• Әхбаратлар еқими
  • 27 Наурыз, 2019

Норуз – Баһар мәйрими

Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаев вә Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Норузни мәйрәмләшкә беғишланған чарә-тәдбирләргә қатнашти. Нурсултан Назарбаев билән Қасым-Жомарт Тоқаев “Тәуелсіздіктің 25 жылдығы” монументи вә ЭКСПО-2017 көргәзмә комплекси йенидики мәйданда уюштурулған этноавулни зиярәт қилди. Елбасы вә Қазақстан Президенти пайтәхт меһманлири билән турғунлирини вә шундақла барлиқ қазақстанлиқларни Норуз мәйрими билән тәбрикләп, бәхит-саадәт вә паравәнлик тилиди. Униңдин ташқири Елбасы Нурсултан Назарбаев баһарниң баш мәйрими – Норуз күни өз тәғдирини бирләштүрүш қарариға кәлгән тоққуз җүп жигит-қизни қануний некаси билән тәбрикләп, дуа бәрди. Этноавул территориясидә театрлаштурулған сәһнә көрүнүшлири, миллий спорт түрлири бойичә мусабиқиләр уюштурулуп, миллий урпи-адәтләр намайиш қилинди. Мәйрәм шәрипигә тикилгән 17 ақ кигиз өйдә меһманлар боғусақ, наурыз-коже, полу вә башқа миллий таамлардин дәм тартти, шундақла тематикилиқ экспозицияләрни көздин кәчүрүп, қазақ хәлқиниң мәдәнийити һәм мәйрими тоғрилиқ мәлуматларға егә болди. Этноавул территориясидә хәлиқ декоратив-әмәлий сәнъәт маһирлири, җүмлидин қулаличилар, зәргарлар, кигиз басқучилар һүнирини намайиш қилди. Умумән шәһәрлик һакимийәт мәлуматлири бойичә пайтәхттә әйнә шундақ алтә этноавул уюштурулуп, пайтәхт турғунлири вә униң меһманлири мәйрәмни шат-шадиман қарши алди.

582 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы