• Әхбаратлар еқими
  • 19 Наурыз, 2019

Кәмтар инсан, маһир тәрҗиман

(Салаһийәтлик журналист Турсун Дәрияниң туғулғиниға – 100 жил) “Уйғур авази” гезитиниң һулини салған, униң тунҗа санини чиқарған журналистларниң бири — Турсун Дәриядур. Турсун Дәрия 1919-жили уйғурлар дияриниң Қәшқәр шәһиридә ишчи аилисидә дунияға кәлгән. Дадиси Дәрия ака сабиқ Кеңәш Иттипақиниң Қәшқәрдики консулханисида ишчи болуп ишлигән. У оғли Турсунниң саватини чиқириш үчүн уни өз дәвридики диний мәктәпкә оқушқа бериду. Амма кичигидинла зерәк, әтраплиқ билим елишқа тәшна Турсунда иптидаий диний мәктәптә оқуш қизиқиш пәйда қилмайду. Дәрия ака балисиниң бу диний мәктәптә оқушқа көңли тартмайдиғанлиғини сезип, уни Кеңәш Иттипақи консулханиси хадимлириниң балилири оқуйдиған консулхана һозуридики рус мәктивигә оқушқа бериду. Турсун Дәрия мошу мәктәптә оттура мәлуматқа егә болиду. Уйғурлар диярида сабиқ СССРниң һәртәрәплимә қоллап-қувәтлиши билән 1933-жили һакимийәт үстигә кәлгән Шең Шисәй өз һөкүмранлиғини мустәһкәмләш, кәң хәлиқ аммисиниң қоллап-қувәтлишигә егә болуш, өзи үчүн хизмәт қилидиған шәхсләрни йетилдүрүш үчүн вә өзиниң “Кеңәш Иттипақи билән дост болуш” сәяситиниң ениқ ипадиси сүпитидә бир түркүм яшларни Кеңәш Иттипақиға оқушқа әвәтиду. Һә, һелигәр җаллат, сәясий сехиргәр Шең Шисәйниң әсли муддиасиниң қандақ болушидин қәтъий нәзәр, бу уйғурлар дияриниң маарип тарихида йеңи ташланған чоң қәдәм болған еди. Шең Шисәй һөкүмити Кеңәш Иттипақи билән түзүлгән достлуқ вә һәмкарлиқ келишимигә бенаән 1934-жилниң ноябридин 1936-жилниң ноябриғичә Өзбәкстанниң пайтәхти Ташкәнткә, шундақла Сәмәрқәнткә үч дүркүн оқуғучиларни чиқарған. Рус мәктивидә билим алған Турсун Дәрияму башқилар қатарида, Ташкәнттики Оттура Азия дөләт университетиға (САГУ) оқушқа әвәтилиду. САГУға уйғурлар дияридин кәлгән студентларниң оқуш муддити икки жил болуп, һәптисигә 36 саат дәрис өтүләтти. Студентларға педагогика, сәясий ихтисат, хәлиқара қанун, дөләт қурулуши, математика, физика, химия, биология, тарих, география, рус тили қатарлиқ пәнләр оқутулатти. Турсун Дәрия мәзкүр университетниң мәмурий һоқуқ факультетида билим алиду. Турсун ака өзиниң Ташкәнттә оқуған дәвридики вақиәләрни әсләп, төвәндикиләрни сөзләп бәргән еди: “Биз Ташкәнттә оқуған вақитларда, Кеңәш Иттипақида Сталин Конституцияси елан қилинған, социализм ғәлибә қилди дәп кәң даиридә тәшвиқат қилиниватқан әҗайип бир җошқун, барлиқ хәлиқ улуқ Ленин, Сталинларниң бүйүк ғайилирини әмәлгә ашуруш йолида пидакаранә әмгәк қилиш овҗ алған, бәш жиллиқ планлар муддитидин илгири ашуруп әмәлгә ашурулуватқан, дөләтниң заманивий санаәт асаси барлиққа кәлгән, колхоз-совхозлар қурулған, стахановчилар һәрикити кәң даиридә овҗ алдурулған бир дәвир еди. Бу жиллири Кеңәш Иттипақиниң абройи хәлиқара мәйданда күндин-күнгә көтириливатқан, СССР дуния коммунизм һәрикитиниң асасий түврүгигә айланған, Коммунистик Интернационалниң баш штаби Москвада болуп, пүткүл дуния миллий-азатлиқ инқилавий һәрикитигә рәһбәрлик қиливатқан, хәлиқ хошал-хорамлиққа чөмгән бир дәвир еди. Һә, алий билим дәргаһидики тәлим-тәрбийә, җәмийәт тәсири, оқуған китап, гезит-журнал, радиода аңлиған хәвәрләр, экскурсия-зиярәтләр биздә социалистик түзүмгә нисбәтән чоңқур муһәббәт қозғиған еди. Биз социалистик түзүмниң әң илғар түзүм екәнлигигә ишинип, етиқат бағлидуқ. У чағда биз пролетариат даһилири Маркс, Энгельс, Ленин, Сталинға нисбәтән қәлбимиздә чоңқур һөрмәт вә муһәббәт орун алған еди. 1937-жили бирдинла кәң даиридә СССРда “хәлиқ дүшмәнлирини” йоқитиш дегән шиар астида көплигән абройлуқ партия вә дөләт әрбаплири, һәрбий қоманданлар, нопузлуқ зиялиларни тәқипләш, җисманий йоқитиш һәрикити овҗ алди. Мошу жили Сталинниң әң йеқин сәпдашлиридин болған Каменев, Зиновьев, Бухарин, Петаков охшаш партия вә дөләт әрбаплири, Тухачевский охшаш СССР маршали дәриҗисидики һәрбий қолбашчилар үстидин очуқ сот қилинип етип ташланди. Мана шу қатарда Өзбәкстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң биринчи кативи Әкмәл Икрамов, Өзбәкстан һөкүмитиниң башлиғи Пәйзулла Хоҗаевму хәлиқ дүшмини атилип тәқипләнди. Булар өз вақтида Өзбәкстан Җумһурийитини бәрпа қилғучилар, өзбәк вә башқа хәлиқләрниң чоңқур һөрмитигә сазавәр болған пешқәдәм инқилапчилар еди. Уларму очуқ сот қилинип, өлүм җазасиға һөкүм қилинди. Һә, биз у чағда бу ишларни тоғра дәп қарап, бу чариләр СССРда “хәлиқ дүшмәнлиригә” қарши социалистик түзүмни мустәһкәмләш үчүн қилиниватиду, дәп ойлиған едуқ. Кейин ениқланған фактлардин бу Сталинниң өз мәвқәсини мустәһкәмләш, һаким мутлақ һакимийитини орнитиш үчүн елип барған “дүшмән” издәш, өз мәнпийәтлиригә “кашила” болиду дәп һесаплиғанларни умумйүзлүк тәқипләш билән өзиниң диктаторлуқ һакимийитини тикләш үчүн қилинған җинаий ишлар екәнлиги дәлилләнди”. Ташкәнттин оқушини пүтирип қайтип кәлгәнләрни Шең Шисәй һөкүмити қисқа муддәтлик курс ечип, сәясий тәрбийә бәргәндин кейин, хизмәткә орунлаштуратти. Турсун Дәрияму оқушини муваппәқийәтлик пүтирип кәлгәндин кейин Үрүмчидә сақчи мәһкимисигә хизмәткә тәхсим қилиниду. Бу жиллири мәккар Шең Шисәй өз мәвқәсини техиму мустәһкәмләш мәхситидә СССР билән қоюқ һәмкарлашти. Дөләт аппаратида, сақчи органлирида Кеңәш Иттипақидин тәклип қилинған мәслиһәтчиләр, НКВД хадимлири кәң даиридә паалийәт елип бериватқан заман еди. Ташкәнттә билим алғанларниң көпчилиги маркизм-ленинизм нәзәрийәсигә етиқат бағлиған, вәтини вә миллитини қизғин сөйидиған шиҗаәтлик яшлардин болғачқа, дәсләп улар бәлни бағлап ишқа җиддий киришиду. Лекин 1941-жили Гитлер Германияси СССРға хаинларчә һуҗум қилип, дәсләптә Кеңәш Иттипақиниң хелә көп йәрлирини ишғал қилип, Сталинградни қоршавға алғанда түлкә мүҗәз мәккар Шең Шисәй СССРниң иши пүтти дәп чөшүрини хам санайду вә өзиниң явуз қияпитини ашкарилап, 1942-жили Кеңәш Иттипақи билән болған барлиқ алақисини үзиду, уйғурлар диярида умумйүзлүк дәһшәтлик тәқипләш һәрикитини овҗ алдуруп, барлиқ илғар пикирлик зиялиларни, вәтәнпәрвәр байларни тутқунға елишқа башлайду. Әнди Ташкәнттә билим алған илғар пикирлиқ зиялилар Шең Шисәйниң бу явузлуғиға қарши һәрикәт қилиду. Әйнә шуниң үчүн уларниң һәммиси дегидәк түрмиләргә ташлиниду. Әнди хелә бурунла җаллат Шең Шисәй, худди СССРдикигә охшаш, 1937-жилдин башлапла илғар, вәтәнпәрвәр затларни тәқипләшни қанат яйдурған еди. Турсун Дәрияму 1938-жилдин 1944-жилғичә Шең Шисәй түрмилиридә азаплиниду. 1944-жили уйғурлар дияридики хитай гоминдаң басқунчилириниң зулум-ситәмлиригә қарши вәзийәт җиддий кәскинләшкәндә, хәлиқниң наразилиғини бесиш үчүн түрмиләрдә аман қалған бир қисим зиялилар қатарида Турсун Дәрияму азатлиққа чиқиду. Мошу жили уйғурлар дияриниң Или тәвәсидә миллий-азатлиқ инқилап партлап, 12-ноябрь күни Шәрқий Түркстан Җумһурийити қурулиду. Турсун Дәрия Шәрқий Түркстан инқилавиға иштрак қилип, ШТҖ Миллий армияси қурулғанда, Миллий армия разведка башқармиси башлиғиниң муавини болуп паалийәт елип бериду. 1955-жили Турсун ака аилиси билән Кеңәш Иттипақиға көчүп чиқиду вә Алмутида уйғур әрәп графикисида нәшир қилиниватқан “Йеңи һаят” журналиға тәрҗиман болуп ишқа орунлишиду. “Йеңи һаят” ШУАРдики уйғурлар үчүн чиқирилидиған журнал болуп, редакция хадимлири шундақла ШУАР уйғурлири үчүн дәрисликләрни, һәрхил оқуш қураллирини, рус вә Кеңәш әдәбияти классиклириниң әсәрлирини, сәясий әдәбият вә һаказиларни нәшир қилатти. Турсун ака “Йеңи һаят” журналида ишләш җәриянида бирқатар китапларни тәрҗимә қилиду вә тәһрирләйду. 1957-жили “Йеңи һаят” журнали йепилип, “Коммунизм туғи” гезити нәшир қилинишқа башлиғанда, Турсун Дәрия гезитниң тәрҗимә бөлүмигә тәклип қилинип, та 1980-жилғичә, йәни һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә йетәкчи тәрҗиманларниң бири болуп ишләйду. У жиллири дәсләп тәрҗимә бөлүмини тәҗрибилик стилист вә атақлиқ тәрҗиман, Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Мәхсут ака Норузов башқуратти. Мәхсут акини хизмәтдашлириниң һәммиси “ходящая энциклопедия” – йәни “меңип жүридиған қамус” дәп ататти. Чүнки Мәхсут акиниң билим даириси наһайити кәң, һәрқандақ соалға өз лайиғида салаһийәтлик җавап берәләйдиған инсан еди. 1970-жили 1-январьдин “Коммунизм туғиниң” қошумчиси сүпитидә уйғур-әрәп йезиғида “Йеңи һаят” гезити нәшир қилинишқа башлиғанда, мән мошу гезит редакциясигә тәрҗиман болуп ишқа орунлаштим. Әйнә шу чағда заманивий уйғур мәтбуат тилиниң тәрәққиятиға, униң қелиплишиға салмақлиқ һәссә қошқан атақлиқ тәрҗиман-журналист Мәхсут Норузов, Турсун Дәрия вә Әнвәр Луқманов билән йеқиндин тонуштум. Мана бу акилирим мениң тәрҗиман болуп йетилишимдә чоң роль ойниған устазлиримдур. Болупму шу җәриянда Турсун акидин көп нәрсиләрни үгәндим. У рус, хитай тиллирини, худди ана тилидәк, мукәммәл биләтти. Кейинирәк “Коммунизм туғи” вә “Йеңи һаят” гезитлириниң тәрҗимә бөлүмлири бирләштүрүлгәндә, маңа Турсун вә Әнвәр ака билән жигирмә жилға йеқин вақит җәриянида бир бөлүмдә ишләш несип болди. У жиллири адәттики күнлири гезит көләминиң 50 пайизидин ошуғи, әнди КПСС Мәркизий Комитетиниң, Қазақстан Компартияси Мәркизий комитетиниң пленумлири, партия қурултайлири, СССР Алий Кеңишиниң вә Қазақстан ССР Алий Кеңишиниң сессиялири вә көплигән башқиму сәясий чарә-тәдбирләр болған чағларда гезит көләминиң 90 — 100 пайизини тәрҗимә материаллар тәшкил қилатти. Әйнә шуниң үчүн тәрҗимә бөлүми билән машинисткилар бюросиға, корректорларға кечиләп, бәзидә таң атқичә ишләшкә тоғра келәтти. Шундақ кечиләп ишлигән чағларда, арида Москвадин материал күтүп олтарғанда Турсун ака билән хәлқимизниң тарихи, мәтбуати, ана тил тоғрилиқ һәрхил мавзуларда параңлишип муңдишаттуқ. Бир күни әйнә шундақ параңлашқинимизда Турсун акиниң ана тилимиз һәққидә ейтқан мону сөзлири һелиму ядимда: “Тилда хәлиқниң моҗутлуғи, униң пүтүн Вәтини гәвдилиниду әмәсму... Өз тилини сақлап қалалмиған, бейиталмиған милләт, мениңчә, һалакәткә йүзләнгән милләттур. Һә, бир милләтниң тилиниң қанчә сап, қанчә мәзмунға бай болуши шу милләт тәрәққиятиниң асасий мәнбәсидур. Бир милләтниң тилини өз елидики кишиләр асримиса, униң саплиғини қоғдап қалмиса, униң ақивити наһайити еғир, һәтта паҗиәлик болуши муқәррәрдур... Һә, өз тилини хар қилған милләт хар милләттур”. Мән дәсләп 1970-жили ишқа кәлгәндә, Турсун Дәрия билән Әнвәр Лохмановниң тәрҗиманлиқ маһаритигә бөләкчә һәвәслинәттим, зоқлинаттим. Чүнки улар русчә мәтинни қол билән йезип тәрҗимә қилмай, бирдинла машинисткиларға уйғурчә оқуп берәтти. Тәрҗимә интайин қийин, жиңнә билән қудуқ қазғандәк мүшкүл иш. Пәқәт тәҗрибиси мол, һәртәрәплимә билимгә егә кишила тәрҗиман болуп ишлиши мүмкин. Әнди мәтинни бирдинла тәрҗимә қилип, машинисткиларға уйғур тилида оқуп бериш тәрҗимандин наһайити чоң маһарәтни, йәнә тәкрарлаймәнки, әтраплиқ билимни, шундақла грамматика қанун-қаидилирини чоңқур билишни тәләп қилиду. 1973-жили тәрҗимә бөлүминиң башлиғи болуп гезитниң тунҗа санидин әмгәк қилған пешқәдәм журналист, атақлиқ стилист Мәхсут ака Норузов һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин тәрҗимә бөлүмини атақлиқ шаир вә журналист Һезим ака Бәхниязов, журналист вә стилист Нурәхмәт ака Исмайилов башқурди. Тәрҗимә бөлүмидә тәрҗиман болуп шундақла язғучи Муңлуқ Бақиев, Ғәйрәт Исрайилов вә Марат Ибрагимов үнүмлүк әмгәк қилди. Һазир бу вәзипиниң һөддисидин Шөһрәт Мәсимов, Насирахун Розахунов, Йолдаш Молотов чиқиватиду. Бир вақиә һелиму есимдә. Бир киши өзи тәрҗимә қилған бир көләмлик материални көрүп тәһрирләп бериш үчүн Турсун акиға елип кәлгән еди. Турсун ака материални тәһрирләп, уни қип-қизил боявәтти... Турсун ака һелиқи кишигә йол қойған хаталирини көрситип, еринмәстин униңға чүшәндүрди. У “Царство ему небесное” дегән җүмлини “Униңға асман падишалиғи болсун” дәп тәрҗимә қилған екән. Турсун ака униң җүмлисини “Униң ятқан йери җәннәттә болсун”, дәп түзәтти. Һелиқи тәрҗимә мәтинини елип кәлгән адәм наһайити көп хаталиқларға йол қойғанлиғини тән елип, “мениңдин тәрҗиман чиқмиғидәк”, дәп хиҗаләт болуп кәткән еди. Турсун ака әйнә шундақ һәртәрәплимә билимлик, салаһийәтлик тәрҗиманларниң бири болуп, Йәттисуда һазирқи заман уйғур тилиниң риваҗлинишиға өзиниң биркишилик салмақлиқ һәссисини қошти десәк, һеч мубалиғә болмайду. Мәрһум наһайити кәмтар, кишиләр билән тил тепишишни билидиған, әҗайип дилкәш инсан еди. У җамаәтчиликкә қоюқ арилишатти, униң Москвадиму, Ташкәнттиму, Фрунзедиму (һазирқи Бишкек), Тоқмақтиму, Яркәнт, Чонҗа, Челәктиму тонуш-билиш, әл-ағинилири нурғун болидиған. Һелиму ядимда, 1979-жили май ейида Турсун Дәрияниң 60 яшлиқ мәрикиси Чапаев мәһәллисидә (һазирқи Қариғайли мәһәллиси) Һәмидулла Самсақов ақсақалниң алмилиқ беғида нишанланди. Шу мәрикидә хәлқимизниң жирик зиялилири – атақлиқ композитор Қуддус Ғоҗамияров, мәшһур язғучилар Зия Сәмәди, Җамалидин Босақов, Һезмәт Абдуллин, атақлиқ тилшунас алим, академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасов, шаирлардин Хелил Һәмраев, Һезим Бәхниязов, Абдулһәй Рози, “Коммунизм туғи” гезитиниң шу чағдики баш муһәррири Абдулла Мәшүров, шундақла Ташкәнт, Фрунзе, Ош, Яркәнт вә башқа җайлардин кәлгән меһманлар тәвәллуд егисини сәмимий тәбриклигән еди. Сорунда меһманларниң Турсун ака тоғрилиқ өзлириниң қәлб сөзлирини ейтип, униң гезит редакциясидики вә җамаәтчилик арисидики паалийитигә жуқури баһа берип, һәртәрәплимә билимлик, шундақла әҗайип кәмтар, интайин ишчан, кишиләр билән тил тепишни билидиған инсан екәнлигини алаһидә қәйт қилғанлиғи һелиму ядимда. Атақлиқ шаир вә журналист Долқун Ясин шу мәрикидә Турсун ака тоғрилиқ өзиниң иллиқ қәлб сөзлирини изһар қилип, униң бәзидә иш көп болидиған күнлири оттура һесап билән 40 — 50 бәт материални тәрҗимә қилғанлиғиниң гувачиси болғанлиғини алаһидә тәкитлигән еди. Турсун Дәрия, мүмкинқәдәр, кишиләргә яхшилиқ қилишқа тиришатти. У хитай тилини мукәммәл билгәнликтин, тарихий Вәтинимиздин Қазақстан дияриға көчүп чиққанларниң хитай тилидики һәрхил һөҗҗәтлирини, гуванамилирини, хизмәт һөҗҗәтлирини, оқушни пүтәргәнлиги тоғрилиқ шаһадәтнамә, дипломлирини рус тилиға тәрҗимә қилип, нотариуста рәсмийләштүрүш ишлириниң һөддисидин чиқип, көпчиликниң дуасини алған, һөрмитигә сазавәр болған еди. Ядикар САБИТОВ.

434 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы