• 9-май – Ғалибийәт күни
  • 15 Мамыр, 2019

Ғалибийәт мәйрими: қәйәрдә қандақ нишанланди?

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Бизниң жутта икки ветеран бар, — дәп телефон қилди Қайрат мәһәллисиниң жигитбеши Һашимҗан Арзиев.– Бири 96 яшлиқ Битохтихан Оләсәнова (сүрәттә). У яқниң теги-тәкти Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисидин. Нураний аниниң уруш жиллири тартмиғини қалмиған. Башқа анилар қатарида күндүзи етизда ома оруп, кәчқурунлуғи пәләй тоқуған екән. У күнләрни ана көзлиригә яш елип әсләйду. Аниниң әстә сақлаш қабилийитиму яхши екән. У өзиниң 1956-жили Москва шәһиригә қурултайға барғининиму унтумапту. Һазир Битохтихан ана оғли Маликниң қолида туриду. Униң 4 балиси, 15 нәвриси, 27 чәвриси бар. «Биз көргән күнләр балилиримизниң бешиға кәлмисекән» дәп тиләйду ана. Йеқинда Түрксиб наһийәсиниң һакимийити ветеранлиримизни тәклип қилип, соғиларни тапшурди. Өз новитидә, бизму жут намидин азду-тола соғимиз билән уларни тәбрикләп қайттуқ. Қайрат жутидики йәнә бир ветеран – өзимизниң кәсипдиши, авған урушиниң қатнашқучиси Минәмҗан Асимов (сүрәттә солдин үчинчи). – Келәчәктә яшлар билән учришишларни өткүзүшни мәхсәт қиливатимиз. Мундақ баш қошушларға яшларни көпирәк җәлип қилиш керәк. Улар «Интернеттин һәммини көрүп, биливалимиз» дәйдекән. Әсли үзму-үз олтирип сөзләшкәнгә йәтмәйду, — дәйду Минәмҗан. Қайрат жутидики ветеранларға һөрмәт көрситиш әйнә шундақ келәчәк реҗиләрни муһакимә қилиш билән аяқлашти. *** Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Бийилму Улуқ Ғалибийәт мәйрими Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң мәркизи – Ишиктә шәһиридә дағдуғилиқ нишанланди. Униңға наһийәдә истиқамәт қиливатқан Улуқ Вәтән урушиниң йәттә ветеранидин ялғуз Николай Савраев билән арқа сәп ветеранлири, бәйнәлмиләл-җәңчиләр қатнашти. Онлиған адәмләр мәйрәмгә Ғалибийәткә төһпә қошқан ата-бовилириниң портретлирини елип кәлди. Мәйрәм Улуқ Вәтән урушида қурван болған ата-бовиларни бир минутлиқ сүкүнат билән әскә елиштин башланди. Улуқ Вәтән урушида қаза болған жутдашлар хатирисигә орнитилған ядикарлиққа гүлчәмбәрләр қоюлуп, вәтән азатлиғи үчүн җенини қурван қилған от жүрәк җәңчиләр роһиға тазим қилинди. Ветеранлар өз орунлириға орунлашқандин кейин Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Бинәли Ысқақ жиғилғанларни Ғалибийәт мәйрими билән сәмимий тәбрикләп, наһийәдин фронтқа атлинип, «Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани» унваниға егә болған 16 жутдишимизниң қәһриманлиғини алаһидә пәхирлиниш билән тәкитләп, миллионлиған кеңәш солдатлири батурлуғиниң яш әвлат үчүн үлгә вә ибрәт болидиғанлиғини атап өтти. Мәйрәм наһийә сәнъәткарлири тәрипидин тәйярланған концерт программисиға улашти. Меһманлар диққитигә уруш һәққидики нахшилар билән биллә көпмилләтлик елимиздики хәлиқләр достлуғини бирлик вә иттипақлиғини ипадиләйдиған нахша-саз вә уссулларму һавалә қилинди. Мәйрәмниң тәнтәнилик қисмидин кейин Бинәли Әбдиқапасулы паравән турмуш һәдийә қилған атиларниң өйлиригә берип, уларни Улуқ Ғалибийәт билән тәбриклигәч, мәйрәмлик соғилирини тапшурди. Өз новитидә, ветеранлар меһманларға миннәтдарлиқ билдүрүп, дуасини бәрди вә уларниң ишлириға утуқ тилиди. Әмгәкчиқазақ наһийәси. *** Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Алмутида Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан уйғурлардин бари-йоқи йәттә ветеран қапту. Һазир уларниң һөрмитигә һәр күни дегидәк һакимийәт вә хәлқимизгә вакаләтән паалийәт елип бериватқан җәмийәтлик тәшкилатлар дәстихан йейип, мәйрими билән тәбриклимәктә. Жиллар өткәнсири уларму, саламәтлигигә бола, өйлиридин талаға чиқмас болди. «Ишбиләрмән аяллар» клубиниң рәиси Клара Шардинова ветеранларни он жилдин бери тәбрикләп, һалидин хәвәр алмақта. Бу қетим Клара Шардинова, Роза Зайитова, Гүлҗаһан Искәндәрова кәби ишбиләрмән ханимлар ветеранларни өйлиригә йоқлап барди. Уларниң һәрбиригә озуқ-түлүк селинған севәт, гүл вә ахчилиқ ярдәм көрсәтти. Әлвәттә, келәчәк әвлат үчүн қан кәчкән ата-бовилиримизға өзлириниң миннәтдарлиғини изһар қилип, уларға бәхитлик қерилиқ тилиди. Өз новитидә ветеранлар җәң вә әмгәк мәйданлирида өзлири баштин кәчүргән қийинчилиқларға тохтилип, саһипханларға, җүмлидин Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики «Ишбиләрмән аяллар» клубиниң әзалириға тәшәккүр изһар қилди. *** Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Бинәли Ысқақ көпбалилиқ аниларни қобул қилди. Униңға наһийә һакиминиң орунбасари Айбек Бидаев, наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Мөмүнҗан Исламов вә наһийәлик аһалини иш билән тәминләш мәркизиниң мудири Берик Иманбаев қатнашти. Учришиш давамида Бинәли Әбдиқапасулы наһийәдә 9000ға йеқин көпбалилиқ аилиниң бар екәнлигидин хәвәрдар қилди. Униң тәкитлишичә, наһийә бойичә 2415 адәм өй елиш новитигә тиркәлгән болса, уларниң 170тин көпирәги көпбалилиқ аилиләрни тәшкил қилиду. Атап кетиш керәкки, февраль ейида наһийәлик һакимийәт хадимлири көпбалилиқ аилиләрниң өйлирини арилап, уларниң турмуши, муһтаҗлиғи һәққидә мәлуматларни топлиди. Андин уларға дөләт тәрипидин тегишлик ярдәм көрситилди. 1-апрельдин тартип наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүмидә иҗтимаий ярдәм қилиш бойичә һөҗҗәтләрни йеңичә форматта қобул қиливатиду. Һакимниң орунбасари билән мәркәз вә бөлүм рәһбәрлири бу мәсилигиму әтраплиқ тохталди. Ахирида анилар өзлирини ойландурған соаллириға җавап елип, көпбалилиқ аилиләргә һәртәрәплимә ярдәм көрситиватқан наһийә рәһбәрлигигә миннәтдарлиғини изһар қилди. P.S. Бүгүнки күнгә қәдәр наһийәдә йеңи формат бойичә 2315 көпбалилиқ ана иҗтимаий ярдәм елиш үчүн һөҗҗәтләрни тапшурди. Әмгәкчиқазақ наһийәси. *** Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Ғалибийәт күни Уйғур наһийәлик мудапиә ишлири бойичә бөлүминиң башлиғи Султанмурат Ғаппаров һәм ҚҖ Миллий бехәтәрлик комитети Чегара хизмити 2534 һәрбий бөлүминиң командири Бауыржан Тасимов Таштиқарису, Баһар, Чонҗа йезилирида болуп, уруш ветеранлирини Ғалибийәт мәйрими билән тәбриклиди. Таштиқарисуда Иван Думановниң, Баһарда Алим Кебировниң, Чонҗида Абдуҗелил Шәриповниң өйидә болуп, бүгүнки бәхтияр турмуш-тирикчилигимиз үчүн күрәшкән атиларниң алқишиға сазавәр болди. Ветеранлар уруш жиллиридин сөз қилип, унтулмас дәқиқиләрни йәнә бир қетим әскә алди.

273 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы