• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 25 Сәуір, 2019

Аш тузиниң зәһәр қайтуруш хусусийити

Күндилик турмушта дайим ишлитилидиған аш тузи таамларниң тәмини тәңшәп, иштиһани яхшилиғандин сирт, зәһәр қайтуруш хусусийитигиму егә. Тәнгә организм үчүн ховуп туғдуридиған зәһәрлик маддилар тегип қалса, тузлуқ суға чиланған лөңгә яки рәхт билән сүртүш арқилиқ җиддий зәһәрлинишниң алдини алғили болиду. Чаян, дө, сәксәнпут қатарлиқ зәһәрлик һашарәтләр чеқивалған пәйттә зәрдап чәккән җайни шакирапқа чиланған бинт билән теңип қойса, ағриқни пәсәйтип, җараһәтниң үдәп кетишигә йол қоймайду. Йеңи сетивалған мевә-чевә, сәй-көктатларни аш тузи сүйидә жуюп, андин таза суда чайқавәтсә, һәрхил вирус-бактерияләрни азайтип, деханчилиқта пайдилинилидиған химикатлар қалдуқлиридин тазилаш имканийити туғулиду.

123 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы