• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 18 Сәуір, 2019

Йеңи рәис сайланди

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Өткән җүмә күни Уйғур наһийәлик Мәдәнийәт өйидә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң һесават-сайлам жиғини болуп өтти. Униңға наһийә турғунлири, жигитбашлири һәм ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири вә ҖУЭМниң башқарма әзалири қатнашти. Жиғинни елип маңған Алмута вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси, Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Закирҗан Кузиев күн тәртивини бәкиткәндин кейин сөз “Уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Ершат Әсмәтовқа берилди. Қазақстанниң тәрәққияти һәм униң дуния әллири алдидики истиқбали һәққидә ейтқан Ершат Моллахуноғли әлниң асасий күчи – хәлиқләр достлуғида, қазақстанлиқларниң бирлигидә екәнлигини тәкитлиди. Шу җүмлидин, дөлитимиздики турақлиқ һәм течлиқни сақлашқа этномәдәнийәт мәркәзлириниң чоң һәссә қошуп келиватқанлиғини атап ейтип, ҖУЭМниң иш-паалийитигә қисқичә тохталди. Өз новитидә Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиев рәисликкә сайланған икки йерим жилниң ичидә атқурған ишлири тоғрилиқ қисқичә баян қилди. Натиқ саламәтлигигә бағлиқ Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси хизмитини өткүзүп бериш қарариға кәлгәнлигини ейтип, рәисликтин кәтсиму, җәмийәтлик паалийәттин ваз кәчмәйдиғанлиғини, қолидин кәлгиничә йәниму әл-жут хизмитидә болидиғанлиғини йәткүзди. Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурмуһәммәт Палтахунов мәркәзниң башқарма әзалири намидин Мирзәхмәт Җәмиевниң әмгигини жуқури баһалап, һөрмәт билдүрди вә үстигә чапан япти. Сабиқ рәискә миннәтдарлиғини изһар қилғучилар қатарида жут мөтивәри Закир Мәмиров, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Зиләхәм Җәлилова, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң кативи Гүлминәм Тохтаева вә башқилар болди. Уларму Мирзәхмәт Яқуп оғлиға чәксиз разимәнлигини билдүрүп, хатирә соғисини тапшурди. Хулләс, күн тәртивидики асасий мәсилә бойичә Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәисликкә көпчиликниң тәкливи билән Шамахун Нурумов билән Уйғун Арзиевниң намзити көрситилди. Шамахун Нурумов рәисликтин өз хаһиши билән баш тартқандин кейин наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп көпчилик аваз билән Уйғун Арзиев сайланди. Бу жуқури мәсъулийәтни зиммисигә алған Уйғун Арзиев хәлиқниң үмүтини ақлап, утуқлуқ әмгәк қилидиғанлиғиға ишәндүрди. Жиғинда сөз алған наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов Тунҗа Президентимиз Н.Ә.Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисида ейтилғандәк, тәрәққиятниң илгири сүрүшидә мәдәнийәтни риваҗландуруш асасий вәзипиләрниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини қәйт қилди. Наһийәдики мәдәнийәтниң ронақ тепиши һәм хәлиқләр достлуғиниң мустәһкәмлинишигә қошқан миннәтсиз әмгиги үчүн Мирзәхмәт Җәмиевқа рәхмитини ейтип, йеңи рәисниң паалийитигә утуқ утуқ тилиди. Шөһрәт Турдахун оғли шундақла наһийәниң иҗтимаий тәрәққиятиға биркишилик һәссисини қошқан, көплигән хәйрихаһлиқ ишларниң дәвәтчиси болған меценат, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Нурмуһәммәт Палтахуновқа Уйғур наһийәсиниң “Пәхрий граждини” атиғиниң гуванамиси билән бәлгүсини тапшурди.

Уйғун Уйғуроғли Арзиев 1959-жили Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисида туғулди. 1976-жили Дардамту оттура мәктивини тамамлап, шу жили Алмута йеза егилиги институтиға оқушқа чүшти вә уни 1981-жили тамамлиди. 1987-жилғичә дәсләп өз мутәхәссислиги бойичә, кейинирәк комсомол органлирида ишлиди. 1987-жили Саратов шәһиридики СССР Ички ишлар министрлигиниң ихтисадий җинайәткә қарши күрәш бойичә алий мәктивини тамамлиғандин кейин, та истипаға чиққичә ички ишлар оргинида хизмәт қилди. Бүгүнки күндә «Тәңриқут» дехан егилигиниң рәиси, тәжрибилик бағвән. Аилиси, үч пәрзәнди бар.

1179 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы