• Концерт
  • 10 Сәуір, 2019

«Уссул карвининиң» карван беши

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА, «Уйғур авази» Йеқинда «Долан» уйғур миллий уссул ансамблиниң ІІІ һесават концерти болуп өтти. «Долан» ансамбли 2016-жилниң январь ейида қурулған еди. Һазир мәзкүр ансамбльниң даңқи чәт әлләргиму кәтти. Әлвәттә, бу йәрдә униң рәһбири, талантлиқ уссулчи Бәхтияр Имранниң (сүрәттә) әмгигини атап өтмәй мүмкин әмәс. Бу қетим улар тамашибинларға оттузға йеқин миллий вә қериндаш хәлиқләрниң уссуллирини соға қилди. «Өлкәмдә баһар» мавзусида өткүзүлгән концерт программиси тамашибинларға һәқиқий мәнасида баһар кәйпиятини беғишлиди. Мәзкүр концерт уссулчиларниң кәспий мәйримигә тоғра кәлгәчкә, концерттин кейин бир топ миллитимиз җанкөйәрлири сәһнигә көтирилип, ансамбльниң бәдиий рәһбири Бәхтияр Имранниң сәнъәт йолидики паалийити һәққидә өзлириниң иллиқ ләвзини билдүрди. Униң миллий сәнъитимиздики әмгиги мунасип баһаға егә болуп, «Бейбітшілік әлемі» Қазақ иҗадий бирләшмиси Бәхтиярға «Мәдениет майталманы» медалини, «Жас дарын» қабилийәтлик балилар мәркизи «Ұлт жанашыры» бәлгүсини тапшурди.

492 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы