• 9-июнь – Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими күни
  • 18 Сәуір, 2019

Разимәнликни техиму мустәһкәмләйду

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәттә новәттин ташқири Президент сайлимини өткүзүш тоғрилиқ қарар қобул қилди. Шәхсән мән бу тәшәббусни толуқ қоллап-қувәтләймән, чүнки елимиздә һакимийәтни тапшурушниң хатирҗәм өткинигә қаримай, Дөләт рәһбирини беваситә мәмликәт гражданлири сайлиши керәк, дәп ойлаймән. Қазақстанлиқларниң бу қетимму мунасип намзат үчүн аваз берип, өз борчини ада қилидиғанлиғиға ишинимән. Биздә сайлам кампанияси һәр қачан жуқури дәриҗидә өтиду вә мән новәттин ташқири Президент сайлиминиңму һоқуқ мәйдани даирисидә өтидиғанлиғиға ишинимән. Миллионлиған вәтәндашлирим охшаш, алдимиздики сайлам йәкүни бойичә һакимийәт бешиға кимниң келидиғанлиғидин қәтъий нәзәр, мәмликәттә илгәркидәкла биз мустәқил Қазақстан тарихида һәр қачан мустәһкәмләп кәлгән течлиқ вә турақлиқниң һөкүм сүридиғанлиғиға ишинимән. Қисқиси, алдимиздики сайламниң бизни техиму җипсилаштуруп, йеңи утуқ-муваппәқийәтләр чоққисиға елип келидиғанлиғини күтимән. Әзимҗан МӘРҮПОВ, Әмгәкчиқазақ наһийәси И.Саттаров намидики оттура мәктәпниң мудири.

171 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы