• Инкас
  • 27 Наурыз, 2019

Дин саһасидики дана сәясәт

Ислам динида «Падишани Яратқучи тайинлайду» дегән чүшәнчә бар. Демәк, аддий хәлиқ үчүн адил падишаниң болғини әң чоң бәхит. Шу турғудин қариғанда, биз, қазақстанлиқлар, өзимизни бәхитлик дәп һесаплаймиз. Сәвәви, елимизниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевтәк дана рәһбәр бизниң пешанимизгә йезилған екән. Йәтмиш жил давамида һөкүм сүргән тоталитарлиқ түзүм ғулиғандин кейин, һәммимиз үчүн тарихқа айланған йеқин өтмүшимизни әсләп көрәйличу. Барлиқ ихтисадий мунасивәтләр тохтиған, аддий хәлиқниң беши гаңгирап қалған жиллар арқимизда қалди. Әлвәттә, бу йәрдә Тунҗа Президентниң дана сәясити түпәйли елимиз пәқәт риваҗлинипла қалмай, бәлки гүллинишкә башлиди. Илгири һечким билмәйдиған ”Қазақстан” дегән дөләт дунияниң сәясий хәритисидә пәйда болди. Нурсултан Назарбаев болса, аләм тонуйдиған сәясәтчигә айланди. Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин кейин әҗдатлиримиз бизгә мирас қилип қалдурған динимиз, әнъәнилиримиз, урпи-адәтлиримиз әслигә кәлтүрүлди. Елимизниң ички вә ташқи сәяситидә динларара мунасивәтләргиму алаһидә көңүл бөлүнди. Шу сәвәптин Қазақстанда динларара тоқунушларға, зиддийәтләргә йол қоюлмиди. – Һәммимиз билимизки, Тунҗа Президентниң тәшәббуси билән Нур-Султанда Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң қурултийи өтүватиду. Мана мошу йәрдә илгири бир-бири билән соғ мунасивәттә болған динларниң лидерлири бир үстәл әтрапиға жиғилип, җиддий мәсиләрни һәл қилишқа тиришиду. Дуния җамаәтчилиги мәзкүр қурултайни “аләмдә тәңдиши йоқ диолог мәйдани” дәп етирап қилиду. Мошуниң өзи елимизниң дунияда абройини техиму ашурғанлиғи сөзсиз. Шуңлашқа келәчәктә Тунҗа Президентниң дин саһасидики дана сәяситигә алаһидә баһа берилиду дәп ойлаймән. Нурмәһәмәт ИМИНОВ, диншунас.

172 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы