• Мәнавият
  • 30 Сәуір, 2019

Кегәндики яш иҗаткарларниң форуми

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Өткән җүмә вә шәнбә күнлири Кегән наһийәсиниң Көлсай диярида Алмута вилайити һакимийити Тилларни риваҗландуруш башқармисиниң уюштуруши билән Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Елбасы Н.Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси асасида вә Яшлар жилиға мунасивәтлик «Жетісу көктемі» намлиқ яш иҗаткарларниң ІІ вилайәтлик форуми болуп өтти. Мәзкүр форумға Уйғур наһийәсиниң яшлириға вакаләтән қатнишиш имканийитигә егә болдум. Форумға Алмута вилайитиниң тәвә-тәвәлиридин жиғилған яш тилчи-әдәбиятчилар, җүмлидин қазақ тилида мукәммәл сөзләйдиған өзгә милләт вәкиллириму қатнашти. Бизни Көкпәк-Кегән таш йолидики Жалаңаш йезисиниң бойида Кегән наһийәсиниң турғунлири меһмандостлуқ билән қучақ йейип қарши алди. Бу йәрдә домбра билән әнъәнивий нахшилар орунлинип, форум қатнашқучилири қазақ хәлқиниң миллий таамлиридин еғиз тәгди. Шуни алаһидә ейтип өтүш керәкки, сәпиримиз давамида Кегән наһийәсиниң тарихий җайлири тоғрилиқ қизиқарлиқ мәлуматларға егә болдуқ. Тәбиитигә тәшна болған Көлсайға апирар йолда Ақсай, Жалаңаш, Қарабулақ, Саты йезилирини бесип өттуқ. Чүштин кейин Саты йезилиқ Мәдәнийәт өйидә Алмута вилайәтлик Тилларни риваҗландуруш башқармисиниң башлиғи Айдар Башбаев, Қазақстан Язғучилар иттипақи Алмута вилайәтлик шөбисиниң рәиси Ерлан Жүнис вә «Egemen Qazaqstan» гезитиниң Алмута вилайитидики өз мухбири Қалмаханбет Мухаметқалиларниң қатнишиши билән «Тіл мен әдебиет – егіз ұғым», «Жастар – әдебиетіміздің ертеңі» намлиқ мавзуларда секциялик ишлар өтти. Андин Көлсай көлигә сәяһәткә атлинип, өзимизни гоя сүрәтниң ичидә жүргәндәк һис қилдуқ. Сәяһәт җәриянида форум қатнашқучилириға Көлсай тоғрилиқ чоңқур чүшәнчә берилди. Ениғирақ ейтқанда, умумий мәйдани 161,045 миң гектар «Көлсай көлдері» дөләтлик мәһкимиси Қазақстанниң әң гөзәл, туристларни көпләп җәлип қилидиған җайлириниң бири һесаплиниду. Парк территориясидә деңиз бетидин 1800 — 3500 метр жуқури өсидиған өсүмлүкләр билән һайванатлар дунияси, баш-учи бәлгүсиз булақ сулиридин пәйда болған көлләр, қирлиқ ландшафтларни учритишқа болиду. Сәп түзгән қоюқ, қелин қариғайлар һәм миң хил өсүмлүк түрлири бу өлкиниңла әмәс, Қазақстанниң бебаһа байлиғи десәк, мубалиғә болмас. Көлсай дәриясиниң еқимида Жуқарқи Көлсай, Оттуриқи Көлсай вә Төвәнки Көлсай дәп атилидиған үч көл болуп, бу көлләрни «Шималий Тянь-Шаньниң марҗанлири» дәпму атайдекән. Көлсай сүйидә белиқниң бирнәччә түри, сүтхорәкликләрниң 29, қушларниң 197, йәр беғирлиғучилар билән қошмаканлиқларниң 2 түри өмүр сүрсә, өсүмлүкләрниң 704кә йеқин түри бар. Тәбиитидин бай, туризм яхши тәрәққий әткән Көлсай һәққидә әл еғизида һәрхил ривайәтләрму моҗут. Атап ейтиш керәкки, Көлсай теғида елимизниң «Қизил китавиға» киргән илпизму маканлайдекән. Форумниң иккинчи күни Саты йезилиқ Мәдәнийәт өйидә униң тәнтәнилик ечилиш мәрасими болуп өтти. Бу йәрдә сөз алған Айдар Башбаев мәзкүр форумниң мәхсити вә маһийити һәққидә сөз қозғап, меһмандостлуқ тонутқан Кегән наһийәсиниң һакимийитигә һәм турғунлириға чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди. Андин у тәбрик сөзни Кегән наһийәсиниң һакими Т.Байедиловқа бәрди. Кеген наһийәсиниңла әмәс, елимизниң даңқини чиқирип, шөһритини ашурған туристлиқ макан Көлсай көллириниң намини пәхирлиниш илкидә тилға алған наһийә һакими туғулған йери билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлинидиғанлиғини ейтти. Өз новитидә сөз алған «Egemen Qazaqstan» гезитиниң Алмута вилайитидики өз мухбири Қалмаханбет Мухаметқали икки күнгә созулған форумниң жуқури дәриҗидә өткәнлигини ейтса, Қазақстан Язғучилар иттипақи Алмута вилайәтлик шөбисиниң рәиси Ерлан Жүнис форумдин алған тәсиратини мисраларға қачилап, шеир оқуди. Кегән наһийәсидин чиққан талантлиқ шаирә Ә.Иңкәрбекму туғулған йеригә болған сеғинишини шеири арқилиқ изһар қилди. Вилайәтлик «Тил» оқуш-методикилиқ мәркизиниң оқутқучиси Ж.Елесбаева «Әліпби ауыстыру – қазақ жазуына реформа жасаудың алғышарты» дегән мавзуда доклад оқуди. Кербулақ наһийәси Д.Қонаев намидики оттура мәктәптин кәлгән башланғуч синип муәллими Кәмшат Чинарбаева өз тәшәббуси билән башланғуч синип балилириға латин альфавитини үгитиш үчүн йезип чиққан дәрислигини тонуштурди. Форумниң ахири Кеген наһийәсиниң сәнъәткарлири тәрипидин тәйярланған концертлиқ программиға улашти. «Жетісу көктемі» яш иҗаткарлар форуми яшларни вәтәнпәрвәрликкә, бирликкә башлайдиған әһмийити зор чарә-тәдбир болди. Форумға қатнашқучилар хатирә сүрәткә чүшүп, бир-бирини қиймай хошлашти.

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы