• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 30 Сәуір, 2019

Йеңи жигитбашлири сайланди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Өткән йәкшәнбә күни Алмута шәһиридики «Наргиз» кафесида Алмалы наһийәсиниң бир топ жут активистлириниң баш қошуши болуп өтти. Униңда асасән мәзкүр наһийә билән Тастак мәһәллисиниң йеңи жигитбашлирини сайлаш мәсилиси қаралди. Баш қошушта Алмалы наһийәсиниң баш жигитбеши Рәхимҗан Иминов көпчиликкә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Алмута шәһәрлик шөбиси йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Сабит һаҗим Йүсүпов билән бирқатар меһманларни тонуштурди. Андин сөз новитини алған Сабит һаҗим Йүсүпов шәһәрдә паалийәт елип бериватқан жигитбашлириниң атқуруватқан ишлиридин учур бәргәч, Алмалы наһийәсидики жигитбашлири буниңдин тамамән чәттә қеливатқанлиғини әпсуслиниш илкидә тилға алди. Шундақла Тастак мәһәллиси жут-җамаәтчилигиниң илтимасиға бенаән, йеңи жигитбашлирини сайлаш мәсилиси көтирилгәнлигини йәткүзди. Шундақ қилип, Алмалы наһийәсиниң башжигитбеши болуп Батур Ниязов (1-сүрәттә) сайланса, Тастак мәһәллисини Ярмуһәмәт Йүсүпов башқуридиған болди. Ахирида жут мөтивәрлири билән ақсақаллири җамаәтчилик ишлири зиммисигә жүкләнгән шәхсләргә ақ йол тиләп, уларни һәрқандақ әһвалда қоллап-қувәтләйдиғанлиғини изһар қилди.

903 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы