• Инкас
  • 10 Сәуір, 2019

Елимиздики тарихий вақиә

Келәчигимиз үчүн наһайити муһим Қазақстан Җумһурийитиниң Президентиниң муддитидин илгири сайлимини бийил 9-июнь күни өткүзүш тоғрилиқ қарар өз вақтида қобул қилинған тарихий қарар болди. Чүнки Дөләт рәһбирини сайлаш, сайламни ашкарә вә адил өткүзүш җәмийәт тәрәққиятиниң турақлиқ рәвиштә давамлишишиға зәмин яритиду. Һәммимизгә мәлум, мәмликитимиздики сәясий турақлиқ вә разимәнликниң уйғунлуғи, Қазақстанниң гүллинип, дунияға тонулуши Елбасы Нурсултан Назарбаевниң дана сәяситиниң мевиси екәнлиги ениқ. Мана мошу җәриянни өз дәриҗисидә давамлаштуруш үчүн бийил президент сайлимини алий дәриҗидә өткүзүшкә һәрбир граждан паал қатнишиши лазим. Президентни ениқлап, һакимийәтни тапшуруш — җавапкәрлиги зор, хәлиқ тәғдирини ениқлайдиған наһайити муһим иш. Тәкитләш лазимки, һазир дунияда болуватқан өзгиришләр, җиддийлишиватқан геосәясий әһваллар бизниң елимизниң гражданлиридин бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип, тәшкиллик билән алға қарап илгириләшни, һәрикәт қилишни тәләп қилиду. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә йоллиған Мураҗиитидә: «Елимизниң келәчиги, һәрбир аилә вә һәрбир гражданниң тәғдири силәрниң қарарлириңларға бағлиқ» дәп хәлқигә, йәни сиз билән бизгә ишәнчә вә чоң вәзипә жүклиди. Өмлүги, бирлиги бар әлниң йәтмәйдиған чоққилири, утуқлири йоқ екәнлиги – һаят қануни. Буни барчимиз чоңқур һис қилимиз. Шу турғидин қариғанда, мошундақ җавапкәр ишта һәрбиримиз гражданлиқ борчимизни ада қилип, 9-июнь күни өтидиған новәттин ташқири президент сайлимиға бир кишидәк қатнишишимиз шәрт. Шаһимәрдан НУРУМОВ, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати. Тарихий әһмийити бар қарар Елимиздә новәттин ташқири президент сайлиминиң өтүшини һәқиқәтәнму иҗтимаий-сәясий әһмийәткә егә вақиә дәп ойлаймиз. Чүнки һәрнәрсиниң ениқ болғини әвзәл. Җумһурийитимиз өткән жиллар ичидә ихтисатта, сәясәттә, мәдәнийәттә чоң утуқларға йәткән болса, уни техиму тәрәққий әткүзүш алдимизда турған чоң вәзипиләрниң әң муһими болуши керәк. Шундақ екән, сайламниң муһим роль атқуридиғанлиғи талашсиз. Қазақстан ички турақлиғи билән хошна дөләтләрни, пүткүл дунияни һәйран қалдуруватқанлиғини билимиз. Шуни тәкитләш керәкки, ташқи сәясәттиму Қазақстанниң аброй-инавити жилдин-жилға өсүватиду. Тәрәққий әткән дөләтләр қатариға кириш алдида туримиз. Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң «сайламниң адил, очуқ, адаләтлик өткүзүлидиғанлиғини капаләтләндүримән» дегән сөзи мени алаһидә роһландурди. Өзәм әзаси болған «Nur-Otan» партиясиниң таянчисиму, тиригиму хәлиқ. Униң паалийити толуғи билән хәлиқ ғемиға қаритилған. Шундақ екән, нуротанлиқлар новәттин ташқири Президент сайлимини йәкдиллиқ билән қоллап-қувәтләйду. Алдимиздики сайлам бизниң дөлитимиздики демократияниң қанчилик дәриҗидә екәнлигини, мәмликитимиз, хәлқимиз өзиниң тәрәққийпәрвәрлигини мошу сайламда ениқ көрситидиған вә дунияға тонутидиған болиду. Асимҗан ЗЛАВДИНОВ, «Nur-Otan» партияси Алмута шәһәрлик шөбиси Сәясий бюросиниң әзаси.   Бепәрва қаримаслиғимиз лазим Мәмликитимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң бийил 9-июньда муддитидин илгири президент сайлимини өткүзүшкә бағлиқ қилған Мураҗиитини толуқ қоллап-қувәтләймән. Елимизни келәчәктә муһим һәм чоң ишлар күтүп туриду. Дунияниң тәрәққий әткән 30 дөлити қатариға кириш үчүн бар вуҗудимиз билән әмгәк қилишимиз керәк. Мошу мәхсәтләрни әмәлгә ашуруш үчүн дәсләп Дөләт рәһбирини сайлап, алдимиздики бәш жилда дөлитимизниң сәясий-ихтисадий йолини кимниң жүргүзидиғанлиғини ениқлавелишимиз наһайити муһим иштур. Сәвәви, Қазақстанға келәчәктиму бүгүнкидәк сәясий-ихтисадий турақлиқ вә җәмийәтлик разимәнлик һәм течлиқта яшаш муһимдур. Җумһурийәт рәһбәрлигиниң алмишиши мәмликитимиз Конституциясигә мувапиқ әмәлгә ашурулди. Әндики мәсилә хәлиқниң хаһишиға бағлиқ. Шуниң үчүн мәзкүр аммивий һәм муһим сәясий чарә-тәдбиргә мәмликитимиз хәлқи бепәрвалиқ билән қаримаслиғи тегиш. Өзиниң гражданлиқ көзқаришини билдүрүп, сайламға толуқ қатнишиши шәрт дәп ойлаймән. Президент Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Мураҗиитидә Қазақстанни демократиялик мәмликәт, сайламниң адил өтидиғанлиғиға капаләт беридиғанлиғини, новәттин ташқири сайламни өткүзүшкә Елбасиму, Премьер-министрму, Парламентму, Конституциялик кеңәшму, сәясий партияләр рәһбәрлириму қарши әмәс екәнлигини тәкитләп өтти. Шундақла Президент амма билән учрашқанда аддий хәлиқ, зиялилар, бизнес вәкиллири вә инвесторлар дурус йол билән келиватқанлиғимизни ейтқанлиғини йәткүзди. Шундақ екән, җумһурийитимизниң һәрбир сайлаш һоқуқиға егә граждинини алдимиздики сайламға жуқури җавапкәрлик билән қарашқа чақиримән. Мәсимҗан ВЕЛӘМОВ, биология пәнлириниң доктори, профессор. Президент сайлими – мәмликитимизниң келәчиги Дөләт рәһбириниң президент сайлиминиң күзгә яки келәр жилға қалдурмай, мошу жили 9-июньға бәлгүлигәнлигини наһайити тоғра қарар дәп һесаплаймән. Қанун бойичә Қасым-Жомарт Тоқаев 2020-жилғичә сайламға қатнашмай, һакимийәтни башқуруш һоқуқи бар еди. Бирақ у сайлам өткүзүп, президентни сайлаш зөрүрлүгини ейтти. Бу интайин тоғра қарар. У елимизниң ичидила әмәс, ташқи мунасивәтләрдиму муһим әһмийәткә егә болиду вә башқа мәмликәтләрниң рәһбәрлири, чоң инвесторлар президентниң капалитигә зор ишәнчә билән қарайду. Шуңлашқа муһим қарарларни қобул қилиш үчүн Президент хәлиқ намидин сайланғини тоғра. Шуниң билән биллә, сайламға барлиқ сәясий партияләрдин үмүткарлар тиркилидиғини мәлум. Сайлиғучилар уларниң арисидин әң ишәшлигини таллап, аваз беридиған болиду. Мошуниң өзи демократиялик қанун-қаидиләрниң биздә толуқ сақлиниватқанлиғини көрсәтсә керәк. Қазақстан хәлқи өз президентини сайлашта бу қетимму хаталашмайду дәп ойлаймиз. Бу сайлам һәрбир қазақстанлиққа зор җавапкәрлик, гражданлиқ борч жүкләйду. Дөләт хизмити системисида узун жиллардин буян байқалған бир һәқиқәт – президент сайлими елимизниң келәчиги. Бүвинур ҒОҖАМБӘРДИЕВА, Әмгәкчиқазақ наһийәси А.Саттаров намидики Қаратуруқ оттура мәктиви мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари.  

166 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы