• Көргәзмә
  • 13 Наурыз, 2019

«Мени йолваслар һимайә қилиду»

Йеқинда Ә.Қастеев намидики мирасгаһта тонулған рәссам Абдукерим Исаниң «Йолваслар каллиграфияси» намлиқ йәккә көргәзмиси ечилди. Өзигә хас, қайтиланмас услубқа егә рәссамниң бу қетимқи көргәзмиси униң 70 яшлиқ тәвәллудиға беғишланди. Қазақстан вә уйғур тәсвирий сәнъитигә әмгиги сиңгән рәссам Абдукерим Исаниң кәсипдашлири билән сәнъәтхумар мухлислири жиғилған көргәзминиң рәсмий қисмида бир топ шәхсләр сөзгә чиқип, униң иҗадийитиниң алаһидиликлиригә тәпсилий тохталди. Мәсилән, мирасгаһ мудири, философия пәнлириниң доктори Гүлмира Шалабаева рәссамниң мирасгаһниң йеқин дости екәнлигини тилға елип, әсәрлириниң чоңқур мәзмун-маһийәткә егә екәнлигини һәм дәрһал амминиң диққитини өзигә җәлип қилалайдиғанлиғини алаһидә тәкитлиди. Новәттики натиқлардин Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, коллекционер Азат Һекимбәк рәссамни узун жиллардин буян убдан тонуйдиғанлиғини ейтқач, муәллип әмгәклириниң, болупму униң әң қудрәтлик жиртқуч һайванларниң падишаси – йолвасларни өз әмгәклиридә әкис әттүрүштики маһаритигә жуқури баһа бәрди. Шундақла у рәссамға пәқәт яхши әсәр соға қилиш биләнла униң көңлидин чиқишқа болидиғанлиғини қәйт қилип, униңға атақлиқ рус рәссами П.Кузнецовниң әмгигини тәғдим қилди. Андин кейин сөзгә чиққан рәссамлар — Әхмәт Әһәт Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовниң намидин Пәхрий ярлиқ тапшурса, Руслан Йүсүпов Абдукерим Исаниң туғма талант егиси екәнлигини тәкитләп, рәссамниң ички дуниясини әсәрлири арқилиқ ипадиләштики алаһидиликлири тоғрилиқ ейтип бәрди. Һәқиқәтәнму талантлиқ рәссам Абдукерим Исаниң «Йолваслар каллиграфияси» мавзусида пүтүлгән әсәрлиридә һәрким өзигә хас чүшәнчә тапиду. Бәзиләр йолвасларниң әң тәҗавуз һайван екәнлигини байқиса, йәнә бирлири «мулайимлиғидин» бәһирлиниду. Мана буниң һәммисини әйнә шундақ қияпәттә йәткүзүш рәссамниң кәспий маһаритидин дерәк бәрсә керәк. Йолвастин илһам-мәдәт алған рәссам 25 жил давамида уларни өз әсәрлиридә әкис әттүрүшкә тиришип кәлмәктә. Абдукерим Исаниң тәвәллудиға беғишланған көргәзмигә униң атмиштин ошуқ әсәри қоюлупту. Муәллипниң пикричә, уларни толуқ чүшинип йетиш үчүн хелила зеһин-қабилийәт тәләп қилинидекән. Чүнки униң қир-сирлири, җүмлидин йолвасларниң рәңги, бой-турқи вә башқиму тәрәплири чоңқур йошурунған. Буниңдин ташқири, рәссам пәқәт бирла қаидә билән ишләш тәрәпдари, у болсиму мой қәләмдә һечқандақ қаидә йоқ. Шуңлашқа униң әсәрлиридә йолвасларни һәрқандақ роһта көрүшиңиз мүмкин. Көргәзмини арилап тамашә қилған көпчилик Абдукерим Исаниң иҗадийити билән йеқиндин тонушуп, униң талантиға йәнә бир қетим қайил болди.

267 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы