• Тәвәллуд
  • 03 Сәуір, 2019

Йәтмиш яш -қиран яш шаир үчүн

(Шаир Нурәхмәт Тохтахунов – 70 яшта) Поэзиягә вә рәсим сизишқа иштияқ бағлимайдиған өсмүр наһайити аз болса керәк. Лекин униң кәлгүсидә шаир-язғучи яки рәссам болуп йетилиши көплигән амилларға бағлиқ екәнлиги һәммимизгә мәлум. Шуңлашқа шеир йезип, сүрәт сизған балиларниң һәммисила шаир яки рәссам болуп йетилмәйду. Униң үчүн һәқиқий талант, издиниш вә иҗаткарлиқ қабилийәт болуши – талашсиз һәқиқәт. Нурәхмәт Тохтахунов әйнә шу мәктәп босуғисида һәвәс қилған иҗадийәт йолини Ташкәнт Дөләт университетиниң биология-топишунаслиқ факультетида оқуп жүргән жиллириму утуқлуқ давамлаштуруп, бир топ талантлиқ яшлардин тәркип тапқан яш иҗаткарларниң өмигигә паал иштрак қилиду. Бу җәриянда Һесамдун Исламов, Һосманҗан Мәмәтахунов, Давут Турәхмәтов, Рози Қадирий, Хеләм Худәйбәрдиев қатарлиқ иҗаткарлар вә әдипләр билән тонушуп, өзиниң иҗадийәткә болған көзқаришини шәкилләндүриду. Шу жиллардики уйғур яшлириниң оқушқа болған қизиқиши миллий ғуруримизниң шәкиллинип риваҗлиниши алаһидила түс алған еди, – дәйду Нурәхмәт Ташкәнттә оқуп жүргән чағлирини әсләп. – Җумһурийәтләрара чиқидиған “Коммунизм туғи” гезитини тарқитишқа зор қизғинлиқ билән һәссә қоштуқ. Муштирилар санини техиму көпәйтишкә күч чиқардуқ. Әмгигимиз мунасип баһалинип, шу чағдики гезит муһәррири Әхмәтҗан Мәмәтов тапшурған тәшәккүрнамиләр бизгә техиму зор илһам беғишлиған еди. Қисқиси, от җүрәклик қәләм саһибиниң иҗадийәт билән шуғуллинишиға башқа кәсип егиси болуши әкси тәсир қилалмиди. Нәтиҗидә 1988-жили “Юлтузлар өчмәйду” намлиқ тунҗа шеирлар топлими “Жазушы” нәшриятида йоруқ көрди. Шу жили наһийәлик “Әмгәк туғи” гезитиға мухбир болуп ишқа орунлишиду. У әнди гезит мәзмунини яхшилашқа күч чиқириш билән биллә әдәбият саһасиға техиму зор мәсъулийәтлик билән мураҗиәт қилиду. Әмгәкчиқазақ наһийәси билән Челәк наһийәсиниң қошулушиға бағлиқ гезит тәһрирати Ишиктә шәһиригә йөткилиду. Әнди гезит ”Еңбекшіқазақ” нами билән чиқишқа башлайду. Мошу чағда “Әмгәк туғи” (Дәсләп “Колхозчилар әмгиги” нами билән чиққан) гезитниң намини сақлап қелиш мәхситидә өзиниң шәхсий тәшәббуси вә хираҗиити билән гезитни бир жил давамида чиқиришқа муваппәқ болди. Лекин “ялғуз атниң чеңи чиқмас” дегәндәк, қоллап-қувәтләшниң болмаслиғи нәтиҗисидә гезит йепилип қалди. Нурәхмәт әсли “шаирлар жути” дәп аталған Байсейит йезисида 1949-жили 25-март күни туғулған. Мошу йезидики Исмайил Тайиров намидики уйғур оттура мәктивини 1966-жили әла баһалар билән тамамлиғандин кейин бир жил мошу егиликтә ишләп, 1967-жили Ташкәнт Дөләт университетиниң биология-топишунаслиқ факультетида тәһсил көриду. Мәзкүр билим дәргаһини 1972-жили муваппәқийәтлик тамамлайду. Шу жили әмгәк қойниға атлинип, мәхсус йолланма билән Қарақалпақстанниң “Советская Каракалпакия” совхозиға агроном мутәхәссислиги билән ишқа орунлишиду. Бу йәрдә икки жил ишлигәндин кейин жүрәк әмри билән туғулған жутиға келип, Челәк наһийәсигә қарашлиқ “Маяк”, андин “СССРниң 50 жиллиғи” намидики совхозларда ишләйду. 1976-жили январь ейида беваситә СССР Йеза егилиги министрлиги һозуридики дөләтлик сорт синаш (тамакини) комиссияси уни Қазақстандики бирдин-бир тамака сортлирини синаш станциясигә рәһбирий хизмәткә тайинлайду. Мәзкүр орунда турақлиқ 14 жил ишләш җәриянида вилайәт даирисидә тамака сортлирини районлаштуруш иш-тәҗрибисини жүргүзүп, синақ җәриянлирини өзиниң илмий мақалилирида йорутти. Нурәхмәт Тохтахунов қәйәрдила ишлимисун, қандақ кәсип билән шуғулланмисун, иҗадийәттин бир дәқиқиму қол үзгини йоқ. “Әмгәк туғи” гезитида икки жил ишләш җәриянида униң айрим проблемилиқ материаллири вилайәтлик “Жетісу”, “Огни Алатау” гезитлирида давамлиқ йоруқ көрүп турған болса, “Коммунизм туғи” гезитида бир түркүм шеирлири елан қилинди. Униң шеирийәткә болған қизиқиши техиму ешип, илһамиға илһам қошулди. Челәк наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи қурулғанда, униң бюро әзаси болуп сайланди. Шу җәриянда нурғунлиған мәдәний-иҗтимаий чарә-тәдбирләрниң уютқиси болуп наһийә хәлқиниң достлуғини мустәһкәмләшкә, мәктәпләргә бала топлаш вә уларниң ана тилида оқушиға алаһидә әһмийәт бәрди. Кочиларға намайәндилиримизниң, атақлиқ адәмлиримизниң исмини бериш, уларниң намини әбәдийләштүрүш қатарлиқ чарә-тәдбирләрниң мәркизидә болди. 1991-жили өзи тәшкил қилған дехан егилигигә, улуқ мутәпәккүр шаиримиз Сейит Муһәммәт Қашийниң намини бәрди. Ойлаймәнки, һәрқандақ адәмниң билим асаси мәктәптә шәкиллиниду. Әдәбият пәниниң муәллими, устазимиз, шаир Һезиз Һезимов өз дәрисидә бизни әдәбият-сәнъәтни сөйүшкә үгәтти. Талантлиқ шаирларниң иҗадийити билән мукәммәл тонуштурди. Шуңлашқа биз, бир синипта биллә оқуған синипдашлардин, бирнәччә шаир йетилип чиқти. Башта тәкитлигинимдәк, әдәбиятқа чин ихлас бағлиған Нурәхмәт Тохтахунов әдәбияттин тамамән жирақ ишлар билән шуғулланған болсиму, иҗадийәткә болған муһәббити суслашқини йоқ. Җүмлидин “Уйғурстан”, “Урүмчи”, “Сонетлар” намлиқ китаплири кәйни-кәйнидин йоруқ көрди. Ейтмақчи, униң 1994-жили Түркиядә өткән диний шеирлар конкурсиға әвәткән “Сүрә Йүсүп” китави мәхсус таллавелинди. Мәзкүр китап түркий тиллар ичидики Қуръанниң дәсләпки шеирий тәрҗимиси болуши билән уйғур тилиниң гөзәллигини йәнә бир қетим намайән қилди. Нурәхмәт Тохтахуновни һәқиқий йосунда “Сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ” жигит дәп мәдһийилисәк, мубалиғә болмас. Чүнки, у поэзияниң баллада, сонет вә рубаий жанрлирида иҗат қилиш билән биллә, өсмүрләр үчүнму үнүмлүк қәләм тәвритип келиватиду. У шундақла маһир тәрҗиман екәнлигиниму намайиш қилди. Қазақ хәлқиниң истедатлиқ шаири Муқағали Мақатаевниң туғулғининиң 80 жиллиғи һарписида униң бир түркүм шеирлирини уйғур тилиға наһайити оңушлуқ тәрҗимә қилип, шөһрәт қазанди. Хелә жиллардин бери йезип, жиғип жүргән бираз иҗадий әмгәклирим бар, – дәйду Нурәхмәт сөһбәтара. –Йеқинда шуларни рәтләп кам дегәндә 3-4 топлам чиқиришни нийәт қиливатимән. “Һечтин кәч яхши” дегәндәк, һәр һалда 70 яшлиғимға бағлиқ мениң үчүн, поэзия мухлислири үчүн бир төһпә болуп қалар, дәп үмүт қилимән. Бу күнләрдә 70 яшлиғини нишанлаватқан, шаирға аиләвий бәхит, мустәһкәм саламәтлик тиләймиз. Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ, шаир, Қазақстан Журналистлар иттипақиниң әзаси. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

Әдәбиятимизда өзигә хас авази бар

«Муһәббәт,әслидә,түгимәс мавзу, Униңда муҗәссәм арману-арзу. Илһамим асаси – ана Вәтәнгә, Қәлбимдин төкүлгән һис билән туйғу» Бу рубаийни оқуйдекәнмәну, шаир Нурәхмәт Тохтахуновниң қәлбиниң, пүткүл вуҗудиниң Вәтәнгә, хәлқигә болған муһәббити ярқин ипадиләнгәнлигини көримән. Атмишинчи жилларниң бешида Челәк тәвәсиниң мәктәплиригә шаир Һ.Һезимов, Һ.Һәсән, И.Семәтов, Н.Мәсимов, С.Әминов, М.Манапова вә башқиларға охшаш уйғур тили вә әдәбиятини чоңқур чүшинидиған, йетүк билимгә егә муәллимләр қошуни ишләтти. Шуңлашқа бу диярда әдәбий һәвәскарлар көп еди. Устазлиридин тәлим алған шагиртлар һазир әдәбиятимизниң пешивасиға айланди. Шуларниң арисида жуқурида исми қәйт қилинған инимизму бар еди. Нурәхмәт кичигидинла, йәни башланғуч синипларда оқуватқанда әдәбиятқа зор иштияқ бағлап, мәшиқий шеирларни язатти. У шеирлар мәктәп там гезитлирида елан қилинатти. Мана шу «бала шаир» бүгүн 70 яшқа толуп олтириду. Һазир у әдәбиятимизда мунасип орни бар көрнәклик шаирға айланди. Н.Тохтахунов әсәрлириниң мавзуси – Вәтән, ана тил, әмгәк, яшлиқ, муһәббәт, пак сөйгүдин ибарәт. Униң қәлимидин шеирлар, сонетлар, рубаийлар билән биллә, «Үрүмчи», «Ризвангүл», «Назугумға» охшаш дастанлар, балиларға беғишланған шеирий чөчәкләр дунияға кәлгән. Униң әсәрлири пәлсәпәвий пикирләргә толған, көтирәңгү роһта йезилған болуп, оқурмәнләрни ойландуруп, тәвритиду вә уларға эстетик зоқ беғишлайду. Нурәхмәтниң «Үрүмчи», «Сонетлар», «Йүсүп-Зуләйха» китаплирида бирликни, меһир-шәпқәтни, Вәтәнни сөйүш һиссиятлири ярқин ипадиләнгән. Мәсилән: Анамниң сүтидин таралған тилим, Сениңдин нәп елип йориди дилим. Наваий, Хас Һаҗип, Махмут Қәшқәрий Шу тилда таратти һекмәту- билим. Бу рубаийисида ана тилиға болған чәксиз муһәббити, данишмән әҗдатлиримизниң әқли-иқтидаридин пәхирлиниду. Шаирниң әдәбиятимизда муһим, қозғалмас орни бар. Шаир инимизниң 70-баһарини қизғин тәбрикләп, униңға иҗадий утуқ, зор саламәтлик тилигәч, мону шеирим билән мақаләмни тамамлимақчимән: Тинимсиз һәрикитиң әмгәккә майил, Сиңәргән әҗриңдин көкәрди гүлшән. Қәләмдә жутуңни қилдиң сән қайил, Дилларға шеириң сиңип үлгәргән. Дастаниң ичидә батурлар роһи, Әвлатқа мәңгүлүк болиду үлгә. Сонетлар – иҗадиң сунмас гүлтаҗи, Зоқ берәр һә уни оқуп көргәнгә. Шаирлар – пәхриңдур, хәлқиң – ғуруриң, Уларға өркәшләп ақиду меһриң. Әзийәт чәксәңму, чүшмәйду роһиң, Буму бир батурлуқ, йоруқтур чеһриң. Илһамиң Зоһрадур, худди айҗамал, Сән Таһир бу йолда, тапқин бәркамал. Әкрәм САДИРИЙ, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси. Достлуқни туғ қилип көтәргән шаир Буниңдин бираз жиллар илгири Челәк наһийәсидә (һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәси) қазақ вә уйғур тиллирида чиқидиған “Енбек туы” – “Әмгәк туғи” гезитида баш муһәррир болуп ишлидим. Иш җәриянида уйғур қәләмдаш достлиримниң һәм шундақла уйғур әдиплириниң иҗадий әмгәклирини қазақ тилиға тәрҗимә қилаттуқ. Әнди уйғур иҗаткарлар болса, қазақчидин уйғур тилиға бизниң иҗадийитимизни тәрҗимә қилип, өзлириниң ихласмән оқурмәнлиригә тәвсийә қилидиған. Мана шундақ икки милләтниң достлуғини туғ қилип тутқан шаир достум Нурәхмәт Тохтахунов баһарниң әң пәйзилик күнлиридә өзиниң йәтмиш яшлиғини нишанлап олтириду. Инсаний вәзипилиридин башқа шеирийәттин қол үзмигән иҗаткар үчүн бу бәхитлик дәқиқә! Тәбиәт әта қилған талантини дайимән өткүрләш билән биллә, әҗдатлардин мирас – деханчилиқниң йүксәк кәспи – топишунаслиқ илимини егилигән алий билимлик мутәхәссис сүпитидә гезиттики “Мутәхәссис минбири” рубрикисиниң турақлиқ муәллипи болди. Шу дәвирдики баһалиқ зираәт – тамакиниң ботаникилиқ сортлирини өзләштүрүш бойичә сорт синиғучи сүпитидә униң илмий-лабораториялик вә агротехникилиқ тәҗрибилириниң йәкүнлири билән наһийәдила әмәс, бәлки вилайәттики салаһийәтлик шәхсләр тонушатти. Мутәхәссис сүпитидә униң билән мәслиһәтлишәтти. Йеза егилигигә даир мақалилири вилайәтлик гезитларда, шундақла пүткүлиттипақлиқ илмий аммибаплиқ “Табак” журналида вә башқа нәширләрдә йоруқ көрди. Мәлум сәвәпләргә бола, наһийәлик гезит йепилғандин кейин уйғур тилида чиқидиған “Әмгәк туғи” гезитини өз хираҗиити һесавиға чиқирип турди. Буниңдәк алийҗанаплиқ ишни, әлвәттә, иккиниң бирси қилалмиса керәк. Нурәхмәтниң шеирлирида өзигә хас лирикилиқ аһаң моҗут. Адимийлик хисләтләрни тәрғип қилип, милләтпәрвәрликкә үндәйду. Өз миллитиниң тәғдири һәққидә дадил пикирлирини аммиға йәткүзәләйду. Буниңға униң кейинки жилларда чиққан “Үрүмчи”, “Уйғурстаним”, “Сонетлар” топламлири ярқин мисалдур. Йәнә шуни қәйт қилиш керәкки, Нурәхмәт Тохтахунов маһир тәрҗиман. У қәләмдаш достлири Батық Мәҗитұлы, Қуат Қудайбергенов вә башқиларниң шеирлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилиш билән биллә, атақлиқ шаир Муқағали Мақатаевниң туғулғининиң атмиш, йәтмиш вә сәксән жиллиқлирида гезит сәһипилиридә әдипниң иҗадидин нәмуниләрни уйғур шеирханлириға төһпә қилди. Тилигим шуки, билигиң талмисун, қәлимиң һармисун! Өзәңгә мустәһкәм саламәтлик, аиләңгә бәхит, қут-бәрикәт тиләймән! Жақыпҗан НУРҒОЖАЕВ, Қазақстанниң Пәхрий журналисти.   Нурәхмәт Тохтахунов. Үч вәсийәт (Атамдин аңлиған һекайә) Бир данишмән өлүм алдида, Ялғуз оғлин чиллап алдиға. Қилип шунда аңа вәсийәт, Бир нәрсини селип ядиға:. – Оғлум, деди, саңа сөзүм бар, Орунлисаң болмайсән һеч хар. Вәсийитим биринчи ейтар, Йеңи байға болма қәриздар. Яхши оқи, билим мәрипәт, Виждан ойға қилиду дәвәт. Иккинчи бир саңа вәсийәт, Миршап билән болмиғин илпәт. Ахирқи һәм вәсийитим бир: Пак қәлбиңгә селинмисун кир. Өмрүңдә һеч хорланмай десәң, Яманларға ейтмиғайсән сир. Сөзин қипту данишмән тамам, Өтүп шундин биразирақ заман. Қом-қериндаш билән хошлишип, Өй төридә үзгән екән җан. Оғли қапту йәккә-йеганә, Худди аңа һәммә беганә. Атисиниң сөзин көп өтмәй, Синашқиму тепипту банә. Пул болсиму өзидә шу тап, Йеңи байдин ялвуруп сорап. Қәриз апту, қилипту вәдә, Мошу қишта беришкә санап. Миршап билән ағинә болуп, Биллә ойнап бәзмиләр қуруп. Меһман қипту дәстихан толуп, Көңүл күйи кетипту йоруп. Бир кечиси достини синап, Кирип кәпту қолида бар қап. Қап вә қоли қанға боялған, Дәпту: – Достум дәрвазаңни яп! Сәнғу достум сирим сақлиған, Мени һәрдәм паклап ақлиған. Бу сиримни ейтма һечкимгә, Җеним достум, мени яқлиған. Дүшминимни учритип қелип, Аччиғимда мән пичақ селип. Өлтүрдимдә, һә андин мана, Елип кәлдим шу қапқа селип. Бир җай көрсәт көмәйли буни, Тапалмисун һечкимму уни. Саңа тағдәк ишәш қип кәлдим, Бешимға күн чүшкәч бу күни. – Яқ, ейтмаймән саңа чин вәдәм, Ичкин десәң ичәймән қәсәм. Йошурайли еғилға колап, Билмәс буни башқа бир адәм. Аз күн өтмәй шу дости билән, Урушупту жиғип түрүп йәң. Мушлашқанда калампай дости, Таяқ йәпту, келәлмәстин тәң. Қазиға у кәпту дат қилип, Достум қанхор қелиңлар билип. Бир адәмни өлтүрүп, андин Көмүвәткән у қапқа селип. Чақирипту қази миршапни, – Елип кәлгин, дәпту, қаллапни. Еғилдики орини ечип, Кәлтүр мунда көмүлгән қапни. Миршап кәпту жигит қешиға, Пәрва қилмай төккән йешиға. Еп меңипту қазиханиға, Таяқ билән уруп бешиға. Қәриз бәргән бай аңлап буни, Кочидила сорапту пулни. Қайтип келип беримән десә, Һеч көнмәстин торапту йолни. Қази жиғип молла-ешанни, Тиз чөккүзүп гунаһкар җанни. Җазалашқа қилипту пәтва, Көрсәтмәк боп өлгән инсанни. Қапниң ағзин шунда ечипту, Һәммә һәйран мүрә қисипту. Чүнки қапниң ичидин қойниң, Беши, андин гөши чиқипту. Жигит сирни ейтипту шу пәйт: – Атам маңа қилған вәсийәт. «Йеңи байға қәриз болмиғин, Ундин вапа кәлмәс, дәп, пәқәт». Аңа бүгүн йәткүздүм көзүм, Алдиңларда шу ейтар сөзүм. Мени әмәс, қәрзини ойлап, Йоқаттиғу у бирдин төзүм. Атам йәнә ейтқан вәсийәт, Болуп чиқти буму һәқиқәт: «Миршап билән достлашма» дегән, Миршап мени қилди һамақәт. Йеникләшти ичимдики дәрт, Ениқ болуп мону вәсийәт: «Яман достқа сир ейтма» дегән, Уму қилди маңа хиянәт. Яманлиғин билдим мән бүгүн, Дост синилар башқа чүшсә күн. Әттәй уруп чиқарған едим, Уни чиндин синимақ үчүн. Өзәңларму көрүп билдиңлар. Җазалашқа топму қурдуңлар. Синиғимни бу мениң еғир, Гувачиси болуп турдуңлар. * * * Лекин амма һаятқа мундақ Тәң кәлмәскән һечқандақ синақ. Айрип берәр пәйти кәлгәндә, Қарини у – қара, ақни – ақ. Айрип бериш, һаятқа бу тән, Ахир инсан сән шуни чүшән. Бу өмүрдә өзгигә әмәс, Алди билән өзәңгә ишән!

284 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы