• Асасий мақалилар
  • 27 Наурыз, 2019

Яшлар Тунҗа Президент – Елбасыни қарши алди

Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев Алмутиға кәлди. Алмута яшлири өзлиригә ғәмхорлуқ қилип, чәксиз қоллап-қувәтлигән вә мустәқил Қазақстанниң шәкиллинишигә бебаһа әҗир сиңдүргән Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасыға миннәтдарлиқ билдүрүш үчүн самолет трапиниң алдида күтүвалди. Шәһәрниң барлиқ алий оқуш орунлирини бирләштүргән G-38 студентлар тәшкилатиниң 2000ға йеқин вәкили Елбасыни гүлләр билән қарши алди. Траптин чүшкән Нурсултан Назарбаев күтүлмигән йәрдин һөрмәт көрситип, сәмимий қарши алғанлиғи үчүн яшларға миннәтдарлиқ билдүрди. Қазақстанниң Тунҗа Президенти дөлитимизни тәрәққий әткүзүштики яш әвлатниң муһим ролиға алаһидә тохталди. – Силәр бәхитлик адәмләр: мошунчилик гөзәл шәһәрдә оқуватисиләр, гүлләнгән вә пүткүл дунияға тонулған әлдә һаят кәчүрүватисиләр. Қазақстан – бизниң Вәтинимиз. Бизниң вәзипимиз – мустәқилликни сақлап қелиш. Һәммиңларға мустәһкәм саламәтлик вә келәчәктә утуқ-муваппәқийәт тиләймән, – дәп мураҗиәт қилди яшларға Нурсултан Назарбаев.

138 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы