• Дидар ғенимәт
  • 21 Қыркүйек, 2012

40 жилдин кейинки учришиш

Челәк йезисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң һойлиси оқуғучилар билән ата-аниларға лиқ толған. Һәмминиң чеһрисидә тәбәссүм. Бу 40 жил муқәддәм қолиға шаһадәтнамә алған синипдашларниң ана мәктәп қойнидики учришиши еди.Келишим бойичә  һәммиси шу жиллардикидәк мәктәп формисини (қизлар ақ кофта, қара юбка, оғуллар ақ көйнәк, қара сим) кийип, көксигә «40 жил» дәп йезилған бәлгүни тақавалған. Тәңтушлар бир-бири билән қучақлишип көрүшүп, балилиқ дәвирләрни әслишивататти. Әйнә шундақ һаяҗанлиниқ дәқиқиләрни баштин кәчүрүватқан биз мәхсус мәйданчиға мәктәп босуғисини әндила атлиған гөдәкләрни йетиләп чиқтуқ. Көпчилик бизни гүлдүрас алқишлар билән қарши алди. Андин мәктәп мудири М.Исқақов тәнтәнини ачти. Униң қисқа нутқидин  кейин сөз новити синипдишимиз Пәридәм Исмайиловаға берилди. Пәридәм өз сөзидә уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди А.Розибақиев вә униң намида аталған мәктәпниң өтмүшигә, өз вақтида билим бәргән устазлар паалийитигә тохтилип, уларға миннәтдарлиғини изһар қилди. — 1972-жили биз, 66 оғул-қиз, мошу мәктәпни тамамлиған едуқ, — деди у һаяҗанлинип. — Шуларниң ичидә 13миз алий, 39миз мәхсус оттура оқуш орунлирини тамамлап, бепаян Қазақстанниң җай-җайлирида хәлиққә хизмәт қилмақтимиз. Аримиздин көплигән тәдбирчан, ишбиләрмән  шәхсләр  йетилип чиқти. Новәт башқа синипдашларға берилип, улар Абдулһәй Муһәммәдийниң сөзигә йезилған Қуддус Ғоҗамияровниң «Салам саңа, мәктивим» намлиқ нахшисини хор билән ейтқанда, замандаш бова-момилар, ата-аниларниң көзидин яш әгиди. Андин кейин биз башланғуч синипларға елип кәлгән соғилиримизни тапшурдуқ. Тәбрик сөздин кейин Диләрәм Пәрһатҗан қизиниң рәһбәрлигидики «Яшна» нахша-уссул ансамблиниң концертини тамашә қилдуқ. Шуниңдин кейин А.Розибақиевниң бюстиға гүлчәмбәрләрни қойдуқ. Андин өзимиз оқуған синипларни зиярәт қилдуқ. Алдин-ала тәйярлап қойған балилар оюни — «Ошуқ ойнаш», «Ағамча атлаш», «Сизиқ сәкрәш» вә башқа оюнларни ойнап, пуғандин чиқтуқ. Андин башланғуч синипларда оқутқан муәллимимиз Саламәт Абдрасулованиң тәклип қилишида шу сәби пәйттики қилиқлиримизни қайтилап, «синипқа» жүгришип кирдуқ, авал күлүштуқ, андин көз яш қилип, балилиқ дәвирлиримизни әслидуқ. Учришишимиз «Салтанат» кафесида давамлашти. У йәрдә дуниядин өткән устазлиримиз билән синипдашларға беғишланған шеирлар оқулуп, уларни хатирилидуқ. Бу йәрдиму йәнә шу мәктәп дәвридә оқуған пәнлиримиз бойичә мусабиқиларни уюштуруп, ғалип чиққанларға соғиларни тапшурдуқ. «Әң кечикип өйләнгән», «Көп өйләнгән» достлиримизға «алтун» медальларни тақидуқ. «Қәһриман Ана», «Қәһриман атиларму» тегишлик соғилирини алди. М.Норузов, С.Абдрасулова, Б.Маевский, Р. Қәмбәров, М.Срапилов қатарлиқ устазлиримизғиму алаһидә һөрмәт билдүрдуқ. Зияпәт җәриянида учришишимизниң шундақ қизғин шараитта өтүшигә чоң үлүш қошқан А.Розибақиев намидики мәктәпниң мудири М.Исқақовқа синипдашлар намидин  тәшәккүр изһар қилдуқ. Шундақла синипдашлиримиз Реһимәм Қавдуноваға, Җәннәт Мутәллиповаға, Абдүмүлүк Тохтиевқа, Халмурат Султанбаевқа маддий җәһәттин ярдәм көрсәткини үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрдуқ. Қисқиси, интайин сәмимий муһитта өткән бу учришиш биздә унтулмас тәсиратларни қалдурди.

Туғлуқ НАСИРОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.  

503 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы