• Әхбаратлар еқими
  • 19 Наурыз, 2019

Қорғас – қедимий жут

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Гезитимизниң йеқин дости, штаттин ташқири фотомухбири Турсунмәһәммәт Мәшүров билән новәттики сәпәргә атландуқ. Мәнзилимиз –Қорғас йезиси. Турсунмәһәммәт ака йол бойи Қорғас йезиси вә униң әмгәкчан хәлқи һәққидә көргән-билгәнлирини сөзләп келиватиду. Мениңму оқуғучилиқ дәврим ядимға кәлди. Өткән әсирниң 80-жиллири биз, 7-8 синип оқуғучилири, нами Кеңәшләр Иттипақиға тонулған Калинин намидики колхозниң көмүқонақ жиғиштуруш ишлириға йеқиндин арилишаттуқ. Колхоз 5500 гектар мәйданға көмүқонақ терийдиған. Уни жиғиштурушқа Талдиқорған вә Алмута шәһәрлиридики алий оқуш орунлириниң студентлири җәлип қилинатти. Икки ай, йәни сентябрь вә октябрь айлирида миңлиған студентлар егиликниң Төвәнки Пәнҗим, Пәнҗим вә Ават йезилиридики бригадилирида жиғим-терим ишлириға ярдәмлишәтти. Әнди Қорғас, йәни егиликниң үчинчи бригадисида көмүқонақ жиғиштуруш Пәнҗим йезисидики А.Розибақиев намидики мәктәп оқуғучилириниң әнчисидә еди. Қорғасқа кириш үчүн чегаричилар униңдин һәрбиримизниң һөҗҗәтлиримизни көрүп чиққандин кейинла, тизим бойичә наһайити еһтиятчанлиқ билән, тәкшүрүп өткүзәтти. У хелила вақитни тәләп қилғачқа, бизму колхозчилар билән сәһәр туруп, та күн патқичә етизда жүрәттуқ. Бүгүн болса, мошу йезида туғулуп, униң һәрбир сейини, идир-қирини билидиған, туғулған жути тоғрисида әждатлиридин ривайәт, һекайиләрни аңлап өскән, тарихини билгән, униң тәрәққиятиға биркишилик һәссисини қошуватқан жут турғунлири билән учришип, сөһбәтлишиш мәхситидә келиватимиз. Бизни Қорғасниң баш жигитбеши Тельман Һосманов билән бир топ жигит-қизлар хуш чирай қарши алди. – Йезимизниң әң чоң мөтивәрлири, йеши тохсәнгә тақап қалған Турсун Җамақов, Турсун Иминов, Иврайим Һосманов кәби атиларни тиңшап көрүңлар, – деди жигитбеши. Биз келиштуқ. Атилар сөзи – турмуш әйниги Биз атилар билән сөһбәтлишиш җәриянида жутниң тарихидин вақип болдуқ. һәқиқәтәнму уларниң ейтари көп екән. Қорғаста туғулуп өскән атилар әл бешиға чүшкән мудһиш жилларни әслиди. Улар уруш жиллириниң балилири. Балилиғида ойнап-күлмиди. Ата-анисини әгишип, чамисиниң йетишичә етиз-ериқта, чарвичилиқта ишлиди.. Раст, улар оқниң үнини аңлимиди, илаһим, аңлимиғай, лекин балилиқ жумран қәлби билән уруш дегәнниң немә екәнлигини яхши чүшинип-өсти. Чүнки йезиниң әрлири урушқа атлинип, балилар ошуқ билән җаңзиларни тиқип қоюп, етиз-ериқни макан әтти. Хаманларда тулуқ тәпти, бағ бағлиди, су тутти. Қисқиси, әмгәк уларни тавландурди. Чашқан угилирини колап буғдай жиғип, житиқ кийим, пүрүм чоруқ кийип өткән һәрбир күн техи уларниң ядида. – 9-май – Ғалибийәт күнини тәсвирләш һазир асан болғини билән шу 1945-жилқи һис-туйғумизни аддий сөз билән йәткүзүш тәс. Анилиримиз, бова- момилиримиз билән көптин күткән шатлиқ күниниң ахири тойға улашқинини унтумидуқ. Мана мошу җапа-мәшәқәтләрни көпчилик билән биллә тартқачқа, биз бу жуттин һеч яққа кәтмидуқ. Һәм ахирқи нәпәсимизгичә жутдашлиримиз билән биллә өткүзүш нийитидә яшаватимиз, – дәйду жут атилири. Сөһбәтдашлиримизниң үчилиси әҗдатлири тәшкил қилған егиликтә ишләп, шөһрәт қазанған әмгәк мәрданилири. Көкси орден-медальға толған, әл қәдирлигән инсанлар. Уларниң ейтишичә, илгири Қорғаста 10 000 гектар йәргә көмүқонақ, буғдай, бедә териләттикән. Мөтивәрләр егилик ишләпчиқиришиниң маһир тәшкилатчиси Имәр Белаловниң рәһбәрлигидә елип барған бәрпакарлиқ ишлирини тилға алди. Егиликләр тарқап кәткәндин кейин яшларниң пай һесавиға өлчүк йәр елип әҗир қиливатқанлиғиниму мәмнунийәт билән ейтип бәрди. Шундақ, турғунларниң бесим көпчилиги ата кәспигә садиқ болуп, билән қарап, деханчилиқ, чарвичилиқ билән шуғуллиниветипту. Анилар – меһир булиғи Қорғаслиқ анилар һәққидә гәп қилғанда, арқа сәпниң қәһримани – жут аниси Чолпан Тимурова дәсләпкиләрдин болуп тилға елиниду. Тохсән яшлиқ анимиз – жутниң тирик қамуси. – Қорғаста қазақ, рус, туңганлар билән иссиқ-соғни тәң көрүп, иҗил- инақ яшап келиватимиз. Уларниң арисида маңа охшаш җапа чәккән анилар аз әмәс, – дәп һәрхил саһаларда әмгәк әткәнләрни бир-бирләп тизип ейтип бәрди алтә пәрзәнт көрүп, улардин 22 нәврә, 35 чәврә сөйгән ана. Қорғаслиқ нураний аниларниң «Аққушлар» дәп аталған чейи бар екән. Бу қетим улар 8-Март – Ханим-қизлар мәйримидә баш қошуветипту. Уларниң әң чоңи Чолпан ана болса, қалғанлириниңму йеши тохсәнгә тақап қалған. Алтә вә униңдин көп бала тепип қатарға қошқан «Алтын» вә «Күміс» һалқа егилириниң әң кичиги 65 яшта екән. Мәсилән, Санийәм Җамақова, Бүви Зайитова, Алийәм Җамақова Айәтхан Имирова, Бибинур Илимсопиева, Ултай Садиқова, Мерванәм Худайбәрдиева, Тәлийәт Иминниязова, Әрабүви Илимсопиева, Маһирәм Садирова, Хелчибанум Аманова, Зенәтқиз Абдримова һәрхил саһаларда ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан болсиму, жутдарчилиқ ишларда тәшәббускарлиқ көрситип келиватқанлиғи һәвәсимизни ойғатти. Узун жиллар йезидики китапханида ишлигән көпбалилиқ Санийәм Җамақова елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң Мәктүплиридә арқа сәпниң қәһриманлири билән көпбалилиқ аниларға, әмгәк ветеранлириға көрситиватқан маддий ярдәм, ғәмхорлуқлириға анилиқ миннәтдарлиғини изһар қилди. Әнди узун жиллар йезида фельдшер болуп ишлигән Бибинур Илимсопиева мундақ деди: “Қорғаслиқ яшларниң барлиғини «балам һәм нәврәм» десәмму болиду. Мән уларниң киндик аниси. У жиллири йезида бир тез ярдәм машинисидин башқа һечнемә йоқ еди. Һамилдар аниларни наһийә мәркизигә йәткүзүш, бемарларни давалаш бизниң зиммимиздә еди. Униң үстигә Қорғас чегарилиқ йеза болғанлиқтин, пост йепилип қалса, дохтурханиға әтиси бирақла апиришқа тоғра келәтти. Шуниң үчүнму яш аниларниң толғиғи башлинип кәткичә шәһәргә йәткүзүвалсақ йәткүздуқ, болмиса мениң ғәмхорлуғумда бошинатти. Мундақ әһвалларға толирақ чопанларниң аяллири дуч кәлгәчкә, улар билән атлириға миңгишип, һамилдарларни бошандуруп, кечини-кечә, күндүзни күндүз демәй ишлидуқ. Бүгүнки таңда «Саламатты Қазақстан», «Денсаулық» дөләт программилири әмәлгә ашурулуватқанлиғи – бизгә болған ғәмхорлуқниң нишанидур”. Бибинур аниниң изини бесип икки нәвриси акушерлиқ кәспини таллап, һазир Алмутида ишләветипту. «Аққушларниң» йәнә бир әзаси Ултай Садиқованиң теги-тәкти қорғаслиқ. Атиси Қулжа, аниси Жамал арқа сәпниң қәһримани. Йәнә келип йезидики дәсләпки техника рулиға олтарған комбайнер аялларниң бири болған екән. Талғирдики йеза егилиги техиникумини тамамлиған Ултай, ата-аниси охшаш, йеза егилиги саһасида агроном болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан көпбалилиқ ана. –Қорғас йезисиниң турғунлириниң асасини уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Мән қедимий һәм мәдәнийәтлик уйғур хәлқини һөрмәт қилимән. Улар билән бир өстәңниң сүйини ичип чоң болдум. Чүнки қайғумиз билән шатлиғимиз бир, әзәлдин достлуғимиз ярашқан бу жутта уруш жиллири қурут билән тоғичини тәң бөлүшкән хәлиқләр һазирму шундақ бир-биригә яр-йөләк, дост, тамыр, қуда болуп яшаватимиз. Шуниң бир мисали, йезимизда он рус аилиси яшайду. Зоя Сердобинцева дегән 87 яшлиқ пешқәдәм устаз ялғуз туриду. Зоя Степановна мәктәп мудири болған еди. Устазиниң һәр күни һалини сорап жириғини йеқин қилип, иссиқ тамиғини бериватқан – йәнә шу өм жутдашлирим. Зоя Сердобинцеваниңму әсли теги-тәкти қорғаслиқ екән. Яркәнттики педучилищени башланғуч синип муәллими мутәхәссислиги бойичә тамамлиған у әмгәк паалийитини Чимкәнт шәһиридә башлап, андин наһийәдики Лесновка оттура мәктивидә, кейинирәк ана жутиға қайтип келип, Қорғас оттура мәктивидә һаятиниң 40 жилини қийин вә шәрәплик маарип саһасиға беғишлиған. Өмүрлүк җүптидин айрилғини нәвақ. Бир қизи, турмуш шараитиға бола, башқа шәһәрдә яшаватиду. Зоя анимиз жутини ташлап кәткүси кәлмәйду. Мана шундақ, анимиз бәзидә ағрип қалиду, күз вә қишниң күнлири пәчкә отун-көмүр қалашқа мағдири йәтмәйду. Иссиқ тамақ йегүси келиду. Мундақ чағларда “Хошна болсаң, йөләк бол” дегәндәк, йенидин тепилиду. Мошу қишта мундақ әһвал йүз бәрди: пәчниң турхунлири тошуп кәткәчкә ис маңмай қапту, өзиму тумуқап қалған екән. Шу пәйттә бир топ жутдашлири бир һәптигичә анимизни өз өйлиригә елип чиқип, жигитләр пәчни ясап, турхунини тазилап, ханим-қизлар бөлмиләрни қолидин кәлгичә җөндәп, ақартип, тазилап чиққандин кейинла өйигә елип кәлгән. Йеңиланған өйигә киргән устаз өз көзигә ишәнмәй, хошаллиғидин көзлиригә яш алиду. Қорғасниң жигитбеши Тельман Һосманов билән тиҗарәтчи Қурванҗан Тимуров, мәктәп мудири Раушан Баякеева, Әхмәтҗан Җамақов, Нурсултан Рамазан, Равиль Ибрагимов билән һәр күни иссиқ тамиғини тошуп, һалидин хәвәр еливатқан хошнилири Разийәм Қурбанова, Камиләм Имирова, Рәйһан Һосмановаға охшаш башқиму жутдашлири униң йенида болушқа тәйяр. Һәр күни һалини сорап, өз анисидәк күтүватиду. Ана улардин бир өмүр миннәтдар. Қорғас оттура мәктивиниң һазирқи мудири Раушан Баякеева билән узун жиллар мәзкүр мәктәптә устазлиқ қилған вә 1985 – 1991-жиллири мәктәп мудири болған Реһангүл Җамақова мәктәпниң вә йезиниң нәпәси һәққидә сөзләп бәрди: – Йезида 220 аилә болуп, 1000дин ошуқ адәм яшайду. Уйғур, қазақ, рус, бир туңган вә бир украин аилиси бар. Мәктәпниң тарихиму өтмүштин башлиниду. 1938 – 1939-жиллири дәсләп башланғуч мәктәп селинип, андин йәттәжиллиқ, һә ахирқи жилларда, йәни 2000-жили заманивий үлгидики иккиқәвәтлик 320 орунлуқ мәктәп пайдилинишқа берилди. 90 жилдин ошуқ тарихи бар мәктәпни 1938 – 1939-жиллири ака-ука Қасим вә Моллахун Тирановниң қизи Анархан билән кесәк қуюп салғанлиғини жутдашлири һеликәм унтумиди. Бүгүнки күндә мәктәптә 260 оқуғучиға 44 алий вә кәспий оттура билимлик муәллим сүпәтлик билим, аңлиқ тәрбийә бериш йолида аянмай әмгәк қиливатиду. Мәктәптә билим қош тилда, йәни дөләт вә рус тиллирида берилиду. Қорғаста дәсләп, «Красное знамя», «Чегара райони» дегән икки колхоз тәшкил қилинип, уни Себерягин, Тохтахун Тохтахунов, Мәхпир Гөһәрбақиев, Ахмолла Һүсәнов, Һүсән Тохтахунов, Мәһәмәт Аманбаев, Һезим Хабиров, Зикрия Ғазиев, Ивашев, Саттар Җамақов, Давут Тохтибақиев, Сабир Яқупов қатарлиқ инсанлар башқурған екән. 1939-жили икки колхоз бириктүрүлүп, «ІІІ-Интернационал», андин «Йилтиз» колхози тәшкил қилиниду. Қорғас – кейинки вақитларда алаһидә бир сүръәт билән аватлишип, гүллиниватқан жут. Истиқбали зор. Йезидин сәл нерирақта наһайити кәң миқияслиқ қурулуш ишлирини елип бериш көздә тутулған. Қорғаслиқларниң әмгәкчанлиғи, тиришчанлиғи түпәйли турмуш шараити яхшилинип, паравәнлиги ешиватиду. Ахирқи үлгидә селиниватқан өйләр, бәрпа болуватқан бағлар кишиниң диққитини җәлип қилип, зоқини кәлтүриду. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәммәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәтләр.

481 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы