• Асасий мақалилар
  • 19 Наурыз, 2019

Баш мечитниң қурулуши башланди

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев пайтәхтниң Есил наһийәсидә селинидиған йеңи мечитниң қурулушини башлаш мәрасимиға қатнашти. – Бу йәрдә пүткүл Мәркизий Азиядә тәңдиши болмайдиған көркәм, надир мечит селиниду, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев мәрасимда сөзгә чиқип. Президент йеңи мечитниң пүткүл мусулман әһлиниң пәхригә айлинидиғанлиғиға вә Астананиң диққәткә сазавәр җайлириниң бири болидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. – Лайиһини әмәлгә ашурушқа дөләт бюджетидин мәбләғ бөлүнмәйду. Қурулуш ишлирини орунлаш үчүн мәхсус фонд қурулди, униңға башқа қазақстанлиқларму ианә топлиса болиду. Мән мустәқиллик жиллирида көп ишларни әмәлгә ашурған вә һазирму мошу соваплиқ ишқа қатнишиватқан барлиқ бизнесменларға миннәтдарлиқ билдүримән, – деди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев йеңи мечитниң Астанаға туристларни җәлип қилишниң йеңи мәркәзлириниң бири болуши керәклигини тәкитлиди. – Мечит – пайтәхт үчүн әһмийәтлик объект. Биз әмәлдики шундақ барлиқ объектларни үгинип чиқип, әң яхши лайиһини таллавалдуқ. Мән униң әмәлгә ашурулушини шәхсән назарәт қилимән. Һәммиңларға утуқ тиләймән, – дәп тәкитлиди Президент. Лайиһигә мувапиқ мечит бенасиниң умумий мәйдани 57 миң квадрат метрни тәшкил қилип, униңда бир вақитта 30 миң адәм намаз өтәләйду. Әйнә шундақ қилип, у пәқәт Мәркизий Азия вә МДҺдики әң чоң мечит болупла қалмай, бәлки дуниядики чоң мусулман диний иншаәтлириниң қатариға кириду. Қазақстан пайтәхтидә селинидиған йеңи мечит бенасиниң мемарчилиқ услубида надир алаһидиликләр әкис әткән: мечитниң мәркизий гүмбизи бүгүнки күнгә қәдәр әң йоған гүмбәз болуп һесаплиниду, униң диаметри 63 метр, егизлиги 88 метрдин ошуқ. Мунарларниң егизлиги 130 метр. Лайиһилигүчиләрниң ойичә, пәдәзләш ишлириниң әмәлий элементлирида қазақ миллий нәқишлирини пайдилиниш көздә тутулмақта. Диний комплекста беваситә намаз өтәш заллиридин ташқири ислам музейи, китапхана, қолһүнәрвәнчилиги ишханиси вә башқа мәһкимиләр орунлишиду. Мечит әтрапида чоң истираһәт беғи бәрпа қилиниду. Сөзсизки, Астананиң келәчәктики ярқин диққәткә сазавәр җайи болидиған йеңи диний мәркәз шәһәрниң йеңи қисмида – “ЭКСПО-2017” көргәзмә комплексидин жирақ әмәс территориядә қәд көтириду. Дөләт рәһбири қатнашқан мәрасим мечит қурулуши башланған күн болуп һесапланди. Қурулушқа буйрутма бәргән тәшкилат – “Астана – 20” Дөләт фондиниң иҗраий мудири Нуржан Мыңжасаровниң тәкитлишичә, униңға топ-тоғра 24 ай сәрип қилиниду. Башқичә ейтқанда, намазханлар 2020-жили Норуз мәйримидә мечитни зиярәт қилиш имканийитигә еришиду. Дөләт рәһбири шундақла пайтәхниң Алмута наһийәсидә Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң йеңи бенасини зиярәт қилди. Бу йәрдә Дөләт рәһбири ҚМДБниң паалийити вә кәлгүси планлири билән тонушти, шундақла диний башқарма хадимлири билән сөһбәтләшти. – Силәрниң ишиңлар үчүн барлиқ шараит яритилди. Биз силәр билән хәлиқ үчүн ишләватимиз. Әгәр дөләттә бирлик вә разимәнлик болмиса, униң келәчигиму болмайду, – деди Президент. Нурсултан Назарбаев жиғилғанларниң һәммисини қәдәм тәшрип қиливатқан Норуз мәйрими билән тәбрикләп, диний башқарма коллективиниң паалийитигә муваппәқийәт тилиди. Мәлумки, Қазақстан Мусулманлири диний башқармиси йеңи бенасиниң қурулушини “Нұрлы Астана” корпоратив фонди 2015-жили октябрьдә башлап, 2018-жили декабрьда аяқлаштурған еди.

146 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы