• Анилар билән аләм гөзәл
  • 06 Наурыз, 2019

Униң қәлби – соғулмас меһир булиғи

Данишмән ата-бовилиримиз меһриван, вападар, ирадилик аниларни улуқлап, улар һәққидә әвлатларға қиммәтлик вәз-несиһәтләрни ейтип қалдуруп кәткән екән: «Җәннәт аниниң айиғи астида», «Һаятлиқниң әң гөзәллиги аяллар билән», «Ана Алладин қалса, яратқучи һәм қоғдуғучи» вә башқилар. Дәрһәқиқәт, дунияда анидәк ғәмгүзар инсан қайда! Уларсиз аилини, аләмни тәсәввур қилиш мүмкин әмәс. Вәтән өйдин башланса, әйнә шу өйниң көрки, бәрикити, шатлиғи ана, дәп етирап қилинған. Улуқ рус язғучиси Н.Островский: «Биз бир өмүр қәриздар бир инсан бар – у ана» дәп ейтқинидәк, пәрзәнтләр анилар алдида мәңгү қәриздар. Шуңлашқа Хәлиқара ханим-қизлар мәйрими һарписида ғәмгүзар анимиз тоғрилиқ қисқичә иллиқ гәп-тилигимни сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авази» арқилиқ изһар қилишни өзәмниң шәрәплик пәрзәнтлик борчум дәп һис қилдим. Чүнки нураний анимиз мәйрәм өтүп, бир һәптидин кейин, йәнә мошу жилиниң 16-март күни өзиниң мубарәк 90 яшлиқ тәвәллудини қарши алиду. Буму инсан һаятиға нисбәтән шанлиқ даван, көрүнгәнгә несип болмайдиған чоң хошаллиқтур. Анимиз Хәйринисәм Подчимирова 1929-жили гөзәл Яркәнт шәһиридә туғулған. Ата-аниси Мирмахмут вә Зәйнәпбүви Подчимировлар өз заманисиниң саватлиқ вә аңлиқ адәмлиридин болған. Бовимиз һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Панфилов наһийәлиқ алақә идарисидә әстаидил әмгәк қилип, бу саһаниң риваҗлинишиға мунасип үлүшини қошти. Момимиз меһмандостлуғи, ләззәтлик таамлири билән алаһидә тилға елинатти. Улар қувнақ аилидә дунияға кәлгән алтә пәрзәндини тәрбийисигә, оқушиға җиддий көңүл бөлүп қатарға қошти. Һәммиси инақ, сәрәмҗан, көйүмчан еди. Отлуқ вә йеңилиниш жиллири дунияға кәлгән анимизниңму бешидин талай-иссиқ соғ өтти. Һәммигә бәрдашлиқ берип оқуди, турмушқа пишти. Оттура мәктәпни пүтәргәндин кейин достлири охшаш алий билим дәргаһлириға атлинип, оқуп, устаз болуш истигиму бар еди. Амма тәғдир өз һөкүмини чиқардидә, кейинки һаяти башқичә йөнилишкә чүшиду. Бу турмушқа чиқишиға мунасивәтлик болди. Йәни 1949-жили уруш мәйданидин қайтқан Кәрим Қасимханоғли Суфьянов билән аилә қуруп, көкталлиқ болуп кетиду. Ойлисам, буниңғиму бийил 70 жил толупту. Мошу дәвир ичидә юлтузлири ярашқан икки яхшиниң инақ аилисиниң һули чайқалған әмәс, бәлки кәйни-кәйнидин дунияға кәлгән мошу қурларниң муәллипи, Реһан, Ризван, Меһрай, Аблиз, Римма вә Ғәзиз исимлиқ пәрзәнтлириниң аилилири түпәйли техиму мустәһкәмләнди. Чоң жуттики әң ибрәтлик аилиләр қатаридин орун алди. Анимиз өзиниң еғир-бесиқ, силиқ-сипайилиғи, меһмандостлуғи, өй ишиға әпчил, сәрәмҗанлиғи билән сахавәтлик Суфьяновлар аилисигә өз қизидәк чапсан сиңип кәтти. Бу йәрдә дадимиз тоғрилиқму қисқичә гәп қилишқа тоғра келиватиду. Кәрим Қасимханоғли атақлиқ бай Веливай Йолдашевниң қизи Дүрнисиханниң оғли. Дадиси, йәни бизниң бовимиз Қасимхан Суфьянов диний вә пәний җәһәттин саватлиқ киши болған өмриниң ахирқи жиллири Яркәнт педтехникуминиң кативи болуп ишлигән. 1937-жили йүз бәргән дәһшәтлик аммивий тәқипләш башланғанда дәсләпки күнләрдила уму тутқунға елинип, байниң әвлади үчүн соал-сорақсиз әтисила етиветилгән екән. 1958-жили ақланди. Аилисидә дадамдин башқа Аблизхан, Пашахан, Руқийәм, Абдуреһим вә Мутәллип исимлиқ пәрзәнтлири болған. Дадимиз узун жиллар «Көктал» совхозида қойма, ферма башлиғи болуп әстаидил әмгәк қилип, егилик ихтисадиниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссини қошти. Хәлиққә қилған яхшилиқлириму аз әмәс. Һазир униң изгүлүк ишлирини инилирим давамлаштуруватиду. Анимизму бираз вақит егилик ишлирида ишлиди, асасән бала тәрбийиси, өй ишлири билән мәшғул болди. Буму пүтмәйдиған иш. Тиришчан, тетик, ишчан анимиз һәммигә үлгирәтти. Униң үстигә чоң өйгә келип-кетиватқан қериндаш, уруқ-туққан вә меһманлар аз әмәс еди. Анимиз һәммисигә лайиқ хизмәт қилип, көңлидин чиқип, алқишлириға еришти. Болупму қейинаниси Дурнисахан момимизға төккән әҗир-еқидиси алаһидә, у яқни өз анисидинму артуқ һөрмәтләп өтти. Дадимиз ишқа сәһәр кетип, кәч қайтатти, уни көрмигән күнлиримиз нурғун болди. Биз асасән анимизниң тәрбийисидә, ғәмхорлуғида өстуқ, у яқниң меһир-еқидиси түпәйли һәммимиз алий билимлик болуп өзимиз халиған мутәхәссисиликләрни елип, қатарға қошулдуқ, аилилик болдуқ, пәрзәнт өстүрүп, нәврә-чәврә сөйдуқ. Һазир анимизниң 33 нәвриси вә 34 чәвриси бар. Һәммиси оқуп, өзлири таллиған мутәхәссисликләрни егиләп, чәттин қатарға қошулуватиду. Нураний анимиз Хәйринисәм Мирмахмутқизини барчә қериндаш, туққанлар намидин шанлиқ 90 яшлиғи билән чин жүригимдин қизғин тәбрикләп, қәдирданимизға сағлам саламәтлик, хатирҗәмлик, җимики яхшилиқларни тиләймән. Мәстүргүл СУФЬЯНОВА.

201 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы