• Иҗтимаий мәсилә
  • 20 Ақпан, 2019

Тарифлар төвәнләватиду

Президентниң өткән жили ноябрьда Бехәтәрлик Кеңишидә бәргән аһали үчүн тарифларни төвәнлитиш тоғрилиқ тапшурмисиға бағлиқ Әхбарат вә коммуникацияләр министрлиги мошу мәсилә бойичә угилиқ алақә операторлири билән учрашти. Бийил январьдин етиварән компанияләр йеңи, аһали үчүн бираз әрзән тариф планлирини җарий қилди. Мәсилән, “Қазақтелеком” акционерлиқ җәмийити ейиға 3 499 тәңгилик йеңи тарифлиқ план пакетини җарий қилди, бу илгәрки минимал тарифтин 5,4 пайиз төвән. Йеңи тариф илдамлиғи 10 Мбитқичә Интернет хизмитини (илгири – 3 Мбитқичә еди) вә Қазақстан бойичә һәм “Алтел” вә Tele2 тармақлириға һәқсиз телефон алақилирини өз ичигә алиду. “Казтранском” акционерлиқ җәмийити аһалиниң һал-оқити төвән қатламлири үчүн алаһидә шараит яратти. У абонентни алақә хизмәтлиригә қошуш ишлирини 50 пайиз йеникчилик билән жүргүзүшни вә телефон үчүн абонентлиқ төләмни 10 пайиз төвәнлитишни һәм Интернет хизмити үчүн абонентлиқ төләмни 15 пайиз төлитишни көздә тутиду. “Транстелеком” акционерлиқ җәмийити йеши бойичә пенсиягә чиққанлар, Улуқ Вәтән урушиниң қатнашқучилири һәм накалири вә уларға тәңләштүрүлгән шәхсләр үчүн Интернеттин пайдилиниш хизмитини 5 пайиз төвәнләтти. “Кар-Тел” ҖЧЙ “Социальный” вә “Социальный плюс” тарифлиқ планлирини ишләп чиқти. Мошу тарифлиқ планлар бойичә абонентларға угилиқ алақә хизмити алдин-ала төләнгән хизмәтләр көләмигә қарап, 5690 тәңгә вә униңдин жуқури баһада көрситилиду. “Мобайл Телеком сервис” ҖЧЙ йеңи “Доступный” тарифлиқ планиниң җарий қилинғанлиғини елан қилди. Мошу тарифлиқ план бойичә Tele2 абонентлири ейиға 350 тәңгә төләп, тармақниң ичидә һәқсиз қоңғурақ қилиш вә башқа алақә операторлириға бир минут үчүн 11 тәңгә төләп қоңғурақ қилиш имканийитигә егә болди. “Kcell“ акционерлиқ җәмийити “Kcell“ абонентлири болған I вә II топтики накаларни қолайлиқ баһа билән илгири пәқәт “Activ” абонентлири пайдиланған “Особый” тарифлиқ планиға қошулуш имканийитигә егә екәнлиги тоғрилиқ хәвәр қилди.

170 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы