• Әхбаратлар еқими
  • 06 Наурыз, 2019

Еқидиси шагиртлирида намайән

Муәллим – балиниң келәчигини бәлгүләп беридиған алийҗанап кәсип. У балиға билим вә тәрбийә бериш арқилиқ униң мустәқил һаят йолида мәлум бир саһани таллавелишиға, тоғра йолда меңишиға сәвәпчи болиду. Мәсилигә әйнә шундақ яндашқанда, узақ вақит И.Саттаров намидики оттура мәктәптә яш әвлатқа сүпәтлик билим вә аңлиқ тәрбийә берип, нурғунлиған йеза балилириниң җәмийәткә мунасип шәхсләрдин болуп йетилишигә көп күч чиқарған Гөһәрбүви һәдә Җаппарова көз алдимда намайән болиду. Пүткүл аңлиқ һаятини, йәни 40 жилини мәрипәт саһасиға беғишлап, өз кәспини, шагиртлирини чин қәлбидин сөйгән, уларниң ана тилида миллий тәрбийә елишиға көп күч чиқарған Гөһәрбүви Ғоҗамбәрдиқизи бу күнләрдә 70 яшлиқ тәвәллудини нишанлимақта. Өзиниң ейтишичә, Гөһәрбүви һәдә кичигидин муәллим болушни арман қилаттекән. Әйнә шу балилиқ арман уни 1969-жили Яркәнт шәһиридики педагогика училищесиға елип келиду. Тиришчан қиз мәзкүр оқуш орнидиму әла баһаға оқуп, үлгилик студентлар қатарида болиду. 1972-жили мәзкүр билим дәргаһини тамамлап, башланғуч синиплар муәллими аталғанда, хошаллиғида чәк болмиди. Сәвәви, аддий йеза қизи арминиға йәткән еди. Гөһәрбүви Ғоҗамбәрдиқизи дәсләп Масақ сәккизжиллиқ мәктивидә, андин Челәк йезисидики А.Розибақиев намидики уйғур оттура мәктивидә әмгәк қилиду. Кейин ғәйрәтлик Нурәхмәт исимлиқ жигит билән юлтузи қошулуп, аилә қуридудә, 1974-жили Ғәйрәт йезисидики И.Саттаров намидики мәктәпкә авушиду. Жуттики һазир атмиш яштикиләрниң әслишичә, Гөһәрбүви Җаппарова дәсләп йеза балилириға немис тилидин дәрис бәргән екән. Мана мошуниң өзи оттура мәхсус оқуш орнини тамамлисиму, униң билим даирисиниң нәқәдәр кәң, йәни оттура мәктәптила чоңқур билим алғанлиғини көрсәтсә керәк. Тәкитләш керәкки, униңға шу чағда кәсипдашлири Чәт тиллар институтида сирттин болсиму билим елишни тәвсийә қилған. Бирақ кичигидинла гөдәкләр билән ишләшни арман қилған мутәхәссис өз илтимаси билән башланғуч синипларға дәрис беришкә авушиду. Билим асаси – башланғучта дәймиз. Буни чоңқур чүшәнгән Гөһәрбүви Ғоҗамбәрдиқизиму дәсләп мәктәп босуғисини атлиған гөдәкләргә анилиқ меһир-муһәббити билән қолиға қәләм тутушни, оқушни, йезишни үгитиду, адәмгәрчиликкә, әмгәксөйгүчлүккә тәрбийиләйду. Муәллимә дәрислиридә йеңи методикиларни маһирлиқ билән пайдилинип, иҗадий издинип ишләйду. Оқуғучиларға сапалиқ билим, аңлиқ тәрбийә бериштә хәлиқ педагогисиниму қоллиниду. Униң һәрбир очуқ дәриси, тәрбийә саати наһайити мәзмунлуқ, қизиқарлиқ өтәтти вә һәрқачан жуқури баһалинатти. Наһийәлик, вилайәтлик семинарларда бала тәрбийисигә аит докладларни оқуп, иҗадий һесаватлар бәрди, кәсипдашлири арисида иш-тәҗрибилири билән бөлүшти. Узун жиллиқ муәллимлик паалийитидә нурғунлиған шагиртларни учум қилди. У оқутқан шагиртларниң оқуш үлгирими жуқури болуп, уларниң көпчилиги һәрхил саһаларниң мутәхәссислири аталди. Әлвәттә, өзи охшаш муәллимлик кәспини таллап, һәтта бир мәктәптә биллә паалийәт елип барған шагиртлириму бар. Хизмити еғир, лекин шәрәплик паалийитиниң һөддисидин абройлуқ чиқалиған Гөһәрбүви һәдиниң әмгиги жуқури баһалинип, саһаға мунасивәтлик наһийәлик, вилайәтлик, җумһурийәтлик тегишлик орунларниң пәхрий ярлиқлири билән дайим тәғдирлинип кәлди. Гөһәрбүви һәдә наһайити камсөз инсан екән. Униң билән сөһбәтлишиш җәриянида шундақ хуласигә кәлдим. Сәвәви, өзи тоғрилиқ әмәс, бәлки асасән биллә ишлигән кәсипдашлири, билим бәргән шагиртлири тоғрилиқ гәп қилди. Һәтта униң студент вақтида “Қазақфильм” киностудияси экранлаштурған “Қиз-Жибек” картинисида эпизодлуқ рольға чүшкәнлигини кейинирәк чоңлардин аңлидим. – Мениң устазлиқ һаятимдики берилгән әң жуқури баһа – оқутқан оқуғучилиримниң һаяттин өз орнини тепип, халиған кәспини егилиши, әмгәк қиливатқанлиғи дәп һесаплаймән, – дегән еди пешқәдәм устаз өзи тоғрилиқ ейтишниң орниға оқутқан шагиртлирини сәмимийәт билән әсләп. – Улар билән мән дайим мәғрурлинимән. Шу арқилиқ муәллимлик кәсипни таллавалғинимдин, еқидәмниң бекар кәтмигәнлигидин мәмнун болимән. Пешқәдәм устазниң шундақ шагиртлириниң бири Сәнәм Имрәмзиева мундақ дәйду: – Синипдашлар билән учрашқанда муәллимимиз Гөһәрбүви Җаппаровани әсләп қалсақ, худди өзимизни йәнила мәктәптә жүргәндәк һис қилимиз. Гөһәрбүви һәдә наһайити меһриван, шуниң билән биллә тәләпчан еди. Биз униң ейтқинини йәрдә қоймай орунлашқа тиришаттуқ. Бирақ балилиғимиз бесим келип, өй тапшурмисини орунлимиған күнлиримиздә, буниңдин кейин ундақ камчилиқларға йол қоймай, һаяттиму һәммә нәрсини өз вақтида сүпәтлик орунлаш керәклигини чүшәндүрәтти. Әйнә шундақ чағларда биз әвәткән хаталиғимиздин қәдимкидәкла хиҗаләт болуп қалаттуқ. Шуңлашқиму қәлбимизгә мустәһкәм орнап қалған Гөһәрбүви һәдиниң мубарәк исмини биз дайим һөрмәт билән тилға алимиз. Ейтмақчи, Гөһәрбүви Ғоҗамбәрдиқизи жуттиму иззәт-еһтирамға бөләнгән инсан. Гөһәрбүви һәдә оқутуватқан балиларниң билимигә көп көңүл бөлүп, хизмәт бабида уларниң ата-анилири билән дайим қоюқ мунасивәттә болди. Шуңлашқа униң шагиртлириниң ата-анилири арисидиму аброй-һөрмити бәләнт. Тәғдир қошқан Нурәхмәт ака Җаппаров билән өй-отақлиқ болған Гөһәрбүви һәдә төрт қизни дунияға әкелип, уларниң җәмийәттин өз орнини тепишиға мүмкинчиликләр яратти. Чоң қизи Назугум Ғәйрәт йезилиқ почта вә алақә бөлүмини башқурса, Гүлзадәм билән Айзадәм ана изини давам қилмақта. Кәнҗиси Надирәм Илмий-тәтқиқат институтида ишләйду. Нәврилири алий вә оттура оқуш орунлирида билим алмақта. ...Гөһәрбүви һәдиниң қизлири анисиниң 70 яшлиқ тәвәллудини өткүзүш үчүн тәйярлиқ көрүшкә башливеди, күтүлмигән йәрдин аниниң сөзи уларни тохтитип қойди. – “Дадаңлар һаят болғинида тәвәллудимизни биллә нишанлар едуқ. Әпсус, униңға мундақ шатлиқ-шадиманлиқларға йетиш буйримиди. Шуңлашқа бу күнни униңсиз қарши елишни халимаймән, – дәп көңүлләшмиди. Қизлириму анисиниң хаһишини рәт қилалмиди. Бирақ һөрмәткә чәк қоюшқа болмайдекән. Сәвәви, муәллимни тәвәллуди билән тәбрикләп өйгә келиватқан уруқ-туққанлириниң, кәсипдашлириниң, шагиртлириниң, нәврилириниң айиғи үзүләр әмәс... Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ, Әмгәкчиқазақ наһийәси.

411 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы