• Әхбаратлар еқими
  • 20 Ақпан, 2019

Ениқ механизмларни ишләп чиқиш лазим

Дөләт рәһбириниң турмуш сүпитини яхшилаш вә иҗтимаий саһа нәтиҗидарлиғини ашуруш бойичә тапшурмилири тоғрилиқ Қазақстан Җумһурийити Президентиниң мәтбуат кативи Айдос Үкибай сөзләп бәрди. – Дөләт рәһбири иҗтимаий саһани йеңилаш вә аһалиниң һал-оқити төвән қатламлириға ярдәм қилиш бойичә чариләрни әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигини һәрдайим тәкитләйду. Февраль ейиниң бешида Президентниң тапшурмиси бойичә қурулған мәмликәт гражданлириниң тапавитини ашуруш вә турмуш сүпитини яхшилаш, шу җүмлидин көпбалилиқ аилиләрни қоллап-қувәтләш чарилирини күчәйтиш бойичә иш топи мошу йөнилиштики муһим қәдәм болди. Нурсултан Назарбаев иш топи алдиға гражданларниң мошу категориясиниң проблема туғдуруватқан мәсилилирини һәл қилиш үчүн ениқ механизмларни ишләп чиқиш вә җумһурийәтлик бюджеттин қошумчә резервларни издәп тепиш вәзиписини қойди, – деди Айдос Үкибай. У шундақла аһалини иҗтимаий қоллап-қувәтләшни кәңәйтиш бойичә тәклип қилиниватқан чариләрниң немидин ибарәт екәнлиги тоғрилиқ соалға җавап бәрди. – Дөләт рәһбири биринчи новәттә адреслиқ иҗтимаий ярдәм елиш йолини аддийлаштуруш вә көпбалилиқ аилиләр үчүн ярдәм пулини төләш механизмлирини мукәммәлләштүрүш чарилирини көрүшни, шундақла алаһидә муһтаҗ болуватқан көпбалилиқ аилиләр үчүн муниципиал иҗаригә өй елишни яхшилаш имканийитини қарап чиқишни тапшурди. Буниңда мәркизий вә йәрлик иҗраий органлар, регионлар һакимлири мошу саһада лазимлиқ назарәтни әмәлгә ашуруши шәрт. Нурсултан Назарбаев шундақла қазақстанлиқлар паравәнлигиниң өсүшини тәминләш үчүн барлиқ дәриҗиләрдә бюджет хираҗитиниң әвзәлликлирини қайта қарап чиқишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Мәсилән, Айдос Үкибайниң тәкитлишичә, айрим регионлар билән җумһурийәтлик әһмийәткә егә шәһәрләрниң рәһбәрлири һазирниң өзидә көпбалилиқ аилиләргә вә муһтаҗ болуватқан башқа гражданларға ениқ ярдәм қилиш үчүн қошумчә имканийәт вә резервларни издәп тапти. – Бу иш барлиқ саһалиқ дөләт вә җәмийәтлик қурулумларниң паал қатнишиши билән давамлишиду, дәп ойлаймән. Өз новитидә Президент Мәмурийити Дөләт рәһбири тәрипидин қоюлған вәзипиләрниң орунлинишини қәтъий назарәт астиға алиду, – дәп тәкитлиди Қазақстан Җумһурийити Президентиниң мәтбуат кативи.

384 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы