• Тәбрикләймиз
  • 20 Ақпан, 2019

Тәвәллуд мубарәк, кәсипдаш!

Бүгүн бизниң коллективта чоң мәрикә. Йәни кәсипдишимиз – «Уйғур авази» гезити баш муһәрририниң биринчи орунбасари Иврайим Ғәйрәтоғли Баратов 60 яшқа толди. Көпчилик яхши билидуки, Иврайим Баратов «Уйғур авази» гезитида ишләватқан қириқ жилға йеқин вақит мабайнида җәмийәт, милләт үчүн хизмәт қилған көплигән адәмләрни әлгә тонутти, шу арқилиқ өзиму тонулди. Мошу жиллар җәриянида гезитта униң дөлитимизниң, хәлқимизниң иҗтимаий һаятини ечип беридиған йүзлигән проблемилиқ мақалилири, сөһбәтлири, ләвһәлири, репортажлири бесилди. Қисқиси, Иврайим Баратов өзигә хас тил-услуби бар, әң муһими, таллавалған кәспигә чоңқур муһәббәт бағлиған көрнәклик журналист. Кәсипдишимизниң паалийитиму мунасип баһалинип кәлди. У Қазақстан Журналистлар иттипақи мукапитиниң, мустәқил «Илһам» мукапитиниң лауреати. Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини. Һәрхил жилларда муйәссәр болған онлиған Пәхрий ярлиқлар билән дипломлар, хатирә соғилар өз алдиға. Өз кәспиниң қир-сирлирини яхши өзләштүргән қәләмдаш достумиз бүгүн һаятиниң атмишинчи даваниға қәдәм ташлиди. Мошу мәрикилик күнләрдә биз кәсипдишимизға мустәһкәм саламәтлик, аиләвий хатирҗәмлик вә җошқун илһам тиләймиз. «Уйғур авази» гезитиниң коллективи.

478 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы