• Әхбаратлар еқими
  • 19 Наурыз, 2019

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани Алий һәрбий вә мәхсус унванларни бериш тоғрилиқ ТОХТАМ ҚИЛИМӘН: генерал-майор һәрбий унвани Нурлан Байузақоғли Ермекбаевқа; миллий бехәтәрлик генерал-майор мәхсус унвани Кәрим Қажымқаноғли Мәсимовқа берилсун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ. Астана, Ақорда 2019-жил 18-март № 877 Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани Ғ.Д. Нурдәулетовни Қазақстан Җумһурийитиниң Баш прокурори лавазимиға тайинлаш тоғрилиқ Ғизат Дәуренбекоғли Нурдәулетов Қазақстан Җумһурийитиниң Баш прокурори болуп тайинлансун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ. Астана, Ақорда 2019-жил 18-март № 869 Ғизат Дәуренбекоғли Нурдәулетов 1964-жили туғулди. С.М. Киров намидики Қазақ дөләт университетини тамамлиди. Мутәхәссис-лиги бойичә юрист. Миллий бехәтәрлик генерал-майори мәхсус унвани бар. Әмгәк паалийитини Алмута вилайити Җамбул наһийәсиниң Ленин намидики колхозида юрист болуп башлиди. 1990 – 1997-жилларда Алмута вилайитиниң прокуратура органлирида, андин кейин Җамбул вә Алмута вилайәтлири бойичә Дөләт тәргәв комитетида ишлиди. 1997-жилдин 2017-жилғичә миллий бехәтәрлик органлирида хизмәт қилди. 2017-жилниң июль ейидин тартип – Қазақстан Җумһурийити Баш прокурориниң биринчи орунбасари.

386 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы