• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 03 Сәуір, 2019

Меһмандарчилиқ қаидилири

Ғизалиништин бурун һәм андин, шундақла чоң-кичик тәрәттин кейин, қол жуюш лазим. Қол жуйғанда, болупму саһипхан қолуңизға су алғанда, қолуңизни силкимәй, лөңгә яки қоляғлиғиңизға сүрткиниңиз тоғра. Меһманға барғиниңизда, алдиңизға чай яки тамақ кәлтүрүлсиму, саһипхан «Қени, бақили» дәп тәклип қилмиғичә алдирап қол узитишқа болмайду. Меһманға чай, тамақ кәлтүргәндә, оң қолуңиз билән сунуң. Әксичә әһвалда, уни көзгә илмиғанлиқ болуп һесаплиниду. Меһманға барғанда тамақни өзиңиз йәвәткидәкла салдуруң һәм уни һәргиз ашуруп қоймаң. Тамақ ағзиңизға тетимиған һаләттиму «бәк мәззилик бопту, охшапту» дәп қойғиниңиз әвзәл. Болмиса, өй егисини яқтурмиғанлиқ болуп қалиду. Меһманға барғанда саһипханниң өйидики нәрсилирини рухсәтсиз тутмаслиғиңиз, пайдиланмаслиғиңиз, у өйдин бу өйгә меңип жүрмәслигиңиз, қазан бешиға беривалмаслиғиңиз лазим. Мундақ һәрикәтлириңизни өй егиси анчила хуш көрүп кәтмиши мүмкин.

108 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы