий таамлири вә сәнъитиңлар тоғрилиқ барлиқ мәлуматлар билән һөҗҗәтлириңларни сақлап берәйли дәватса, биз буниңға етивар бәрмигинимиз орунсиз болар. Шуниң үчүн бу ишни кечиктүрмәй, чапсан һәрикәт қилайли. Елимиз Президенти Нурсултан Назарбаев өзи рәһбәрлик қиливатқан ҚХА вәтинимиздики йүздин ошуқ милләтниң инақ-иҗил өмүр сүрүшиниң капалити екәнлигигә һазир һечким гуман кәлтүрмисә керәк. Шу түпәйли униң аброй-инавитиму күндин-күнгә өсмәктә. Учришиш давамида ҚХАниң бийилқи сессияси тоғрилиқму сөз болуп, бу әнъәнивий чарә-тәдбирниң бу жили адәттикидин сәл бурун өткүзүлидиғанлиғи һәм униңға тәйярлиқни һазирдин башлаш керәклиги ейтилди. Ахирида Л.Прокопенко Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә әза болған бир топ шәхсләргә йеңи гуванамиләрни тапшурди. Уларниң арисида ҚХА әзалиғиға қобул қилинған ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Нурмәһәмәт Палтахунов билән Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Бешироваму бар. *** Шу күни Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари – Президент Мәмурийити ҚХА Кативатиниң мудири Леонид Прокопенкониң қатнишиши билән җәнубий пайтәхттә Яшлар жилини ечиш тәнтәниси болуп өтти. Униңға ҚХА вә этномәдәнийәт мәркәзлириниң әзалири, «Қазақстанниң 100 йеңи исми» лайиһисиниң ғалиплири, «Жаңғыру жолы» җумһурийәтлик яшлар һәрикитиниң активистлири билән бирқатар алий вә оттура билим дәргаһлириниң студентлири қатнашти. Тәнтәниниң модератори – «Жарасым» җумһурийәтлик яшлар бирләшмисиниң рәиси Тимур Джумурбаев униң мәхсәт-муддиасини көпчиликкә чүшәндүргәндин кейин, сөз новитини Леонид Прокопенкоға бәрди. У бүгүнки учришишниң әһмийитигә тохтилип, мошу мәрасимниң көпчилигини тәшкил қилидиған яшларни Яшлар жилида атқурулидиған ишларни әмәлгә ашурушта паалийәтчанлиқ көрситишкә чақирди. Натиқ болупму елимизниң тәрәққий қилиши йәнә шу яшларға бағлиқ екәнлигиниму алаһидә тәкитләп, йеқинда «Рухани Жаңғыру» җумһурийәтлик яшлар һәрикити «JASTAR JYLY – DANGYL JOL» лайиһисини башлиғанлиғини ейтти. Андин «Лига волонтеров» җәмийәтлик фондиниң рәиси Айсулу Ерниязова сөзгә чиқип, ҚХАниң пидаийлар һәрикитиниң паалийити тоғрилиқ тәпсилий әхбарат бәрди. Шундақла у пидаийларниң тиришчанлиғи түпәйли бүгүнгә қәдәр көплигән иҗтимаий лайиһиләрниң утуқлуқ әмәлгә ешиватқанлиғи вә Қазақстан яшлириниң риқабәткә қабиллиғини шәкилләндүрүштики роли һәққидә ейтип өтти. Чарә-тәдбир давамида Леонид Прокопенко паалийәтчан бир топ пидаийлар билән бирликтә «Достлуқ өйиниң» фойесиға орнитилған «Пидаийлар тахтисиға» имза чәкти. Бу Алмута шәһиридә Яшлар жилиниң рәсмий ечилғанлиғини билдүрсә, миллий роһи үстүн вә вәтәнпәрвәрлик ғурури униңдинму жуқури яшларға мәдәт-илһам берилгәнлигиниң испати болди. Алмутилиқ яшларниң келәчәккә болған көзқаришиниң сағламлиғини, һәрқандақ йеңилиққа интилишини көргән Леонид Прокопенко уларға утуқ тилигәч, билимлик қазақстанлиқлардин болуп йетилишигә тиләкдашлиқ билдүрди. Шу күни «Мениң утуғимниң тарихи – мениң елимниң утуғиниң тарихи» мавзусидики тәнтәниниң иккинчи қисмиму қизиқарлиқ өтти. У йәрдә мәрасим меһманлири, йәни «Қазақстанниң 100 йеңи исми» лайиһисиниң ғалиплири, җүмлидин Педиатрия вә балилар хирургияси илмий мәркизиниң бөлүм башлиғи Гульжан Сарсенбаева, медицина пәнлириниң намзити Алмат Кодасбаев, балилар ортопед-травматологи Һесамдун Һәрәмов, эндо вә видеохирургия усуллар бойичә хирург Алибек Смағулов вә башқилар өзлириниң утуққа йетиш сирлири билән бөлүшүп, атқурған ишлири тоғрилиқ чоң форматтики экранда чүшәнчә бәрди. Шундақла улар яшларға өзлириниң туғулупла мошу дәриҗигә йәтмигәнлигини, бу җәриянда талай уйқисиз түнләрниң вә ғәм-тәшвишкә толған күнләрниң көп болғанлиғини алаһидә қәйт қилип, һәрқандақ узун мусапиниң биринчи қәдәмдин башлинидиғанлиғини әскәртти. Мәрасим ҚХАниң «Шәпқәт карвини» лайиһиси даирисидә «Сыбаға» акциясиниң башлиниши билән аяқлашти. Көпчиликкә акция тоғрилиқ «Жаңғыру жолы» регионалиқ штабниң рәиси Диас Бурабай әтраплиқ чүшәнчә бәрди.

986 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы