• 1-март – Миннәтдарлиқ күни
  • 27 Ақпан, 2019

Қазақстан — келәчиги парлақ мәмликәт

Миннәтдарлиқ күни мәйрими — бу елимиз хәлқиниң бирлигиниң, достлуғиниң вә бирпүтүнлүгиниң мәйрими. Бу күни барлиқ қазақстанлиқлар бир-биригә миннәтдарлиғини изһар қилип, иллиқ тиләклирини ейтиду. Чүнки мошундақ тиләкләр адәмләр арисидики достлуқни, сәмимийликни һәм һәмкарлиқни күчәйтишкә яхши тәсир қилиду. Хәлиқ илгири өткән қийин дәвирләрни әсләп, бүгүнки күндики течлиқ һаятқа вә бәхитлик өмүргә өз баһасини бериду. Өткән әсирләрдә Қазақстанға нурғунлиған этнослар тәғдирниң тәқәзаси билән қийин вә һәсрәтлик йоллар билән көчирилди. Бу вақитларда қазақларму наһайити қийин, ачарчилиқ жилларни баштин кәчүрүвататти. Әйнә шу дәһшәтлик жилларда Қазақстанға күч билән көчирилгән адәмләргә қазақ хәлқи имканийитиниң баричә ярдәмләшти, өйлиридин орун берип, бир парчә ненини тәң бөлүп йеди. Улуқ Вәтән уруши жиллириму худди шундақ болди. Шуңлашқа өткән күнимизгә шүкри дәп, баримизни баһалап, бир-биримизни һөрмәтләп, өткән хаталиқлиримизни кәчүрүп, миннәтдарлиқ билдүрүшимиз лазим. Келәчәккә ишәнчә билән қарап, мустәқил вәтинимиз Қазақстанниң гүллинишигә үлүш қошушимиз керәк. 1-март – Миннәтдарлиқ күни болуп бәлгүләнгәнлигини елимиздики җәмийәтлик разимәнлик вә бирлик үчүн алаһидә әһмийәтлик дәп һесаплаймән. Сәвәви, нәқ мошу күни Президент Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән достлуқ билән течлиқни, бирлик билән һәмкарлиқни тәрғибат қилидиған надир институт – Қазақстан хәлқи Ассамблеяси қурулди. Пурсәттин пайдилинип, һәммиңларни мошу мәйрәм билән чин қәлбимдин тәбрикләп, Дөләт рәһбиригә өзәмниң чәксиз миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Елимиз аман, хәлқимиз бәхитлик, достлуғи ярашқан екән, демәк, мустәқил, көпмилләтлик Қазақстан Җумһурийитиниң келәчиги парлақ әл екәнлиги талашсиз. Шаһимәрдан НУРУМОВ, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисинин депутати, ҚХА Кеңишиниң әзаси, ҖУЭМ рәиси.

283 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы