• Шеирлар
  • 19 Наурыз, 2019

Бу заман қандақ болди?

Һəммə дəйду, – Бу заман қандақ болди? Яхшилар яман болди, Яманлар яхши болди. Ақ буғдайниң орниға, Қаримуққа хаман толди. Базардики малларму, Җиң əмəс, җаға толди. Бир ишни башлап қалсаң, Бəргиниң пара болди. Пүтсун десəң оқитиң, Бу тепилмас чарə болди. Пул-мəнсəп бала болди, Хизмəт хуни – кала болди. Пайлақчилар көпийип, Япқини яла болди. Дили пакниң жүриги, Титилип яра болди. Җигдə чечəк атқанда, Биллə жүргəн достуңму Ахири чағлиқ болди. Мəнсəп болса сениңдә, Əтраптики һəмминиң, Тиллири майлиқ болди. Бир-бирини яманлаш, Тепилғусиз гəп болди. Өй мөшүги таланиң Мөшүгигə йəм болди. Байлиқ қоғлап бəзилəр, Пəқəт дуния ғəм болди. Қашалар егиз болди, Пəйиллəр пəс болди. “Салам” дəп йеқиниңға, Аңлатмиғиң тəс болди. Өйлиримиз евро болди, Меһманму кәлмəс болди. Бурун бөлүшкəн чайни, Хошниму ичмəс болди. Туққанчилиқ йоқ болди, Көйгəн отлар чоғ болди. Үзəңгидин чүшмəстин, Арилири соғ болди. Күллəр там болди, Күйоғул бала болди. Сəн ишəнгəн бу дуния, Бири кам, чала болди. Ичкинимиз һарақ болди, Күнлиримиз харап болди. Тəтүр чиққан шамаллар, Чачларни тарап болди. *** Мана мошундақ заман дəп, Кайиймиз биз заманға. Яхшини қайрип қоюп, Əгишимиз яманға. Заман əмəс өзгəргəн, Өзгəрдуқ биз өзимиз. Қосиғимиз тойсиму, Тоймайдиғу көзүмиз. Инсапниму унтудуқ, Иманниму унтудуқ. Ана тилдин кечип биз, Өзгə тилға шуңғидуқ. Бир сəп болуп, қол тутуп, Өтсун бизниң күнүмиз. Мəнзил биздин қачиду, Бир болмиса дилимиз. Бир яқидин чиқсун баш, Өргə қарап дүглисун, Биз дүглəткəн еғир таш. Бешимизда һəмминиң, Пəқəт яхши ой болсун. Парлақ болуп келəчəк, Кочимизда той болсун! Һасил АБДРИМОВ. Уйғур наһийәси.

198 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы