• Замандаш
  • 13 Наурыз, 2019

Тилигини изгүлүк

Пешқәдәм устаз Керимҗан ака Турсунов билән учришип қалсақ, дайимла айрим жутдашларниң йә йәтмиш, йә сәксән яшқа кирип қалғанлиғини, уларниң қайси саһада ишләп, қандақ әмгәк қилип, утуқ қазанғанлиғини тәпсилий ейтип беридиған хислити бар. Бәзибирлириниң бесип өткән һаят йолини гезит сәһипилиридә йорутуп қоюшниңму артуқчә әмәслигини мәслиһәт қилиду. Йеқинда униң өзиниңму 80 яшқа толғинини аңлап, тәбрикләп өйигә бардим. Мени рәпиқиси Гүлбадәм һәдә иккиси хуш чирай қарши алди. Керимҗан ака узун жиллар мабайнида И.Саттаров намидики оттура мәктәптә тарих пәнидин дәрис бәрди. Салаһийәтлик муәллим пәқәт мавзу бойичә дәрис өтүпла қоймай, бәлки дуния миқиясида йүз бериватқан муһим өзгириш-йеңилиқлардин әхбарат берип, тәһлил қилишқиму алаһидә әһмийәт берәтти. Шуниң арқилиқ балиларниң дуния қаришини, пикир қилишини қелиплаштурушқа иқбал йәткүзәтти. Мундақ усул балиларғиму яқатти. Керимҗан ака Ғәйрәт йезисида Турсун вә Чимахан Сайитовларниң аилисидә дунияға келиду. У бир яшқа тола-толмайла дадиси вапат болған екән. Йәттә бала билән қалған анисиниң көрмигини қалмиди. Уни аз дәп уруш башлинип кетиду. Бу пәйттә Өзбәкстанниң Әнҗан шәһиридә педтехникумда оқуватқан чоң акиси Қурван шу яқтинла җәң мәйданиға атлинип, урушта қаза болиду. Иккинчи акиси Мусаму уруш мәйданида қан кечип, Берлинғичә барған екән. Бәш бала билән қалған Чимахан ана көпчилик қатарида арқа сәптә әмгәк қилди. Райим билән Шәрәпәт әсқетип қалғини билән, Иврай, Һосман, Керимҗан техи кичик еди. Шундақ болғиниға қаримай, уларму анисиға қол-қанат болушқа тиришаттекән. Әпсус, һазир улардин пәқәт Керимҗан акила һаят. – Худаға шүкри, уруш ғалибийәт билән аяқлашти. Амма у кәлтүргән зиян вә еғирчилиқлар кесиридин әлниң әңли ялаң-житиқ, ямақ еди, – дәп балилиғини әскә алди сөһбәтдишим. – Қосақниң тоюшиму чағлиқ. 1947-жили Ғәйрәт йәттә жиллиқ мәктивиниң 1-синипиға бардим. Шу жиллири учимизға кийидиған кийим йоқниң орнида еди. Һәтта мәктәпкә ялаңғидақ барған күнләрму болди. Соғ чүшкәндин кейин, мән мәктәпкә бармаймән. Сәвәви, аяққа кийидиғиним йоқ. Ундақ чағларда бир кочида, биздин үч-төрт өй нери туридиған Исмайил ака Ибдиминов әтигәнлиги мәктәпкә маңғанда, өйүмизгә кирип маңа тапшурмиларни берип кетәтти. Мәктәптин қайтқанда орунлиған ишлиримни тәкшүрүп, баһа қоятти. Язда ағинилирим билән Челәк дәриясидин белиқ тутуп, уни қизиған ташқа чаплап йәп, кәч киргичә қосиғимизни тойғузаттуқ. Күздә буғдай орулуп болғанда, масақ терип, хаманға өткүзәттуқ. Бир күни өйдә йәйдиған һечнәрсә қалмиди. Ағинилиримиз билән етизға берип, йошурун масақ терип, челәкни толтуруп, әнди қайтимиз дегән чағда, жирақтин қаравулниң қарисини байқап қалдуқ. Қарисақ, етини девитип, биз тәрәпкә келиватиду. Дәрру ағинәм иккимиз орус өстиңи ичидики йоған тикәнлик җилғиниң арисиға мөкүнивалдуқ. Тәләйгә қарши, су иштик еқивататти. Биз суниң бойида өсүватқан талниң ғолини қаттиқ тутуп, бешимизни суға чилап дегидәк турушқа мәҗбур болдуқ. Бизни байқимиған қаравул башқа балиларни қоғлап тутуп, челәклирини тартивалди. У кәткичә соғ суниң ичидә музлап кәттуқ. Уни аз дегәндәк, тикәнлик арисида үсти-бешимиз сизилип-қанап кәтти. Бир амаллап өйгә йетип кәлдуқ. Терип кәлгән масақни апам рәмити һаганчида соқуп, уни қоруп, бизгә талқан қилип бәрди. Бәзидә қайнақ суға яғач қошуқтин бирни селип, йәвалаттуқ. Әшу өстәң вә дәрия ичигә чүшүп, еқип кәлгән яғачларни жиғип, мүригә артип, қишқа отун тәйярлиған күнләрму болған еди. Керимҗан ака әйнә шундақ җапа-мәшәқәтләр билән 1954-жили аталған мәктәпни, кейин 1955-жили Маливай оттура мәктивигә берип, уни 1958-жили тамамлайду. 1958 – 1961-жиллири Кеңәш армияси қатариға чақиртилип, Россияниң Саратов шәһиридә һәрбий борчини өтәйду. Армиядин қайтип кәлгәндин кейин егиликниң һәрхил саһалирида әмгәк қилиду. 1966-жили алий билим елиш хаһиши түпәйли һазирқи Қазақ миллий университетиниң тарих факультетиға сирттин оқушқа чүшиду. 1972-жили мәзкүр билим дәргаһини тамамлап, муәллимлик паалийитини Ғәйрәт йезисидики кәчки мәктәптә башлайду. Кәчки мәктәптә мудирниң оқуш ишлири бойичә орунбасари лавазимиғичә көтирилиду. 1980-жиллиридин тартип та 2002-жилғичә, йәни һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә, И.Саттаров намидики оттура мәктәптә паалийәт елип бариду. – Мениң муәллимлик кәсипни таллавалғинимда мәрһум устазлиримниң роли алаһидә, – дәйду у сөһбәтара. – Маңа билим бәргән Исмайил Ибдиминов, Үзәр Ибдиминов, Аминәм Темирова, Хәйринисәм Мусаева, Шәмшидин Низамов, Сидиқ Ғаппаров, Рәқиш Қозғанбаев, Ниязхан Иминова, Ахметжан Кегенбаев вә башқилар тәҗрибилик устазлардин еди. Мәнму шулардин алған билимимни оқуғучиларға беришкә тириштим. Махтанғанлиғим әмәс, уларниң арисидин һәрхил саһаларниң мутәхәссислири йетилип чиқти. Муәллим кәспини таллавелип, өзәм билән бир сәптә ишлигәнләрму бар. Мәсилән, һазир И.Саттаров намидики оттура мәктәпниң мудири Әзимҗан Мәрүпов, шундақла Муһәббәт Майдинова, Замира Имрәмзиева, Эльмира Иманәлиева, Айгүл Атайбекова, Бәхтишат Һосманов вә башқилар шулар җүмлисидиндур. Биз у күни Керимҗан ака билән узақ вақит сөһбәт қуруп, һәрхил мавзуларда параңлаштуқ. Мән униң елимиздә, дунияда йүз бериватқан вақиәләрдин, мәлум саһаларда орун еливатқан йеңилиқ-өзгиришләрдин дайим хәвәрдар екәнлигигә йәнә бир қетим қайил болдум. – Қазақстан мустәқилликкә еришкәндин буян маарип мәсилисигә алаһидә диққәт бөлүп, һазир мәзкүр саһада сезиләрлик өзгиришләр йүз бериватиду. Улардин мәктәптә ишләватқан өзәңму хәвәрдар болушиң керәк, – дәйду сөһбәтдишим. – Мәсилән, Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев өткән жили җумһурийәт хәлқигә йоллиған Мәктүбидә педагог мәртивисини көтириш тоғрилиқ қанунни ишләп чиқиш вә қобул қилиш тапшурмисини бәрди. Һазир хатирәмдин көтирилип қапту, әгәр хаталашмисам, шу чағда Президент қобул қилинидиған қанунниң муәллимләр вә мәктәп йешиғичә болған мәһкимиләрниң хадимлири үчүн барлиқ рәғбәтләрни көздә тутуши, жүклимини қисқартиши, муәллимләрни педагог паалийитигә хас әмәс вәзипиләрдин бошитиши керәк, дегән тапшурмиларни бәргән еди. Һәқиқәтәнму шундақ қанун қобул қилинса, униң пәқәт муәллимләр үчүнла бирқатар имтияз-йеникчиликләрни елип кәлмәй, бәлки пүткүл маарип системисиниң дуниявий үлгиләргә мувапиқ болушиға иҗабий тәсир йәткүзгән болар еди, – дәп ойлаймән. Мениңчә бу һәқиқәтәнму өз кәспи вә пенсиядә болсиму җәмийәт тәрәққиятида муһим роль ойнайдиған саһадики иш-әһвали үчүн көйүниватқан һәқиқий мәрипәтчиниң пикри болса керәк. – Мәрһум қизимиз Зумрадтин башқа йәнә икки пәрзәндимиз бар, – дәп сөһбәткә қошулди Керимҗан акиниң рәпиқиси Гүлбадәм һәдә улуқ-кичик тинип, мән уларниң пәрзәнт-нәврилири тоғрилиқ сориғинимда. – Оғлумиз Решат Алмута шәһиридә һәрбий хизмәттә. Қизимиз Делора болса, Алмута ихтисат вә планлаш институтини тамамлиған. Һазир шәхсий ширкәтләрниң биридә ишлимәктә. Төрт нәвримиз бар. Күндә дегидәк телефон арқилиқ һал сорап, утуқлиридин хәвәрдар қилип, бешимизни көккә йәткүзиду. Ейтмақчи, Гүлбадәм һәдә Розибақиеваму дәсләп муәллим болуп ишләп, йезимиздики көплигән жигит-қизларға билим бәргән екән. Кейин һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә «Аси» совхозиниң идарисидә мәсъул хизмәттә бопту. Көпчилик арисида иззәт-һөрмәткә еришкән әр-аял Керимҗан ака билән Гүлбадәм һәдә нәврилириниң шат күлкисигә ғәриқ болуп, бәхитлик қерилиқ гәштини сүрүп кәлмәктә. Жутдарчилиқ ишлиридинму қелишмайду. – Биз қийин жилларда өсүп йетилдуқ. Әнди бүгүнки яш әвлатқа билим алимән десә, кәң имканийәтләр яритилған. Ишләймән десә, ишму бар. Пәқәт шу имканийәтни қолдин бәрмәй, тиришиш керәк. Тиләйдиғиним, һазирқи яшларға дайим яхшилиқ-изгүлүкләр яр болуп, бизниң балилиқ вақтимизға тоғра кәлгән җапа-мәшәқәтләрни көрмисекән, – дәп дуа қилди. Керимҗан ака билән хошлишип чиққандин кейин өй тәрәпкә қарап кетип берип, униң ахирқи ейтқан сөзлири тоғрилиқ ойлинип қалдим. Һәқиқәтәнму биздә яш әвлатқа, яшларға барлиқ шараит яритилған. Бийилқи жилни Дөләт рәһбири Яшлар жили, дәп атиди. Демәк, яшлар үчүн йәнә бир имканийәт ечилди. Мошулар һәққидә ойлап кетип баримәну, қәйәрдинду-бир йәрдин оқуған «Һәрким мунасип өмүр сүрүш үчүн йетәрлик күч-қувәт, имканийәткә егә. Әнди һазир турмушниң еғир екәнлиги тоғрилиқ һәрқандақ әпқачти гәпләр болса, өзиниң паалийәтсизлигини, һорунлуғини вә үмүтсизлигини ақлашниң һелигәрлик усулидин башқа һечнәрсә әмәс», дегән мисралар көз алдимға кәлди. Пешқәдәм устазму сөһбитиниң ахирида яшларға тиләк ейтқанда, шу һәққидә ойлиған болса керәк. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

1010 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы