• Шеирлар
  • 15 Мамыр, 2019

Бир оғулниң аһи

  Әхмәт ҺӘСӘН (Шуңқар) (Автобуста кетиватқан бир аниниң сәпәрдаш бир аялға ейтқан һәсрити) 1. Һаят қизиқ – шерин арзу-үмүт билән, Яратқанғу һәрнәрсигә қадир Егәм. Миңни бәрсә, бир йоқ үчүн тилинәрсән, Тоққузуң тәл, бири камдәк билинәрсән. Алтә қизим бар, бирақ бир оғлумла йоқ, Бир оғулсиз болмас екән көңлүңму тоқ. Шу үмүттә өртинип җан, көйди жүрәк, Болғач пәқәт бир оғулниң орни бөләк. Оғли йоқ әр-хотунниң изи йоқмиш, Гәр оғуллуқ болса киши – көңли тоқмиш. Оғулни “тәхт егиси” дәп күйлигән көп, Қизларни “кам әқил” дәп җөлигән көп. Бири ейтти: “Оғли йоқниң күни тәс” дәп, “Қизи кәтсә, шу кишиниң күни ғәш” дәп. Һис қилаттим бу гәп маңа ейтилғандәк, Үнүм өчүп, тилим бирдин тутулғандәк. Өз-өзәмдин ағринип мән көп жиғлидим, Аһ, Худа! дәп кечилири көз илмидим. 2. Аһу зарим илаһимға йәткән чеғида, Қәлбимдики ғәм-түгүчни йәшкән чеғи. Күнләр өтүп, еғираяқ болдум йәнә, (Ядимдин һеч чиқмас еди тапа-тәнә). Тиләттим бу қетимқи җан чоқум оғлан, Униң үчүн малу-мүлкүм, җеним қурван. Дохтурларму оғуллиғин растлиди һәм, Җенимға җан қетилғандәк болди шу дәм. Йолдишимму хушлуғумдин хәвәр тапти, Аләмчә бир меһир билән маңа бақти. Қизлиримму бу хәвәрдин сөйүнүшти, Туғулмиған ини үчүн көйүнүшти. Тепип сөйгән лайиғини бәхит қучқан, Тиләк билән тәләй қуши көккә учқан, Қәдинасим еғир-бесиқ меһриван әр, Дилимға бир чирақ яққан сәвирчан әр. Пинһанә боп өзара чин сөйүшкән биз, Җудун-чапқун, боранларда көрүшкән биз. Ирадимиз чиңлиғидин яр болушқан, Тәвринип җан бир тәһийигә баш қоюшқан. Оғул көрүп пүткән еди дил яримиз, Бөләкчила нурланған һәм дидаримиз. 3. Сағлам өсүп, өттуқ йәнә гөдәкликтин, Болғач аңа ихласимиз бөләкликтин. “Оғли йоқ бу җуган” дегән тапа қалди, Бағримизни әзгән ғевәт-җапа қалди. Алтә қиздин артуқ көрдүм бир оғулни, Йорутқан дәп өчкән чирақ, ғәш көңүлни. Роһлинаттим түн уйқида тиниғидин, Туюнған һәм бовақлиқ шох қилиғидин. Гаһ вилиқлап күлсә, мәнму тәң күләттим. Бағримға чиң бесип дайим сөйүнәттим. Өсти шундақ зәбәрдәст боп нәвқираним, Әл оғлини болғай дедим — иптихарим. Миң тәшәккүр теч-аманлиқ заманимға, Һөсүн бәрди һойла-арам, маканимға. Өйүмизниң төридә бир Ай парлиди, Әмгәксөйәр роһидин бәк дил яйриди. Тойлидуқ он сәккиз яшлиқ баһарини, Пак дил билән өскән өмүр наһарини. Гүл-ғунчидәк омақ қизлар һәм болушти, Әл-ағинә, синипдашлар җәм болушти. Бәһирләндуқ миллий нәғмә-навалардин, Күй төкүлди мисли сүбһи сәбалардин. Пәрзәнт билән ана қәлби, әң изгү ой, Көз алдимдин өтти шунда кәлгүси той... *** Арида бир күнләр өтти, айлар өтти, Хиялимда: илаһий бир хәвәр йәтти. Өйлинишниң арзусини қилди изһар, “Чин сөзүм бу ишән, ана, маңа зинһар”. Көңүл қоюп ейтқанда у жүрәк сөзин, Көрдүм униң ашиқлиқтин янған көзин. Дедим шу ан: “Сәвәвим йоқ ишәнмәскә, Силәр үчүн җан меһримни берәлмәскә”. Хатирҗәм бол, бунинға бар тәйярлиғим, Той дегидәк той қилишқа һәм барлиғим. 4. Сөйгән қизи бизгә тонуш, хошна екән, Ата-аниси яхшиларға ашна екән. Келиним бар дегидәк бир һур пәризат, Туққан уни нәсли уйғур адимизат. Рәңги сүзүк, гүл һөснидин нур төкүләр, Шәрми-һая җилвисидин Ай мөкүнүр. Көңүлдики келин болса, немә арман! Җениңға җан болуп қалмай, болур дәрман. “Оғлумғиму бәк ярашқан хеним” дедим, “Ғәм-тәшвиштин арам тапқай җеним” дедим. Ишәндим һәм: қолумни бош қилиду дәп, Гәр уссисам бир чинә чай бериду дәп. Вақип өткән әһли юртта чоң ишлардин, Қудиларму узун жиллиқ тонушлардин. *** Миллий йосун вәҗидин биз әлчи қойдуқ, Қудилиққа кәң йол ачар йолчи қойдуқ. Узун өтмәй, разимәнлик җавап алдуқ, Һәрбир ишни бәк идитлиқ йолға салдуқ. Қоюқлишип икки арида салам-саат, Қанатланди икки яшқа кәлгән амәт. Бәкиттуқ һәм мәслиһәттә той күнини, Кәлгүсиниң отлуқ арзу — ой күнини. Әнъәнилик башлинип той гүлханәмдә, Шатлиқ һиси җошқунлиди һәр адәмдә. Бәхит қуши қонуп шу күн гүлбеғимға, Хуш навалар миң җан бәрди бир җенимға. Дидариға тоймастин ай келинимниң, Сөйүндүрди иҗавити тилигимниң. Чачқу чачтим түккән түгүч-байлиғимни, Аян қилип бир оғуллуқ ханлиғимни. Көкни қучти шадиянә күй наваси, Җәвлан қилип икки яшниң нур сиймаси. 5. Жиллар өтүп оғул-қизлиқ болди оғлум, Бири тулпар, бири Чолпан җанни көрдүм. Нәврилирим әтрапида пәрванимән, Атисию анисидәк ғәмханимән. “Келин әмәс, әтивалиқ қизим” дедим, “Қолумға — қол, җенимға — җан изим” дедим. Алдимда чоң болғачқиму амрақ едим, Ана җани биләнму һәм шундақ едим. Өзара чин достлуғумиз умумлашқан, Қәдимдин аш сунуш биздә удумлашқан. Йөгимәчтәк чигилгән чиң дил риштимиз, “Өчмигәй” дәп сөз беришкән иш-изимиз. Әйнә шундақ өз болуштәк қәлбдаштуқ, Тәң күлүп, тәң жиғилғидәк тәғдирдаштуқ. “Қуда болса, шундақ болса” дегәнләр көп, Бизни үлгә тутқан йеқин-ярәнләр көп. 6. Пул жиғип һәм машиниму елип бәрдуқ, Немә десә, яқ демәстин, қилип бәрдуқ. Уштумтутла болди оғлум бузулғандәк, Өзин унтуп, пешкәлликкә урунғандәк, Әртә чиқип, келур өйгә таңға йеқин, Турған кәби бир палакәт һаңға йеқин. Аяли һәм пәрзәнтлирин көзгә илмәс, Рәнҗигәндәк сөрүн чирай, худин билмәс. Гәп сорисам: “Ишта болдум, ана”, дәйду, “Тәптишлимәй, арам бериң маңа”, дәйду. Һәр сөзүмгә зәрдилик бир җавап алдим, Териккәндин теним титирәп, азапландим. Қанчә ейтсам, несиһитим кар қилмиди, Саяқ-салтаң ишлиридин һар қилмиди. Қаттиқ қистақ-сорақларға елип бақтим, Аниға хас нурғун тәлим берип бақтим. Ақивити өзәмгә һай берәлмидим, Бир качатлап, башқа бир сөз дейәлмидим. Гепим өтмәй, солғунлишип, зар әйлидим, Қизим кәби Лаләгүлни хар әйлидим. Бәк өтүндүм, өйдин чиқип кәтмәслигин, Өз бәхтини өзи вәйран әтмәслигин. Сөзүмгә бой бәргидәк һеч сияқи йоқ, Пәрзәнтләргә көйгидәк от-пирақи йоқ. Чүшкән охшаш худди шәйтан вәс-вәсигә, Писәң қилмас тәлимгә вә һечнәрсигә. *** Күнләр өтүп, өйгә пәқәт кәлмәс болди, Мени қоюң, пәрзәнтлирин көрмәс болди. Кейин уқсам, бир сәтәңни еливапту, Ич күйоғул боп өйигә киривапту. Әләм йәткәч өзәм туққан таш жүрәктин, Һеч чарә йоқ “өзәңни тут, хан!” демәктин. Оғлум сәвәп: юрт алдида қариландим, Бедава бир дәрткә қалдим, яриландим. Бешим қейип, жиқилғанни туймаптимән, “Ана!” дегән налиләрни уқмаптимән. 7. Нәвриләр вә келингә йүз келәлмәймән, Азапланған көңүлни шат етәлмәймән. Әйипсиз бир әйипкардәк һалда қалдим, Ағриғимға дава йоқтәк дағда қалдим. Қизлар деди: “Җедәл чиқти ичимиздин, Һәммимиз тәң яхши көргән инимиздин. Амал қанчә, аилимиз йүзин төкти, Яйриған пак көңүлләргә қайғу чөкти. Жирақ қилди бизни келин сиңлимиздин, Чин жүрәктин сөйгән әзиз җенимиздин”. Дәп тәсәлла бәрди маңа җананлирим, Дәпсәндә боп қалғинида арманлирим. – Сиз жиқилған күни бизләр зар жиғлидуқ, Баш врачқа тәлмүрүшүп, еғир тиндуқ. Шипакарлар һәмдәрт болуп, көз ачтиңиз, Йәнила шу нәвриләрдин сөз ачтиңиз. Ғәм-қайғудин қуриғанда маҗалиңиз, Зәпирандәк сарғайди, ана, җамалиңиз... “Дәрдиңиз бәк еғир, ана” деди дохтур, Өз оғлумдәк тәшвишимни йеди дохтур. Бәк ойлимаң, һәммидинму яман қайғу, Хушнут жүрүң, җан азави һаман қайғу. Яшанғансиз, жүрәккә күч чүшсә тәкрар, Билип қоюң, һечбир дава қилмайду кар, – дегәнликтин, әнди бәкму ойлимаймән, “Худа!” дәймән, әзиз җанни хорлимаймән... *** Хуллас, дохтур, алтә қизим йөләк болди, Сөзи – мәлһәм, меһри уларниң қувәт болди. Қизлиримниң ихласидин сөйүндүм мән, Сағлам өмүр, бәхит тиләп, көйүндүм мән. Бир кечип, бир кәчмисәмму гунайидин, Оғлум кәтмәс, ва һәссәна, хиялимдин... 8. “Кимдур сени тәминлигән бу вақиә билән?” Дәп сорисаң, язай шуни әсли билән. “Сәяһәтниң” алдида, кәң йол бойида, Автобуслар турар қатар оң-солида. “Алмута вә Есик” дегән автобус һәм Өз йолувчи-сәйяһлирин қилатти җәм. Келип әшу автобустин орун алдим, Нимшеһитниң әсәригә нәзәр салдим. Арилиқта бәш-он минут өтмәй һәйәл, Алдимдики орундуққа икки аял. Олтиришти уйғурға хас сүлкәт билән, Бир-бирсигә бәк түзүтлүк иппәт билән. Саламлишип, һал сорашти бир-биридин, Һәр иккиси чиққинидәк өз хилидин. Мәлум болди ханимларниң гәп-сөзидин, Бири екән «Қизил Ғәйрәт» йезисидин. “Азатлиқ” екән бирси бу ханимларниң, Өзлири-уз, гәп-сөзи түз айимларниң. Иккилән өз юртлирини мәдиһ әтти, Бири “көркәм” десә, бирси – “гөзәл” дәтти. Уйғурға хас та әзәлдин сәрәмҗанлиқ, Һойлиси гүл, коча-койи бағ-бостанлиқ. Хошнилар өм, әһли юртму болғач иҗил, Әл турмуши баяшәтлиқ өтәр сиҗил. Милләтләрниң тәғдири – бир, достлуқ билән, Өтәр вақит жилнамиси хушлуқ билән. Дейишкәндә икки ханим новәт билән, Олтарғандәк болдум гоя сөһбәт билән. 9. Арилиқта бир әсналиқ сүкүт чөкти, Яшлиқ аял бир “уһ” билән һалин төкти. – Сизгә мәлум, һазир турмуш бәкму көркәм, Әмгәк қилған һәрбир киши әркин, һур һәм. Илму-һүнәр сөйгәнләргә тәләйму яр, Һалал меһнәт – әрләр үчүн чин иптихар. Бәзиләр шу шат турмушин вәйран қилур, Сөйгән яри, пәрзәнтлирин сәрсан қилур. Мундақ инсан чин сөйгүдин қәдрин билмәс, Әҗдадиниң изгү нами – әслин билмәс. Мана буниң бир мисали – мениң оғлум, Алтә қизға тәң қилмиған җеним оғлум. “Өйдин қачқан сазәндини» әсләтти у, Адимийлик қиммитини пәсләтти у. Қошмақ нәврә, келинимни ташлап кәтти, Адәмсүпәт бир һазазул башлап кәтти. Униң әсли сиз турушлуқ йезидинмиш, Езитқулуқ, сәтәңликтә бәд қилиқмиш, Аңлишимчә, үчбалилиқ ханиш емиш, Таш жүрәкни еритқидәк қалтис емиш. Һәрқандақ әр қутулмасмиш җадусидин, Мәптун қилип ейтқан аһу-налисидин. Оттуз яшта үч некалиқ болған екән, Қәд-қамити әпсун билән толған екән. Бу дәҗҗалниң аврашлири тәсир болуп, Кәткән оғлум униңға қул-әсир болуп. Пак сөйгүниң қәст дүшмини бу тәлвиләр, Ләнәт дегәй иблисларға һәқ бәндиләр! 10. Раса бир ай яттим кесәл каривитидә, Ақ халатлиқ есил җанлар ярлиғида. Һәсрәт билән ишик таман қарап яттим, Өткән саат-күнлиримни санап яттим. Жүрәк парә, көзүмдин яш тохтиған йоқ, Әпсус, оғлум бирәр қетим йоқлиған йоқ. Кәлмиди у, көйүнмиди – ғәм йемиди, “Гунайимни кәчүр, ана!” һәм демиди. Һәссилиди вуҗудумда пирақлирим, Өчти болғай үмүтварлиқ чирақлирим. Дәймән йәнә: һаман бир күн әқлин тапур, Өз өйигә қайтип қайта, бәхтин тапур. Алтә қизға тәң қилмиған дилбәндим у, Худадин чин тиләп туққан пәрзәндим у. Жүрәк парәм – яхши болсун, яман болсун, Нәдә жүрсә, әл қатари аман болсун! *** Әшу мушпиқ ана аһи болуп әләм, Изтирапта бу қолумға алдим қәләм. Кимки алса аниларниң дуасини, Тонуйду у өз әслини, Худасини. Әй пәрзәндим иблис йолин бесип өтмә, Аниларниң ниҗат йолин кесип өтмә! Анилардин – меһриванлиқ һәм инайәт, Аңа тәмсил Шуңқар пүткән бу һекайәт.

233 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы