• Әхбаратлар еқими
  • 27 Наурыз, 2019

Президент Түркстанда болди

Мәмликәт Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң регионларға қилған биринчи иш бабидики сәпири даирисидә өткән шәнбә күни Түркстан вә Чимкәнт шәһәрлирини зиярәт қилди. Президент кортежи биринчи болуп Ғоҗа Әхмәт Йәссавий мавзолейи йениға тохтиди. Қасым-Жомарт Тоқаев “Әзрет-Султан” дөләт тарихий-мәдәний музей-қоруғиниң археологиялик вә мемарчилиқ ядикарлиқлири билән тонушти, шундақла Ғоҗа Әхмәт Йәссавий мавзолейини көздин кәчүрди. Бу йәрдә Президентқа мәдәний объектларда жүргүзүлүватқан реставрация ишлири вә “Ұлы Дала елі” мәркизиниң қурулушини қошуп һесаплиғанда, музей-қоруқ территориясини аватлаштуруш ишлириниң кетип бериши тоғрилиқ әхбарат бәрди. Дөләт рәһбири шундақла вилайәт һакимийитиниң мәмурий беналириниң, башқармиларниң, департаментларниң, шундақла Конгресс-холл, Медиамәркәзниң, Оқуғучилар сарийиниң, туризм колледжиниң, “Астана” мәйданиниң, музыкилиқ фонтанниң, аһалиға хизмәт қилиш мәркизиниң вә иҗтимаий-мәдәний мәхсәттики башқа объектларниң қурулуш ишлириниң кетип бериши тоғрилиқ һесаватни тиңшиди. Түркстандики вилайәтлик яшлар ресурслиқ мәркизидә Қасым-Жомарт Тоқаевқа мәһкимә паалийитиниң асасий йөнилишлири тоғрилиқ сөзләп бәрди. Дөләт рәһбири шундақла “Отырар” микрорайонини зиярәт қилип, “Нұрлы жер” программиси бойичә 26 турушлуқ өй қурулушиниң кетип бериши билән тонушти. Бу йәрдә Президентқа программа даирисидә 2019-жилниң ахириға қәдәр умумий мәйдани 96 200 квадрат метр болған 1 560 пәтирни пайдилинишқа беришниң көздә тутулуватқанлиғи тоғрилиқ доклад қилинди. Биринчи иш бабидики сәпәр программисиға Түркстан шәһири җамаәтчилиги билән учришишму киргүзүлди. Президент кеңәшмини ечип, жиғилғанларни Норуз мәйрими билән тәбрикләп, мошу йеңилиниш вә йеңи һаятниң пәйда болуш мәйриминиң бизниң бай роһий мирасимизниң, әвлатларниң үзүлмәс алақисиниң ярқин рәмзигә вә Қазақстан хәлқи бирлигиниң асасиға айланғанлиғини тәкитлиди. – Елбасы бийил 19-мартта қобул қилған қарар дөлитимизниң келәчигигә һәқиқий ғәмхорлуқ қилиштин келип чиққан. Мән пүткүл хәлқимизгә мошу мурәккәп вақитта Елбасыни вә мени қоллап-қувәтлигәнлиги үчүн миннәтдарлиқ билдүримән, – деди Қазақстан Президенти. Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Дөләт рәһбири лавазимидики биринчи иш бабидики сәпирини қазақ мәдәнийитиниң, тарихиниң мәркизи болған нәқ Түркстанға әмәлгә ашуруватқанлиғиниң рәмзгә егә екәнлигини ейтти. – Түркстан – дөлитимизниң алтун бөшүги. Елбасыниң униңға алаһидә мәртивә бериш қарарини қобул қилиши тәсадипи әмәс. Қедимий Түркстанни тикләш вә йеңилаш бизниң тутқан йолумизниң тоғра екәнлигини тәстиқләйду. Қандақ ишлимәкчи вә җәмийәтни тәшвишләндүрүватқан қандақ мәсилиләрни һәл қилмақчи болуватқанлиғим тоғрилиқ хәлиқ билән нәқ мошу йәрдә ортақлашқум келиватиду, – дәп билдүрди Президент. Қасым-Жомарт Тоқаев һәммидин авал адаләтликниң тапчиллиғи қазақстанлиқларни тәшвишләндүрүватқан мәсилиләрдин екәнлигини атап өтти. – Җәмийәттә адаләтлик – биринчи новәттә иҗраий һакимийәткә бағлиқ. Һөкүмәтниң, министрларниң, барлиқ дәриҗидики һакимларниң, полицияниң, прокуратуриниң, сотларниң вәзиписи гражданларниң һоқуқини һимайә қилиштин ибарәт. Бу уларниң конституциялик вәзиписи вә шуниң билән бир вақитта гражданлиқ борчи, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Президент шундақла роһий йеңилаш мәсилилиригә тохтилип, Елбасыниң “Рухани жаңғыру” программисиниң вә “Улуқ даланиң йәттә қири” мақалисиниң йөнилишлирини әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигини тәкитлиди. Қазақстанда Яшлар жилини өткүзүш мәсилилиригә алаһидә диққәт ағдурулди. Қасым-Жомарт Тоқаев яшлар үчүн өз бизнесини йолға селиш, билим елиш, ишқа орунлишиш имканийәтлирини кәңәйтишниң зөрүр екәнлигини тилға алди. – Биз мәмликитимизниң яш вә талантлиқ адәмлири үчүн дөләт хизмитидә өсүш имканийитини тәминләш мәхситидә мәхсус кадрлар программисини тәйярлаймиз, – дәп вәдә қилди Қасым-Жомарт Тоқаев. – Келәчәк яшларға тәәллуқ. Дөләт рәһбири Түркстан вилайитиниң җамаәтчилиги билән болған учришишниң ахирида варислиқниң, адаләтликниң вә алға илгириләшниң өзиниң Президент лавазимидики асасий принциплири болидиғанлиғини тәкитлиди. Қасым-Жомарт ТоқаевТүркстандин кейин Чимкәнттә болуп, шәһәрниң утуқлири вә тәрәққият планлири билән тонушти. Shymkent City йеңи турушлуқ өй массиви, шәһәр аэропортиниң терминали, Қошқар-ата дәриясиниң қирғиғини аватлаштуруш вә Кона шәһәрдики қурулуш, “Туран” микрорайонида инженерлиқ инфрақурулум селиш лайиһилири – мошу барлиқ объектларни Президентқа һазирчә макет сүпитидә көрсәтти. Улар шәһәрниң көп қәвәтлик өйлири арисидики скверда тонуштурулди. Президент Чимкәнттә шундақла “AZALA Textile” ҖЧЙниң тоқумичилиқ фабрикисиниң иши билән тонушти. Бу йәрдә пәқәт тоқума жиплири вә рәхтла әмәс, бәлки тәйяр мәһсулатму – йәрлик базарда алаһидә тәләпкә егә, Россия, Европа әллиригә чиқирилидиған лөңгидин тартип жаккард дәстиханлириғичә чиқирилиду. Қазақстан Президентиға шундақла “Оңтүстік” мәхсус ихтисадий зонисида утуқлуқ ишләватқан ишләпчиқириш карханилири тоғрилиқ әхбарат берилип, “Бал текстиль” ҖЧЙниң гиләм вә гиләм буюмлири фабрикисиниң, “Әлем-БТ” ҖЧЙниң пайпақ фабрикисиниң, “СП Lux shoes” ҖЧЙниң аяқ-кийим фабрикисиниң вә шундақла лөңгә һәм халатларни ишләпчиқиришқа ихтисаслаштурулған “Tumar Textile” фабрикисиниң мәһсулатлири тонуштурулди. Қасым-Жомарт Тоқаев Чимкәнткә қилған сәпириниң ахирида йеқинда селинған вә шәһәрликләргә Норузға соға сүпитидә ечилған “MEDIKER 4K” йеңи медицина мәркизини зиярәт қилди.

418 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы