• Әхбаратлар еқими
  • 19 Наурыз, 2019

Иҗтимаий лайиһиләргә – нәтиҗидарлиқ назарәт

Партияниң “Паравәнлик җәмийити: он жиллиқниң он мәхсити” йеңи программисини вә Дөләт рәһбири тәшәббус қилған партия лайиһилирини әмәлгә ашурушниң кетип беришини муһакимә қилишқа сәясий бирләшмә Рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Әшимбаев, мәркизий аппарат рәһбәрлиги, регионлуқ шөбиләрниң вәкиллири, регионлар һакимлириниң иҗтимаий саһани назарәт қилидиған орунбасарлири, вилайәтләр мәслиһәтлириниң катиплири қатнашти. Мәулен Әшимбаев партияниң йеңи программисини әмәлгә ашурушта нәтиҗидарлиқ вә сүпәтлик ишниң муһим екәнлигини тәкитләп, Дөләт рәһбириниң сәясий бирләшминиң XVIII қурултийида гражданларни иҗтимаий қоллап-қувәтләшниң бирқатар муһим йөнилишлиригә диққәт ағдурғанлиғини әслитип өтти. Булар аһалиниң тапавитини ашурушқа вә һал-оқити төвән аилиләрни қоллап-қувәтләшкә, аһалиниң турушлуқ өй проблемисини һәл қилишқа, саламәтликни сақлаш вә билим бериш саһалирини, шундақла регионларда инженерлиқ вә иҗтимаий инфрақурулумларни тәрәққий әткүзүшкә мунасивәтлик мәсилиләрдур. Бу мәхсәтләр үчүн бюджеттин вә Миллий фондтин 2 триллион 350 миллиард тәңгә бөлүнди. Мәбләғниң пайдилинилиши үстидин назарәт қилишни мәмликәт Президенти “Nur Otan” партиясигә жүклиди. – Биз барлиқ күч-қувитимизни Президентниң тапшурмилирини нәтиҗидарлиқ вә сүпәтлик әмәлгә ашурушқа топлишимиз керәк, – дәп тәкитлиди партия Рәисиниң биринчи орунбасари. – Программимизниң барлиқ он мәхсити адәм мәнпийәтлирини өз ичигә алған. Улар һәрбир гражданниң паравәнлигини ашурушқа, униң мәнпийәтлирини орунлашқа вә турмуш сүпитини ашурушқа қаритилди. У шундақла партия әзалириға бәргән тапшурмилар арисида дөләт органлириниң һәр кварталда асасий дөләт программилирини әмәлгә ашуруш бойичә һесаватлирини қарап чиқишниң алаһидә орун егиләйдиғанлиғини тәкитлиди. Мәсилән, һазирниң өзидә уларниң графиги тәйяр. Мәулен Әшимбаевниң сөзичә, 2030-жилғичә бәлгүләнгән “Паравәнлик җәмийити: он жиллиқниң он мәхсити” программисини әмәлгә ашуруш асасий нишан болуп һесаплиниду. Мәзкүр һөҗҗәт ениқ әкис әткән иҗтимаий характерға егә болуп, толуқ адәм мәнпийитини өз ичигә алған. Кеңәшмә давамида шундақла Дөләт рәһбири қурултайда оттуриға қойған йеңи партия лайиһилири тәпсилий муһакимә қилинди. Мәсилән, “Бақытты отбасы”, “Құтты мекен”, “Ауыл – Ел бесігі” вә “Халыққа көмек” лайиһилири шулар җүмлисидиндур. Уларни әмәлгә ашурушниң ениқ механизмлири тоғрилиқ докладлар билән партия катиплири Тамара Дүйсенова, Илия Теренченко вә Фархад Қуанғанов сөзгә чиқти. Мәсилән, “Бақытты отбасы” лайиһиси Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги, башқа дөләт органлири, “Атамекен” Миллий тиҗарәтчиләр палатиси вә һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар билән бирликтә әмәлгә ашурулиду. Униң мәхсити – балилиқ қазақстанлиқ аилиләрниң паравәнлигини ашуруш. Лайиһә даирисидә аилә вә балиларниң турмуш сүпитини яхшилашқа қаритилған йеңи иҗтимаий-ихтисадий чариләрни ишләп чиқиш һәм җарий қилиш, уларниң һоқуқ җәһәттин һимайә қилиниши вә бехәтәрлигини тәминләш планлиниватиду. Җүмлидин өйму-өй кирип, қийин әһвалда қалған қазақстанлиқ аилиләрниң иҗтимаий хәритисини йеңилаш көздә тутулмақта. Елинған мәлуматлар көпбалилиқ вә толуқ әмәс аилиләргә адреслиқ ярдәм көрситиш, иҗаригә өй бериш, грант вә микронесийә бериш үчүн асас болиду. Мәзкүр лайиһини әмәлгә ашурушқа партия йенидики Бала һоқуқини қоғдаш бойичә җумһурийәтлик кеңәшму җәлип қилиниду. “Құтты мекен” лайиһиси биринчи новәттә регионларда инженерлиқ вә иҗтимаий инфрақурулумни тәрәққий әткүзүшкә қаритилған. Лайиһә даирисидә турушлуқ өй, автомобиль йоллирини, коммуникацияләрни селиш планланмақта. Лайиһиниң әмәлгә ашурулушини назарәт қилиш мониторинглиқ топлар вә барлиқ дәриҗиләрдики мәслиһәтләрдики фракцияләр арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Бу ишқа шундақла Президентниң Бәш иҗтимаий тәшәббусиниң әмәлгә ашурулушини назарәт қилиш бойичә кеңәшләрму җәлип қилиниду. “Ауыл – Ел бесігі” лайиһиси йезиларни тәрәққий әткүзүшкә, йеңи иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүшкә вә йезилардики турмуш сүпитини ашурушқа қаритилған. Дөләт органлириниң вәкиллири билән бирликтә яшлар йеза егилиги карханилирида тәҗрибидин өтиду, тиҗарәтчилик асаслирини оқуп үгиниду. Шундақла лайиһә даирисидә йеза турғунлириға өз тиҗаритини башлашқа ярдәм көрситилиду. Йәнә бир муһим иҗтимаий лайиһә – “Халыққа көмек”. Уни әмәлгә ашурушқа регионлуқ һакимийәтләр, тиҗарәтчиләр вә гражданлиқ җәмийәт вәкиллири җәлип қилиниду. Партия шөбилириниң рәһбәрлиригә Бирпүтүн иҗтимаий деризә даирисидә җәмийәтлик қобулханиниң ишини җанландуруш вә уларни йеңи лайиһә даирисигә қайта нишан қилиш тапшурулди. – Партия аһали мәнпийәтлирини қоғдаватқан асасий институтқа айланмақта. Униңдин ташқири биз Дөләт рәһбириниң иҗтимаий, ихтисадий вә башқа саһалардики тапшурмилирини орунлаш үстидин назарәт қилиш бойичә баш қурулум болуп һесаплинимиз. Президентниң барлиқ тапшурмилириниң сүпәтлик һәм өз вақтида әмәлгә ашурулуши үчүн паал вә йеңичә ишләш керәк, – дәп хуласилиди “Nur Otan” партияси Рәисиниң биринчи орунбасари. Кеңәшмә йәкүни бойичә Мәулен Әшимбаев партия мәркизий аппаратиға вә вилайәтлик шөбиләргә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

430 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы