• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 22 Мамыр, 2019

Абдухалиқ Уйғур немә үчүн өзигә «Уйғур» дегән тәхәллусни таллавалған?

Хәлқимизниң от жүрәк шаири, милләт сәрхили Абдухалиқ Уйғур өткән әсирниң башлирида миллий һессияти орғуп турған ялқунлуқ шеирлири билән оқурмәнләр қәлбидә мәңгү өчмәс из қалдурди. Биз бу исимни милләт мәнпийити йолида аянмай әмгәк қилған бүйүк татар шаири Абдулла Тоқай вә мадьяр хәлқиниң бүйүк шаири Шандор Петефиниң нами билән қатар қойимиз. Мәлумки, шаир яш чағлиридила тағисиға әгишип, сода-тиҗарәт васитиси билән Шәмәй, Қазан, Оренбург, һәтта Москва вә Санкт-Петербург шәһәрлиригә қәдәр бариду. Шу җәриянда тәвәдики Россия буржуа инқилавидин кейинки өзгириш-йеңилиқларни өз көзи билән көриду. Татар җәдитчилири тәрипидин нәшир қилиниватқан «Вақит», «Шура» қатарлиқ ортақ түркий тилида чиқидиған гезит-журналларни сөйүп оқуйду һәм униңда бесилған уйғурларға даир мақалиларниң чоңқур тәсиригә учрайду. Болупму, татар шаири Абдулла Тоқайниң шеирлирини алаһидә зеһин қоюп оқуйду вә ядлайду. Улуқ Октябрь инқилавидин кейин, йәни 1921-жили июнь ейида, Ташкәнттә чақирилған тунҗа новәтлик уйғурларниң қурултийида көрнәклик дөләт вә җәмийәт әрбаби, хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди Абдулла Розибақиевниң тәшәббуси билән хәлқимизни бирләштүридиған «уйғур» дегән милләт нами кеңәш уйғурлири арисида рәсмий елан қилиниду. Бирмунчә тәтқиқатчилар шаир Абдухалиқ Уйғурниң өзигә тәхәллус таллашта мәзкүр жиғинниң роһидин илһам алған болуши мүмкинлигини илгири сүриду. Улар шундақла шу бир еғир дәвирләрдә буруқтумлуқта қалған уйғур хәлқини ойғитиш вә уларниң үгдигән қәлбигә чирақ йеқиш арзусиниң шаирниң мәзкүр тәхәллусни талливелишиниң йәнә бир сәвәви болғанлиғини тәкитләйду.

129 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы