• Йеңилиқлар
  • 15 Мамыр, 2019

Тәшвиқат башланди

11-май күн Қазақстанда Президентлиққа намзатларниң сайлам алдидики кампанияси башланди. У 8-июнь күни саат 00.00да аяқлишиду. Бу күн “Җим-җитлиқ күни” дәп елан қилинди. Қазақстан Җумһурийитиниң Мәркизий сайлам комиссияси Президентлиққа намзатларни ройхәткә елиш басқучини қәрәлидин илгири тамамлиди. Президентлиққа намзат сүпитидә Қасым-Жомарт Тоқаев (Nur Otan партияси), Сәдибек Түгел (“Ұлы дала қырандары” һәрикити), Амангелды Таспихов (Қазақстан Кәспий иттипақлар федерацияси), Дания Еспаева (“Ақ жол” партияси), Төлеутай Рахимбеков (“Ауыл” партияси), Жамбыл Ахметбеков (Қазақстан Коммунистик хәлиқ партияси), Әмиржан Қосанов (“Ұлт тағдыры” һәрикити) ройхәткә елинди. Мәркизий сайлам комиссиясиниң вакаләтлик дөләт органлириниң намзатниң қанунлар тәләплиригә мувапиқ келиши тоғрилиқ мәлуматларни бериш, имза топлаш қәғәзлирини тапшуруш вә уларни тәкшүрүш қәрәлини қисқартиш тоғрилиқ қарарларни қобул қилиши ройхәткә елиш җәриянини қәрәлидин илгири аяқлаштурушқа имканийәт яратти, – дәп тәкитләйду Қазақстан Җумһурийити Мәркизий сайлам комиссияси рәисиниң орунбасари Константин Петров. Бош вақит намзатларға штаблар паалийитини уйғунлаштуруш, сайлам фондлиридики мәбләғни топлаш вә тәшвиқат кампаниясигә хелә сүпәтлик тәйярлиниш билән шуғуллиниш имканийитини бериду. Қанунда намзатқа аммивий әхбарат васитилиридә өз программилирини тонуштуруш вә сайлам алдидики чарә-тәдбирләрни өткүзүшкә, тәшвиқат материаллирини чиқиришқа кетидиған хираҗәтләрниң, транспорт хираҗитиниң орнини йепиш үчүн җумһурийәт бюджетидин мәбләғ бөлүш көздә тутулған. Қазақстан Җумһурийитиниң Президентлиғиға намзатларниң җумһурийәтлик бюджеттин төлинидиған хираҗитиниң миқдари Мәркизий сайлам комиссиясиниң тохтами билән 7 331 200 тәңгә миқдарида бәлгүләнди. Шундақла намзатларниң өз мәблиғи вә уларни көрсәткән җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмә тәрипидин бөлүнидиған мәбләғ һесавиға намзатларниң сайлам фондлириму қурулиду, буниңда умумий мәбләғ 510 миллион тәңгидин ашмаслиғи керәк. Униңдин ташқири гражданлар билән тәшкилатларниң ихтиярий ианилири һесавиға сайлам фонди қурулиду, умумий мәбләғ 637,5 миллион тәңгидин ашмаслиғи керәк. Сайлам фондиниң мәблиғидин пайдилиниш һоқуқи пәқәт Қазақстан Җумһурийитиниң Президентлиғиға намзатқила тәәллуқ. Униңдин ташқири сайлам йәкүни бәлгүлинип, бәш күндин кечикмәй намзат Мәркизий сайлам комиссиясигә өзиниң сайлам фондиниң мәблиғини пайдилиниш тоғрилиқ һесават берип, униңда келип чүшкән ахча мәнбәсини вә барлиқ хираҗәтләрни атап көрситиши керәк. Мәхсус һесап-чотлар бойичә барлиқ малийә операциялири сайлам алдидики күндә саат он сәккиздә тохтитилиду.

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы