• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 25 Сәуір, 2019

Уйғур муқамлири Лондонда яңриди

Үстимиздики жилниң 8-апрель күни Лондондики Марриотт меһманханисида Утуқ қазанған мусулманларни мукапатлаш мәрасими болуп өтти. Униңға Лондон шәһириниң мэри Садиқ Аман Хан, бир түркүм һөкүмәт вә парламент әзалири вә аммивий тәшкилатлар мәсъуллири иштрак қилди. Дөләт дәриҗисидә өткүзүлгән мәзкүр паалийәткә башқиму иҗадий коллективлар қатарида Лондондики уйғурларниң «Ипәк йоли» ансамбли алаһидә тәклип билән қатнишип, уйғур муқам вә хәлиқ нахшилиридин арияләрни орунлап, миллий усуллиримизни намайиш қилди. Концерттин кейин шәһәр мэри сәһнигә көтирилип, уйғур сәнъәтчилиригә сәмимий миннәтдарлиғини билдүрүп, улар билән хатирә сүрәткә чүшти. «Ипәк йоли» ансамблини тәшкил қилған Лондон университети Африка вә шәриқшунаслиқ институтиниң профессори Рачел Харрис ханим бу дөләт дәриҗилик чоң паалийәткә уйғурларниң тәклип қилинишиниң, болупму миллий сәнъитимизни тонуштурушниң зор әһмийәткә егә екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, Утуқ қазанған мусулманларни мукапатлаш мәрасими һәр жили бир қетим өткүзүлүп, бу дөләт дәриҗилик паалийәткә мәхсус комиссия тәрипидин талланған сәнъәткарлар билән ансамбльлар тәклип қилиниду. Ушбу әнъәнивий паалийәткә Англия баш министри билән министрлар идарисидин вәкилләр турақлиқ қатнишип кәлмәктә.

174 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы