• Әхбаратлар еқими
  • 27 Наурыз, 2019

Уйғур алимлири билән учрашти

Кейинки вақитларда Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи йенидики Алимлар кеңишиниң уюштуруши билән бирқатар муһим чарә-тәдбирләрниң өткүзүлгәнлиги мәлум. Атап ейтқанда, «Әтәбәтул һәқайиқ» вә қедимий түрк мәдәнийити» мавзусидики «дүгләк үстәл», уйғур алимлириниң Алмута шәһиридики дәсләпки учришиши охшаш чарә-тәдбирләр әйнә шулар җүмлисидиндур. Академик, биология пәнлириниң доктори Мәсимҗан Веләмов рәһбәрлигидики мәзкүр кеңәш бу жили йәнә көплигән чарә-тәдбирләрни өткүзүшни мәхсәт қилмақта. Йеқинда Алимлар кеңишиниң уюштуруши билән уйғур алимлириниң Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов билән учришиши болуп өтти. Шаһимәрдан Үсәйиноғли мәзкүр учришишқа алимлар билән көрүшүп, уларни Норуз мәйрими билән тәбрикләшни һәм улар алдида турған бәзи мәсилиләр бойичә өзиниң пикир-тәклиплири билән ортақлишиш мәхситидә кәлгәнлигини билдүрди. У уйғур алимлириниң Қазақстанниң умумий тәрәққиятиға өз төһпилирини қошуп келиватқанлиғини алаһидә тәкитләп, бәзи миллий мәсилиләрниму һәл қилишта паалийәтчанлиқ көрситишигә, буниңдин кейинму өзлириниң билими, виждани, әқил-парасити билән елигә, хәлқигә әмгәк қилишиға ишәнчә билдүрди. У өз нутқида қазақ тилиниң латин йезиғиға көчүши бойичә тәшкил қилинған Дөләт комиссияси тәркивигә тонулған икки уйғур алими – Валерий Мәхпиров билән Руслан Арзиевниң киргәнлигини алаһидә тәкитлиди. Шаһимәрдан Үсәйиноғли шундақла уйғурларниң миллий таамларға интайин бай хәлиқ екәнлигини қәйт қилип, өзини илгиридин ойландуруватқан мәсилиләрниң бири әйнә шу миллий таамлиримизниң уйғурчә намлири үстидә елип бериливатқан ишни техиму җанландурушниң муһимлиғини ейтти. Учришиш давамида мәшһур уйғур тилшунас алим, академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң туғулғининиң 90 жиллиғиға беғишланған илмий конференцияниң тәйярлиқ ишлири, Уйғур алимлириниң новәттики тематикилиқ учришиши вә башқиму чарә-тәдбирләргә аит мәсилиләрму қаралди. Өз новитидә учришишқа қатнашқан алимлар Шаһимәрдан Үсәйиноғлиниң Қазақстан Җумһурийитиниң 27 вə Астана шəһириниң 20 жиллиғиға мунасивəтлик талланған «Жил адими-2018» лайиһисиниң ғалиби атилиши билән қизғин тәбрикләп, ишиға муваппәқийәтләр тилиди. Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, филология пәнлириниң намзити.

689 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы