• Мукапат мубарәк!
  • 06 Наурыз, 2019

Иҗадий утуқ тиләймиз

Йеқинда «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири яш иҗаткар Молутҗан Тохтахуновниң Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзалиғиға қобул қилинғанлиғини аңлап, интайин хошал болдуқ. Шу мунасивәт билән биз Молутҗанни сәмимий тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик вә иҗадий утуқ тиләймиз. Молутҗанниң шеирлири «Яш әвлат», «Йеңи әвлат», кейинирәк наһийәлик «Яркәнт тәвәси» вә җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитлирида турақлиқ йоруқ көрүп кәлмәктә. «Һаятқа муһәббәт», «Ойғақ қәлбим» вә «Мән мәктәпкә барғанда» шеирий топламларниң муәллипи Молутҗан Тохтахунов 2005-жили «Илһам» мукапитиниң саһиби аталди. У бүгүнки күндә Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжида оқутчилиқ қиливатиду. Вильям МОЛОТОВ, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң рәиси.

335 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы