• Әхбаратлар еқими
  • 13 Наурыз, 2019

Иш һәққи өсүп, ихтисат көтирилиду

Бийилқи язниң өзидила төвән иш һәққи төлинидиған миллиондин ошуқ қазақстанлиқниң оттура иш һәққи өсиду. Чүнки нәқ әйнә шуни – нурғун ахча ишләп тепиш имканийитини бериш – дөләтниң ихтисадий җәһәттин паалийәтчан аһалиға болған мунасивитиниң асасий вәзиписи. Демәк, иш һәққиниң өсүшигә қарап, аһалиниң турмуш сүпитиму яхшилиниду, мәмликәт болса, иҗтимаий нишан қилинған дөләт сүпитидә тәрәққий етиду. Дөләт рәһбириниң “Nur Otan” партиясиниң XVIII қурултийида елан қилған “Әлеуметтік қамқорлық” йеңи иҗтимаий тәшәббуси Қазақстанни иҗтимаий тәрәққиятниң йеңи дәриҗисигә елип чиқишқа қаритилған. Ихтисадий муваппәқийәтләр, биринчи новәттә, һәрбир адәмниң паравәнлигини ашурушқа қаритилиши керәк. Шундақ қилип, 2019-жилниң 1-июлидин тартип, бюджет саһасиниң төвән иш һәққи төлинидиған хадимлириниң иш һәққи 30 пайизғичә ашурулиду. Бу саламәтликни сақлаш, билим бериш, иҗтимаий һимайә, мәдәнийәт, спорт, йеза егилиги вә башқиму бирқатар саһаларда ишләватқан миллиондин ошуқ адәмни өз ичигә алиду. Буниңда Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги Ички аудит департаментиниң мудири Гүлнар Әлимбекованиң тәкитлишичә, төвән иш һәққи төлинидиған хадимларниң иш һәққи дифференцияләнгән һалда, лавазимлиқ маашни һесаплаш үчүн коэффициентларни көпәйтиш арқилиқ ашурулиду. Ениқ һесаплаш мәлуматлири апрель ейиниң оттурисиға қәдәр тәйяр болиду. Һазирчә болса, идарә барлиқ, йәни 28 мәркизий дөләт оргинидин вә 17 йәрлик иҗраий қурулумдин мәлуматларни топлаватиду. Бюджет саһаси хадимлириниң иш һәққиниң ашурулушини мәбләғ билән тәминләш үчүн 2019-жилға бәлгүләнгән җумһурийәтлик бюджетта 115,7 миллиард тәңгә, 2020 – 2021-жилларға – Һөкүмәт резерви һесавиға һәр жили 234,4 миллиард тәңгә көздә тутулди.

434 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы