• Әхбаратлар еқими
  • 19 Наурыз, 2019

Баш мукапатни утувалған аилә Мисирда дәм еливатиду

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Өткән һәптидә «Таиландқа барғиңиз кәлсә, «Уйғур авазиға» йезилишни унтумаң» намлиқ лотерея оюниниң йәкүнини чиқирип, 15-март күни Алмутидики «Техноград» сода мәркизидә соғиларни егилиригә тапшурдуқ. Ейтмақчи, «Техноград» – шәһәрдики турмушқа һаҗәтлик әң сүпәтлик техникилиқ товарларни сатидиған чоң сода мәркәзлириниң бири. Шәһәрликләрниң көпчилиги керәклик нәрсиләрни мошу йәрдин сетивалиду. Әвзили, баһалириму янчуқтики пулға тоғра келиду. Шундақ қилип, лотерея оюниниң баш мукапитини утувалған Уйғур наһийәсидики Чоң Ақсу йезисиниң турғуни Сәвирдин Мусаев аилиси билән 17-март күни сәһәрлиги Таиландқа әмәс, Мисирға учуп кәтти. Мәлум сәвәпләргә бола Таинландқа учуш проблемиси туғулғачқа, баш һамийимиз Рушидин Кичиков йолланма йөнилишини башқа әлгә йөткәш қарариға кәпту. «Мән, биринчи новәттә, херидарлиримниң бехәтәрлиги үчүн җавап беримән» дегән гезитимиз җанкөйәри утуқ егилиригә Мисирға бәшкүнлүк йолланма тапшурди. — Бу мениң үчүн күтүлмигән соға болди, ойлимиған йәрдин чәт әлгә йолланма утувалдим. Йәнә келип, иккиадәмлик. Хошаллиғимизниң чеки йоқ — дәп гезитқа, һамийларға өзиниң миннәтдарлиғини изһар қилди Сәвирдин Мусаев. Талғир наһийәсиниң Туздыбастав йезисидин кәлгән Б.Сасиқов, соғимизға рәхмитини ейтип, йезидики почтиға шикайәт қилишниму унтумиди. — Гезит вақтида кәлмәйду, бәзидә уни икки һәптиләп күтүп қалимиз. Мошу мәсилини йешип бәрсәңлар, — дәп илтимас қилди у. Почта мәсилисигә мунасивәтлик мону бир нәрсини гезитханларниң ядиға салмақчимиз. Бизгә лотерея оюниға қатнишиш үчүн кәлгән бәзибир квитанцияләр, кәчүрисиләр, шундақ саватсиз тоштурулғанки, макан-җайини, исим-фамилиялирини оқуш мүмкин әмәс. Исминиң баш һәрипи билән фамилиясиниң баш һәрипини йезип қойғанларму бар. У адәм гезит алалмай қалса, почтичидин қандақ гезит тәләп қилиши мүмкин? Әгәр у лотерея оюнида бир нәрсә утувалсичу? Биздә охшаш фамилияликләр көпқу. Шуниң үчүн буниңдин кейин мошу тәрәплиригә көңүл бөлүшүңларни илтимас қилимиз. Ундақ квитанцияләрму лототрондин орун алди. Мәсилән, мошу қетим Д.Бавдунов дегән оқурмәнимиз қисқа долқунлуқ пәч утувалди. Униң ким екәнлиги вә қәйәрдә яшайдиғанлиғи бәлгүсиз. Соғиларни елиш үчүн дәрия атлап кәлгәнләрни көрүп хошал болдуқ. Шәһәрдә туруп келәлмигәнләргә һәйран болдуқ. Бәзиләрдин «соғаңлар мошуму?» дегән гәпләрниму аңлидуқ. Соға алғили келип биз билән хатирә сүрәткә чүшүшни халимиғанларниму көрдуқ. Бәш қол бирдәк әмәсқу. Әң әвзили биз вәдимиздә турдуқ. Чонҗа йезисиниң турғуни Магелан ака Сәйдуллаев телефон қилип биздин әпу сорап, мундақ деди: — Ука, хапа болмаңлар, мән келәлмәй қалдим, мән сизгә соға үчүн әмәс, «Уйғур авази» гезитиниң һөрмәт йүзисидин телефон қиливатимән. Гезит яхши чиқиватиду. Силәрниң бу соғаңларни әрзән демәй хатирә сүпитидә сақлаймән. Туздыбаставлиқ бир анимиз мультиварка утувалди. Уни өйигә апирип тапшурдуқ. — Силәрни аварә қилип қойдум, — деди Рисаләт Надирова бизни қарши елип. — Мениң көзүм яхши көрмәйду. Гезитни оқумиғинимға көп болди. Мошу банә билән йезилмисамму болатти. Амма вижданим яр бәрмиди. Оқумисақму биз мошу арқилиқ өзимизниң барлиғини, өмлүгимизни намайиш қилишимиз керәк. Мән шуниң үчүн «Уйғур авазиға» турақлиқ муштири болуш қарариға кәлдим.

423 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы