• Әхбаратлар еқими
  • 10 Сәуір, 2019

«Или Садалири» йәнә яңрайду

1999-жил. Хаталашмисам, мошундақ бир пәйтләр болса керәк. Шу мәзгилдә Уйғур наһийәсиниң һакими болған Владимир Һемитахуноғли Тохтасуновниң тәкливи билән наһийәмизгә, Алмутидин «Нава» ансамблиниң рәһбири Азат ака Бурһанов вә атақлиқ уссулчи Адаләт Әкбәрова кәлди. Мәхсити Уйғур наһийәсидики хәлиқ талантлирини чоң сәһнигә елип чиқиш екән. Буни аңлап, һәммимиз хошал болдуқ. Йәнә келип, концерт Җумһурийәт сарийида өтидиған бопту. Концерт программисиниң намини «Или садалири» дәп атапму үлгирипту. Жуқуридики сәнъәткарлар наһийәниң барлиқ йезилиридики хәлиқ талантлириниң бешини Чонҗидики Мәдәнийәт өйидә қошти. Атмиштин ошуқ сәнъәткарлар жиғилди. «Арзу», «Жазерке» ансамбльлириниң қатарида Азат ака Бурһанов рәһбәрлигидә «Довун» ансамбли қурулди. Қәһриман Мәңсүров, Амул Камунаров, Ерлан Қурбанов, Шархат Қурбанов вә мән саз чалимиз. Ризвангүл Нәсирдинова, Адаләтбүви Һошурова, Светлана Қурбанниязова, Оғләм Нәзәрова нахша ейтип, Ульян Қурбанниязов, Рабдул вә Саламәтхан Һевуллаевлар уссул ойнайдиған болди. Бу концертқа бир ай тәйярлиқ көрдуқ. Бир күни Владимир Тохтасунов Уйғур театриниң баш режиссери Ялқунҗан Шәмиевни елип кәпту. У һүниримизни намайиш қилғандин кейин: «Азат ака, Адаләт ярайсиләр, көп күч чиқирипсиләр, номерлар биридин-бири яхши бопту. Әнди мениң тәкливим, сәһнә ечилиштин бурун, Уйғур наһийәси тоғрилиқ бир шеир оқулса, техиму яхши болатти» деди. Өйгә келип хелә вақитқичә уйқим кәлмиди. Көз алдимға Уйғур наһийәсиниң тәбиити, гөзәл вә тарихий җайлири келишкә башлиди. Гәпниң қисқиси, үч куплет шеир билән Уйғур наһийәсиниң тарихини, тәсвирләшкә тириштим. Әтигәнлиги йәнә Мәдәнийәт өйидә жиғилдуқ, Бу қетим Алмутиға қарап йол туттуқ. Автобуста һелиқи шеиримниң бир куплетини Ялқунҗан Шәмиевқа оқуп бәрдим: Асман-пеләк, қариғайлиқ тағлири бар, Алма, нәшпүт, үзүмзарлиқ, бағлири бар. Барчә милләт қериндаштәк яшаватқан, Меһри иссиқ «Уйғур» дегән наһийәм бар, Биз шу күни кәчқурунлуғи Алмутиға кәлдуқ. Автобус Җумһурийәт сарийиға келип тохтиди. «Довун» ансамблини жутдишимиз Захар Җәмиев күтүвалди. Әтиси Җумһурийәт сарийи тамашибинларға лиқ толди. Концерт программисиға Халима Шаваева билән Сәйдалим Амутов риясәтчилик қилди. Мениң язған шеиримни улар новәтлишип оқуди, андин пәрдә ечилип, концерт башланди. Уйғур наһийәликләр Илиниң садалирини яңратти. Әң әвзили, бизни тамашибинлар гүлдүрлигән чаваклар билән қарши алди. Концерт түгигәндин кейин, кечиләп йол меңип, Алмутидин Чонҗиға қайтип кәлдуқ. Әтиси бир күн дәм елип, Панфилов наһийәсидә гастрольда болдуқ. Яркәнт шәһири вә униң әтрапидики йезиларда бир һәптә концерт көрсәттуқ. ...Аридин жигирмә жил вақит өтүпту. Концерттин чүширилгән видеолентиси мениңдә сақлақлиқ. Бүгүн шу кассетини елип, йәнә бир қетим көргүм кәлди. Риясәтчиләр «Довун» ансамблини сәһнигә тәклип қилди. Мениң «Довун» намлиқ нахшамға Рабдул Һевуллаев сәһнини чаң кәлтүрүп уссул ойнаватиду. Көзүм лиқ яшқа толди, немә дегән чирайлиқ ойниған уссул... Рабдул у вақитта техи кичик бала еди, кейин мошу маһарити арқилиқ хәлқигә тонулди. Әпсус, Рабдул балимиз аримизда йоқ, туюқсизла шум әҗәл уни биздин жулуп елип кәтти. Шу чағдики «Довун» ансамблини қурған Азат ака Бурһанов, сазәндә һәм нахшичи Амул Камунаров, Оғләм Нәзәроваму бақилиқ болди... Бу һаят әйнә шундақ қамча сепидәк қисқа екән. Амма «Или садалириниң» үни өчкини йоқ. Биз тамашибинлар билән йәнә көрүшимиз... Җаһангәр ИЛИЯСОВ, Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини.

458 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы