• 9-июнь – Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими күни
  • 18 Сәуір, 2019

Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң мураҗиити

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев 2019-жили 9-июньда Қазақстан Җумһурийити Президентиниң новәттин ташқири сайлимини өткүзүш тоғрилиқ қарар қобул қилди. Биз, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзалири, этномәдәнийәт бирләшмилириниң рәһбәрлири, җәмийәтлик разимәнлик кеңәшлириниң, анилар кеңәшлириниң, илмий-экспертлиқ кеңәшниң, “Жаңғыру жолы” яшлар һәрикитиниң, илмий вә иҗадий зиялиларниң, журналистлар клубиниң вә Ассамблея аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири бу қарарни толуқ қоллап-қувәтләймиз. Бу қәдәм өз вақтида қобул қилинған вә зөрүр қәдәм болуп һесаплиниду, уни вақитниң өзи тәләп қиливатиду. Қазақстанда алий һакимийәт мәмликәтниң Асасий Қануниға толуқ мувапиқ һалда хатирҗәм вәзийәттә тапшурулди. Сайламни хәлиқниң өз хаһишини уттур изһар қилиши арқилиқ жүргүзүш һәрқандақ ениқсизлиқни елип ташлаш имканийитини бериду. Бүгүнки таңда мәмликәт ихтисатниң тәрәққий етишини тәминләш, иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилиш, хәлиқ тапавитини турақлиқ ашуруш вә турмуш сүпитиниң яхшилаш бойичә миқияслиқ программиларни әмәлгә ашуруватиду. Барлиқ қазақстанлиқларниң паравәнлиги уларниң нәтиҗидарлиқ вә сүпәтлик орунлинишиға бағлиқ. Бизниң һәммимизгә җәмийәтниң турақлиқлиғи вә бирлиги, әтики күнгә болған ишәнчә, иш орунлири, иҗтимаий төләмләрниң, иш һәққиниң, стипендияләрниң капаләтләндүрүлүши керәк. Биз мурәккәп аләмшумул җәриянларда Елбасыниң стратегиялик йолиниң варислиғи, жүргүзүлүватқан тәңпуң ички вә ташқи сәясәтни давамлаштуруш шараитидила қолға кәлтүрүлгәнни сақлап қелиш вә көпәйтишниң мүмкин екәнлигини ениқ чүшинимиз. Бу һаятий зөрүр. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти – мәмликәт Конституциясиниң, адәм вә граждан һоқуқлири билән әркинлигиниң капалити – дөләт вә җәмийәтниң утуқлуқ тәрәққий етишини, нәтиҗидарлиқ дөләт башқурушини, бехәтәрлик вә турақлиқни тәминләйду. Новәттин ташқири Президент сайлими хәлиқни жипсилаштуруш бойичә вәтәнпәрвәрлик һәрикәт болиду, мәмликәтниң сүръәтлик тәрәққият вә гражданлиримиз паравәнлигиниң асасий вәзипилирини һәл қилиш үчүн ихтисатни турақлаштуриду, гражданлиқ течлиқ, иҗтимаий турақлиқни тәминләйду. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Президент сайлиминиң мәмликитимиздә җәмийәтлик разимәнликни вә умуммиллий бирликни техиму мустәһкәмләшкә хизмәт қилидиғанлиғиға қәтъий ишиниду. Биз, өзимизниң келәчәк алдидики җавапкәрлигимизни чүшәнгән, хәлиқ вә мәмликәтниң алий мәнпийәтлиригә асасланған, өзимизниң гражданлиқ вә вәтәнпәрвәрлик борчимизни орунлиған һалда, новәттин ташқири Қазақстан Җумһурийити Президенти сайлиминиң өткүзүлүшини қоллап-қувәтләймиз. Биз барлиқ қазақстанлиқларни Қазақстан хәлқи паравәнлигиниң вә гүллинишиниң пайдиси, кәлгүси әвлат үчүн бирдин-бир тоғра йол сүпитидә мошу қарарни қоллап-қувәтләшкә чақиримиз. Нур-Султан шәһири, 2019-жил 10-апрель

135 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы