• Мөтивәрләр
  • 06 Мамыр, 2019

Ветеран һелиму тимән

Мана, Улуқ Вәтән урушиниң аяқлашқиниға 74 жил бопту. Һазир әйнә шу урушниң тирик гувачилирини аримиздин издәп тепиш тәс, чүнки вақитниң өтүши билән уларниң сепи шалаңлашқан. Биз демәтликләр бу дәһшәтлик урушни көрмисиму, униң инсанийәткә қанчилик вәйранчилиқ, җудалиқ, намратчилиқ елип кәлгәнлигини йеқиндин сезиду, чүшиниду, уруш ветеранлириға һөрмәт билән қарайду. Әйнә шундақ инсанларниң бири – һазир Җамбул вилайитиниң Төле би йезисида истиқамәт қиливатқан 94 яшлиқ Иврайим ака Мусаевтур. Иврайим Тайироғли Мусаев 1925-жили Алмута шәһиридә туғулған. У 1943-жили 18 йешида армия сепигә чақиртилип, Жирақ Шәриқтики һәрбий қисимларниң биридә тәйярлиқтин өткәндин кейин, мәхсус қисим тәркивидә Европини, йәни Польша, Румыния вә Германияни фашизмдин азат қилиш җәңлиригә қатнишиду. Бу җәңләрдә у икки қетим яридар болғиниға қаримай, өз борчини ада қилишни йәниму давамлаштуриду. Иврайим ака җәңләрдә көрсәткән қәһриманлиғи үчүн «Қизиз Юлтуз», ІІІ дәриҗилик «Шөһрәт», ІІ дәриҗилик «Вәтән уруши» орденлири вә бирқатар медальлар билән тәғдирлиниду. У өзиниң тунҗа мукапитини Румынияниң Яссы шәһири әтрапида дүшмән қолиға чүшүш ховупи бар һәрбий машинида қалған дивизияниң муһим һөҗҗәтлирини сақлап қалғанлиғи үчүн алған еди. Униң иккинчи мукапити Германия шәһәрлириниң бири үчүн болған җәңдә кеңәш һәрбий қисимлири арисидики алақини әслигә кәлтүргәнлиги үчүн берилди. Улуқ Ғалибийәттин кейин хизмитини Москва гарнизонида давам қилған Иврайим Мусаев Қизил мәйданда өткән һәрбий парадқа қатнишиш пурситигә егә болиду. У 1947-жилниң апрель ейида һәрбий сәптин бошитилип, жутиға қайтип келиду вә шу жили Алмута Тәсвирий сәнъәт училищесида, андин Украининиң Харьков тәсвирий сәнъәт институтида тәһсил көриду. Амма, аиләвий сәвәпләр, турмушниң еғирлиғиға бола, у оқушини ташлашқа мәҗбур болиду. Лекин у рәссамлиқ һүнирини йәниму давам қилиду һәм бирқатар мәһкимиләрдә рәссамчилиқ, тәсвирий сәнъәт мәктивидә оқутқучи болуп ишләп, Қазақстан маарип әлачиси атилиду. Биз Улуқ Ғалибийәт мәйрими һарписида уруш ветеранини бу қутлуқ мәрикиси билән сәмимий тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик вә хатирҗәмлик тиләймиз. Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ.

423 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы