• Аилә – инавәтлик булиғи
  • 06 Наурыз, 2019

Өйлиниш оңай, өй болуш қийин

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, һәрқандақ ата-ана пәрзәндиниң өз вақтида аилә қуруп, бәхитлик яшишини истәйду. Камаләт йешиға йәткән күндин башлап аилә қурушниң оюнчуқ әмәслигини балилириниң аң-сәвийәсигә сиңдүриду. Бирақ бүгүнки күндә аилә институтиниң қәдир-қиммити қалмайватқандәк. Мундақ дейишимизгә асас шуки, елимиздә аҗришиш көрсәткүчи жуқури болмақта. «Яшларни вә аилә институтини комплекслиқ қоллап-қувәтләш дөләт сәяситиниң муһим йөнилишигә айлиниши керәк. Яшларниң барлиқ категориялирини қоллап-қувәтләш чарилириниң толуқ комплексини өз ичигә алидиған иҗтимаий басқучларниң кәң платформисини вуҗутқа кәлтүрүш зөрүр», деди Нурсултан Назарбаев өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстанлиқлар паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» Мәктүбидә. Раст, нәрқ мунасивәтлири аилә институтиға, болупму аялларниң аилидики әһвалиға өзгиришләрни елип кирди. Аялларниң бесим көпчилиги бала тәрбийисидин жирақлап, толирақ күндилик турмушниң ғемини қилиш билән бәнт болмақта. Нәтиҗидә аилидики мунасивәтләр бузулуп, балилар әркинликкә егә болдидә, тәрбийә тизгини аҗизлашти. Уни биз қанчә йошурғинимиз билән җәмийитимиздә орун еливатқан көңүлсиз көрүнүшләрниң өзи ашкарилаватиду. Статистикилиқ мәлуматларға нәзәр ташлисақ, өткән жили аилә қурған 102 миң җүпниң 41 миңи аҗришип кетипту. Уларниң 86 пайизиниң ортақ балилири бар. Асасән, аҗришиш фактлири шәһәрләрдә көп тиркәлгән. Британияниң «The Economіst» журналиниң дуниявий рейтингиға асаслансақ, Қазақстан аҗришиш көрсәткүчи бойичә 10-орунда екән. МДҺ әллири арисида Россия билән Украинидин кейинки орунни егиләйду. Бу, әлвәттә, хошал қиларлиқ көрсәткүч әмәс. Шундақ екән, аилиниң бузулушиға немә сәвәп болуватиду? Бу тәрбийиниң аҗизлашқининиң бәлгүсиму? Яки аилиләрниң вәйран болушиға ихтисадий вә иҗтимаий әһваллар тәсирини йәткүзүватамду? Мутәхәссисләр бәхитлик башланған аиләвий һаятниң көңүлсиз аяқлишишиниң һәрхил сәвәплирини алға сүрмәктә. Тоғра, һәркимниң тәғдири һәрхил. Демәк, вәйран болған аилиләрниң аҗришиш сәвәплириму һәрхил дегән сөз. Тәтқиқатларға асаслансақ, дуния бойичә һарақкәшликтин 41 пайиз, турушлуқ өйиниң йоқлуғидин 26 пайиз, бала тапалмиғанлиқтин 8 пайиз, ата-аниларниң арилишишидин 14 пайиз, узақ вақит айрим туруш сәвәплиридин аилиләрниң 6 пайизиниң некаси бузулидекән. «Аҗришишниң 80 пайизиниң асасий сәвәви – ишсизлиқ билән ичимликкә берилип кетиш», дәйдиғанларму йоқ әмәс. Чүнки аилә түврүгиниң турақлиқ ишиниң йоқлуғидин, өйгә һечқандақ тапавәт кирмәйдиғанлиғидин аилә хатирҗәмлигиниң бузулидиғанлиғини ейтип, шикайәт қилидиған аялларниң қатари көп охшайду. Раст, әрләрниң ичимликкә һәддидин зиядә берилип, аилисини асралмайватқанлиғиниң ақивити неканиң бузулушиға елип келидиғининиму йошуралмаймиз. Дәрвәқә, бүгүнки күндә иҗтимаий шараитниң төвәнлиги көплигән җүпләрниң икки тәрәпкә кетишигә асасий сәвәп болуватиду. Болупму, Астана, Алмута охшаш чоң шәһәрләрдики яш аилиләргә қийин, турушлуқ өйгә бирдинла қол йәткүзүш мүмкин әмәс, андин уларниң пәтирдин-пәтиргә көчүп жүргиниму пүтмәс-түгимәс дәрткә айланмақта. Балилириниң тамиғиму, кийим-кечигиму әрзән әмәс, бәк қиммәт. Мана, мошундақ әһвал яш аилиләрниң өзара чиқишалмишиға елип кәлмәктә. Өйдә күндә дегидәк маҗра башлинип, балисини қучақлиған аялниң ата-анисиниң өйигә пат-пат яманлап келиши күчийиду. Балисини йолдишиға ташлап, өзи ишқа чиқип, ақивәттә «әрсизму аиләмни асралаймәнкәнғу!» дәп аҗришип кетидиған аялларму йоқ әмәс. Яшларға тәрбийә бериш җәриянида аилә институтиниң маһийитини, аилиниң әһмийитини, униң қәдрийәтлирини йәткүзүш интайин муһим һәм зөрүр. Ечинарлиғи, бүгүнки күндә биз, ата-анилар, балилиримизни шәхсийәтчи қилип тәрбийиләватимиз. Ата-анилар «Сән өзәң үчүн оқушиң, өзәң үчүн ишлишиң керәк, өзәңни-өзәң асрашни билишиң керәк», дәп балисиниң қулиғиға һәр күни дегидәк қуюватқан. Чүшәнсәк, әйнә шу балилиримизға келәчәктә аилә қурғандин кейин, өзиниң аилиси үчүн һаят кәчүрәләйдиғандәк тәрбийә бериш керәклигини ядимиздин чиқириватимиз. «Өйлиниш оңай, өй болуш қийин» дегән нәқилниң тегидә әсирләр сүзгисидин өткән һәқиқәт бар әмәсму. Һәрқандақ ата-ана пәрзәнди үчүн барини төкүп, дағдуғилиқ тойини қилип бериду. Бирақ... Бирнәччә ай яки жил өткәндин кейин шу яш аилиниң хатирҗәмлиги бузулиду. Немишкә? Чүнки у яшлар «аилә» дегән чүшәнчиниң бәк қиммәт, хасийәтлик һәм муқәддәс екәнлигини чүшәнмәйдудә, һәр қәдимини басқансири адишавериду. Һә, техи түнүгүнла һули қурулған аилә мошундақ вәйран боливәрсә, дунияға әндила көз ачқан қаракөзлиримиз тирик житим болуп, ата яки ана тәрбийисидин мәһрум қаливәрсә, милләт келәчиги немә болмақ? Һәммидин ечинарлиғи мошу әмәсму!. Әгәр жүргүзүлгән тәтқиқатларға көз жүгәртсәк, аилә турақсизлиғи некағичә болған әһвалларғиму бағлиқ екән. Улар иҗтимаий-ихтисадий шараит, билим вә мәдәний дәриҗиси, яш пәрқи, жигит яки қизниң тәтүр көзқарашлири вә һаказа... Хулләс, ихтисадий, сәясий, иҗтимаий, мәнивий турақлиқ аилиниму мустәһкәмләйду. Аилә – меһир-шәпқәт билән инавәтликниң соғулмас булиғи. Демәк, аилиниң түврүги болған әр-аял өз һоқуқ вә вәзипилирини ениқ чүшинип, инавәтлик ишларни көп қилса, ундақ аилидә бәхит һәм бәрикәтму болиду. МАВЗУҒА МУВАПИҚ МӘЛУМАТ Қазақстан Җумһурийити Миллий ихтисат министрлиги, Статистика комитетиниң мәлуматлири бойичә: 2008 – 2018-жиллири 1,5 млн. қазақстанлиқ некасини қийған. 2008 – 2018-жиллири 500 миңи аҗрашқан. 2018-жили Қазақстанда 40 миңдин ошуқ аҗришиш факти тиркәлгән. Аҗрашқанларниң бесим қисми – 5 – 9 жил некада болған 30 – 34 яш арилиғидики гражданлар. 2018-жили некада болған әрләрниң оттура йеши – 29, аялларниң – 26. Елимиздә 400 аял әрсиз тул һаят кәчүрсә, 60 миң әр бойдақ яшайду.

168 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы