• Әхбаратлар еқими
  • 03 Сәуір, 2019

«Ашпәз ака»

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Уни шәһәрдә чоң-кичик уйғурниң һәммисила шундақ атайду. Өзиниң әсли исми – Мәмтәли. Мән у яқни жигирмә жилдин ошуқ вақит билимән. Шәһәрдә өтидиған һәрхил сорун-мәйрәмләрдә қазан бешида Мәмтәли акини учритимән. Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә Рәһимжан ака Қасимов рәһбәрлик қилған жиллири у қазан-қомучини көтирип мәркәзниң һечбир мәрасимидин қалматти. Уйғурниң һәрқандақ мәрасиминиң ахири бәрикәтлик дәстихинимизға улишидиғу. Шундақ пәйтләрдә хизмәт қиливатқан жигитләр «ашпәз акимизниң полусидин еғиз тегиңлар» дәп аш селинған легәнләрни көтирип кирип келидиған. Меһманлар махтишип, полуни қалдурмай йәветәтти. Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә Пәрһат Һасанов рәһбәрлик қилғанда «ашпәз акимизни» пат-пат «Достлуқ өйидә» учритидиған болдум. «Достлуқ өйидин» чиқип, ашпәзгә рәхмәт ейтиватқанларни талай қетим көргиним бар. Кейин Мәмтәли акини башқа қериндаш милләтләр полу басидиғанға чақиридиған бопту. Қисқиси, униң кәпкүрини көтирип бармиған йери қалмиди. Бир арилиқта у өзи яшаватқан «Алмагүл» микрорайонидики уйғур жутиға жигитбеши болди. Буму чоң җавапкәрликни тәләп қилидиған хизмәт. Жутниң ишидин башқа театрниң билетини сетиш, миллий нәширләргә муштири топлаш охшаш ишларда Мәмтәли ака паалийәтчанлиқ көрсәтти. Бир дәм көпчиликниң ишиға, бирдәм қазан бешиға жүгрәйду. Ахири униңға қазан беши йеқинирақ болуп чиқти. Йеқинда уни Султанқорғандики кафеларниң биридә учраттим. Норуз мәйрими болғачқа, өткән-кәчкәнгә полу тарқитиветипту. Униң қазан бешида туруп журналистларға сөһбәт бәргинини талай қетим көргән едим. Бу қетимму у өзиниң әтрапиға мухбирларни жиғивалди. «Ашпәз ака» уйғурниң миллий таамлири, урпи-адәтлири һәққидә сөзләп бәрди. Сөһбәтара униң теги-тәктини билишкә тиришимиз. «Ашпәзлик ата-аниңиздин сиңгәнму?» дәп соридим униңдин. – Анам Айимхан омашни наһайити тәмлик тәйярлатти. Маливайда униң алдиға өтидиған аял йоқ еди, – деди Мәмтәли ака. Йенимдики башқа гезитларниң мухбирлири «омаш дегән немә?» дәп сораватиду. Бу соалғиму Мәмтәли ака өзи җавап бәрди. «Буму уйғурниң миллий таамлириниң бири. Уни хемирдин ушшақ гүрүчтәк қилип, қол билән угилап тәйярлайду» деди. Һәммиси «бу бир җапакәшниң оқитиғу» дәп ғиңшиди. – Биз өзимиз бир җапакәш хәлиққу, – қошумчә қилди у еғир «уһ» тартип. – Мән тарихий Вәтинимизниң Ғулҗа шәһиригә қарашлиқ Борусун йезисидин. Буниңдин йәтмиш жил бурун шу йәрдә туғулған. Атам Абдулһәй – һарвукәш, анам өй ишидики аял болған. Улар йәттә пәрзәнт тәрбийиләп қатарға қошти. Атам ат һарвуда ишләп, бизни беқип чоң қилди. Бизни путумизға турғузғичә тартмиған җапаси қалмиди. Мәйрәм күни уларни әскә елип кәйпиятимни чүшәргүм кәлмәйду. 1959-жили тәғдир тәқәзаси билән Қазақстанға көчүп чиқтуқ. Маливайға келип орунлишип, шу йәрлик болуп кәттуқ. Мән 1976-жилдин башлап Алмутида туруватимән. Бу йәргә келип қурулуш саһасида ишлидим. Таамниң гепини бир чәткә қайрип қоюп, өзиниң өмүрбаяни һәққидә сөзләватқан Мәмтәли ака журналистларниң соалидин чәтнәп кәткәнлигини сәзди, әтималим, гепини мундақ давамлаштурди: – Дурус дәйсиз, уйғурниң һәрбир таами маңлай тәрни тәләп қилиду. Униңдин кейин адәмниң қолиниң тәми болмиса, қилған әмгигиң бекарға кетиду. Мону полуниңму өзигә чушлуқ җапа-мәшәқити бар... У йәнә өзиниң кәпкүрини елип, қазанниң тувиғини ачти... Алмута шәһири.

548 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы