• Әхбаратлар еқими
  • 20 Ақпан, 2019

Адреслиқ, иҗтимаий ярдәм

Йеқинда Премьер-министрниң орунбасари Ерболат Досаевниң рәислигидә мәмликәт гражданлириниң тапавитини ашуруш вә турмуш сүпитини яхшилаш, шу җүмлидин көпбалилиқ аилиләрни қоллап-қувәтләш чарилирини күчәйтиш бойичә иш топиниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Кеңәшмидә иҗтимаий паравәнликни тәминләш вә аһалиниң һал-оқити төвән қатламлирини қоллап-қувәтләш бойичә қошумчә механизмларни ишләп чиқиш йөнилишидә көрүлүватқан чариләрниң нәтиҗидарлиғини ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. Шундақла җамаәтчилик тәрипидин келип чүшкән ениқ тәклипләрму қаралди. Ерболат Досаев қазақстанлиқларниң паравәнлигини ашуруш вә турмуш сүпитини яхшилаш Һөкүмәтниң Қазақстан Җумһурийити Президентиниң октябрьдә җумһурийәт хәлқигә йоллиған Мәктүбидә бәлгүләнгән ишиниң асасий йөнилиши екәнлигини тәкитлиди. Әйнә шуниңға бағлиқ гражданлар тапавитиниң өсүшини тәминләш вә турмуш сүпитини яхшилаш бойичә вәзипиләр мәркизий һәм йәрлик иҗраий органларниң ишида алаһидә орунда туриду. Әйнә шу нуқтәий нәзәрдин адреслиқ иҗтимаий ярдәмгә егә болушни йениклитиш, дөләтниң ярдимигә муһтаҗ көпбалилиқ аилиләр үчүн ярдәм пулини төләш механизмини мукәммәлләштүрүш ишниң асасий йөнилишлири сүпитидә бәлгүләнди. Көпбалилиқ аилиләрниң балилириға башланғуч мәктәптә һәқсиз иссиқ тамақ бериш, җәмийәтлик транспортта һәқсиз тошуш мәсилиси йәрлик иҗраий органлар тәрипидин айрим қарилиду. Алаһидә муһтаҗ болуватқан көпбалилиқ аилиләрниң турушлуқ шараитини яхшилаш мәсилисидә муниципиал иҗаригә берилидиған өйдин пайдилинишни көпәйтиш имканийитиму айрим қарилиду. Кеңәшмә ишиға “Нур Отан” партиясиниң вәкиллири, Парламент Мәҗлисиниң депутатлири, иҗтимаий-ихтисадий, инфрақурулумлуқ тәрәққият саһасидики вә ички ишлар министрликлири, селекторлуқ тәртиптә йәрлик иҗраий органларниң рәһбәрлиги қатнашти. Иш топиниң мәҗлисидә әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри Мадина Әбылқасымова сөзгә чиқип, мәмликәтниң барлиқ регионлирида оператив штабларниң қурулғанлиғи тоғрилиқ доклад қилди. Униң тәкитлишичә, аһали вә тәшәббускар топлар билән учришишлар өткүзүлүватиду, салаһийәтлик мутәхәссисләр өйму-өй кирип, балилиқ аилиләрниң турмуш шараитини ениқлаватиду. Бүгүнки күнгә қәдәр иҗтимаий һимайә, турушлуқ өй мунасивәтлири, билим, саламәтликни сақлаш саһалириға, шундақла җай-җайларда көрситиливатқан иҗтимаий хизмәтләрниң башқа түрлиригә мунасивәтлик 1500 ошуқ пикир-тәклип җиғилди. Униңдин ташқири гражданлар йәрлик һакимийәтләргә қошумчә тәклипләрниму берәләйду. Кеңәшмидә шундақла индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министри Жеңис Қасымбек гражданларниң өй шараитини яхшилаш мәсилилири, саламәтликни сақлаш министри Елжан Биртанов медицина хизмитиниң сүпитини яхшилаш, улардин пайдилиниш дәриҗисини ашуруш вә балиларни саламәтликни сақлаш системисиға җәлип қилиш, малийә министри Алихан Смайилов бюджетниң иҗтимаий саһаға нишан қилиниши тоғрилиқ докладлар билән сөзгә чиқти.

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы