• “Мәнму уйғур мәктивини таллидим”
  • 19 Наурыз, 2019

«Бовамниң мәктиви»

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Шаир, устаз Мәшүр Җәлилов өмүрлүк җүпти Флорәм билән он бир бала тепип, улардин 29 нәврә, 23 чәврә сөйиду. Нәврә-чәвриләрниң тәңдин-толиси уйғур мәктивидә билим алди. Шаирниң туғулған жути – Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисидики Мәшүр Җәлилов намидики оттура мәктәпниң 11-синипида оқуватқан Дилшат Җәлилов униң кәнҗә балиси Дилмуратниң оғли. Җәлиловлар арисида Дилшат поэзиягә йеқинирақ. У шундақла бовиси охшаш устаз болушни арман қилиду. Дилшат бовиси һаяттин өткәндә туғулғачқа, уни билмәйду. Амма у 6-синипта оқуватқанда бовисини чүшидә көриду. Әтигәнлиги орнидин турупла аписиға чүшини ейтип берип, “бовам биз билән мошу өйдә туруватиду”, дегән екән. Һәтта хелә вақитқичә «һазир бовам биз билән олтирип чай ичиду», дәп җозиға чинә билән қошуқни қоюп жүрүпту. Мәшүр Җәлиловни тонуйдиғанлар уни әҗайип жугач, силиқ-сипайә инсан болған дейишиду. Мәктәптә оқуғучиларға, өйгә кәлсә, балилириға авазини көтирип гәп қилматтекән. У илмий мудир болуп ишләватқанда, наһийәлик билим бериш бөлүмидин чиққан комиссия «Мәшүр, сениң он бир балаң бар дәп аңлаймиз, өйүңдә бириниң авазиму аңланмайдиғу» дәп һәйран қалған екән. «Улар дәрис тәйярлаватиду» дәп қисқичила җавап берипту у. Ата-анилири комиссия әзалирини йолға селивәткичә өз балилар бөлмилиридин чиқмиған екән. Шаирни пәрзәнтлири билим беғиниңла әмәс, адәттики бағниңму бағвини еди дәп әсләшти. – Һойлидики гүлзарлиқни, у худди пәрзәнтлирини күткәндәк пәрвиш қилатти, – дәйду қизи Диләрәм. – Беғимизниң бир парчә йеридә униң көктатчилиқ қилидиған йери болидиған. Дадимиз бизни деханчилиққиму үгәтти. «Деханчилиқ – бизниң ата кәспимиз» дәйдиған атимиз. Андин билим елишқа дәвәт қилатти. Һелиму ядимда, кәчки ғизадин кейин узун җозимизға һәммимизни олтарғузувелип, бир-бирләп өй тапшурмисини соратти. «Ядиңлардин чиқармаңлар, мән устаз, силәр начар оқусаңлар, мәктәптә мениң бешим төвән саңгилап қалиду» дәп дайим тәкрарлайдиған. Атимизниң еқидисини ақлап, һәммимиз алий билим алдуқ. Көпчилигимиз ата йоли билән меңип, маарип саһасида ишләватимиз. Буниң һәммисини ата билән аниниң әҗри, дәп чүшинимән. Бүгүнки күндә анимиз һаят. Бешимиз қошулуп қалса, у дадимизниң бизгә қалдуруп кәткән вәсийитини ядимизға салиду. «Балилар чоң болуп шәһәргә кетиватиду, улар балилирини өз ана тилида оқутсун. Ана тилини һөрмәт қилған адәм, башқа тилниму муһәббити билән үгиниду» дәйду анимиз. Биз, шараитниң яр беришичә, ата вәсийитигә садиқ болуп яшаватимиз. – Ата изини бесип, шеир язидиған Җәлиловлар барму? – соридим Диләрәмдин. – Дилшат балимизниң поэзиягә болған қизиқиши үстүн. Анчә-мунчә шеирларни йезип жүриду. Бовисиниң изини бесип, муәллим болушниму арман қилиду. Өзиму дадамға охшаш сөзгә чечән, һазирҗавап. «Боваңни дорапсән» десәм, «бовамниң намидики мәктәптә оқуватимәнғу» дәйду пәхирлиниш илкидә.

168 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы