• Анилар билән аләм гөзәл
  • 06 Наурыз, 2019

Алий пәзиләт егиси

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Сеғиндурған баһарниң дәсләпки күнлири билән қатар келидиған ханим-қизлар мәрикиси йеқинлашқанда алди билән анилиримизни тәбрикләп, соға бәргүмиз келиду. Бу новәт бирдин оюмға Тамарахан ана Рашитова кәлди. Дәрру телефон номерини издәп тепип, хәвәрләштим. Тамарахан ана намаз вақти болуп қалғанлиғини, бирәр саатлардин кейин өйидә күтидиғанлиғини ейтти. Келишкинимиздәк, дегән вақтида өйигә бардим. Течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, көңлүмгә пүкүп жүргән соаллиримға бир-бирләп җавап издидим. Әслидә, Тамарахан ана Рашитовани сирттин яхши тонуймән. Уни Чонҗидики Закир Минәмов кочиси турғунлириниң әқил ейтар мөтивәри, мәслиһәтчиси десәк хаталашмаймиз. Пәқәт холум-хошнилири арисидила әмәс, жут ичидә алаһидә һөрмәткә сазавәр ақ ромаллиқ аниларниң бири. Мәзкүр мақаләмниң баш қәһримани болған Тамарахан ана 1939-жили Чоң Дехан йезисида устазлар аилисидә дунияға кәлди. Атиси Абдумеҗит, аниси Нурхан. Һәр иккиси муәллим болуп ишлигән екән. Замандашлири қатарлиқ Тамарахан аниниңму балилиғи уруш дәвриниң еғир жиллириға тоғра кәлгәчкә, гөдәк пәйтидә тоқчилиқтин көрә, йоқчилиқни тола көриду. өсүпту. 1941-жили атиси урушқа атлинип, тәлийигә 1946-жили жутиға аман-есән қайтип келиду. Аилисидә 4 пәрзәнт болуп, Тамарахан ана өйиниң иккинчиси еди. У заманларда оттура мәктәпләр санақлиқла йезиларда болғачқа, башланғуч билимни Чоң Деханда, 5 – 7-синипларни Кичик Деханда оқуп, 10-синипни Кәтмәндики оттура мәктәптә тамамлайду. Андин Алмутидики кооператив техникумида бухгалтер мутәхәссислиги бойичә тәһсил көриду. Оқушини пүтирип, бираз жил Кичик Деханда дуканчилиқ қилиду. 1960-жили өмүрлүк йолдиши Мәрүп Исмайиловқа турмушқа чиқип, Чонҗиға келип орунлишиду. 1960-жилдин башлап наһийәлик истималчилар җәмийитидә бухгалтер болуп хизмәт қилса, 1973-жили наһийәлик банкқа йөткилиду. Банк системисидики иш-паалийити кассирлиқтин башланған Тамарахан Рашитованиң кәспигә садиқлиғи рәһбәрлик тәрипидин етиварға елинип, арида бухгалтер, баш бухгалтер болуп ишләп, 1989-жили «Халық» банкиниң Уйғур наһийәлик шөбисигә рәһбәр болуп тайинлиниду. Тәғдирниң язмиши билән 1984-жили йолдиши аләмдин өтиду. Мустәқилликкә еришип, 1993-жили миллий тәңгимиз күчкә кирип, елимиздики банк системисида чоң бурулуш йүз бәргәнлиги һәммимизгә мәлум. Дәрһәқиқәт, Тамарахан ана Рашитованиң шу мәзгилдә қол астидики ишчилар билән бирликтә бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, күн-түн демәй тәр төккәнлигини наһийәдә һечкимму йоққа чиқиралмайду. 25 жил мабайнида банк системисида әмгәк қилған ишбиләрмән ана 1997-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Төрт пәрзәнт сөйгән меһриван ана балилириға дурус тәлим-тәрбийә берип, уларниң жәмийәткә ярамлиқ шәхс болуп йетилип чиқишиға зәмин яритиду. Бүгүнки күндә төрт пәрзәнди төрт өйниң чириғини яндуруп, һәрқайсиси өз алдиға турмуш-тирикчилиги билән бәнт. Оғуллиридин – Мәмлүк полковник, Махмулан – подполковник, йәнә келип, һәр иккилиси авған урушиға қатнишип қайтқан. Қизлири ана изи билән маңди. Чоң қизи Сәнәм – ихтисатчи, кичик қизи Зоһра бухгалтер болуп ишләйду. Бу күнләрдә төрт балисиниң төридин орун алған жүргән Тамарахан ана 11 нәврә вә 11 чәврисини бағриға басқан бәхитлик мөтивәр. Алла буйриса, бийил 80 яшниң даваниға қәдәм ташлиғили турған Тамарахан ана Рашитованиң бойида һәқиқий уйғур аяллириға хас есил хисләтләр муҗәссәмләнгән. Силиқ-сипайә, камсөзлүк, өй ишлириға пишшиқ ақромаллиқ аниға мәслиһәт сорап мураҗиәт қилидиғанлар нурғун. Мана шундақ әһвалларда һечкимдин ярдимини айимайдиған бу меһриван инсанниң жут аниси атилип қалғанлиғиму раст.

168 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы