- Әхбаратлар еқими
- 19 Наурыз, 2019
Мәмликәт Норузни нишанлаватиду
Астанада Норуз мәйримини нишанлаш “Қазақстан” Мәркизий концерт залида өткүзүлгән “Ұлыстың ұлы күні” лайиһиси билән башланди.
Норуз — мәмликәттики әң сөйүмлүк мәйрәм болуп, барлиқ милләт вәкиллирини, бөшүктики бовақтин тартип, чачлирини күмүч арилиған бова-момиларғичә болған чоң-кичикниң һәммисини бирләштүриду, әхлақий қәдрийәтләрни ядимизға салиду, һис-туйғулиримизни йеңилап, қәлбимизгә сәмимийлик һәм меһир-муһәббәт бәхш етиду.
Бу күни пайтәхтниң Баш концерт зали көкләм тәнтәниси мәркизигә айланди, көпбалилиқ вә һал-оқити төвән аилиләр, балилар өйлиридә тәрбийиләнгүчиләр һәм нака балилар мәйрәмниң пәхрий меһманлиридин болди. Тәбрикләр яңрап, изгү-сәмимий нийәтләр билдүрүлди, миллий әнъәниләр, спорт оюнлири көрситилди. Ер Төстик, Алдар Көсе, Шықбермес Шығайбай, Тазша бала охшаш қазақ фольклори персонажлириниң қатнишиши билән қоюлған театрлаштурулған сәһнә көрүнүшлири тамашибинларда пүтмәс-түгимәс тәсират қалдурди.
Мәйрәмгә кәлгән балилар наурыз-көже, боғусақ вә татлиқ-турумлардин дәм тартти. Ахирида Қазақстан эстрадисиниң юлтузлири нахша-уссуллардин чачқа чачти.
482 рет
көрсетілді0
пікір